«НАВА» ФОЛЬКЛОР АНСАМБЛИ
Ансамбльниң тарихи 1918-жилдин башлиниду. Шу жили «Көккөйнәкликләр» ("Синеблузники") намидики һәвәскар сәнъәт өмиги қурулған. Кейин 1934-жили қурулған кәсипий театр билән бирликтә узун жиллар паалийәт елип барған. Лекин «Нава» дәп аталған мустәқил ансамбль сүпитидә (уйғур мукаминиң бири болған «Нава» нами билән) пәқәт 1973-жилдин башлап паалийәт елип бармақта. «Нава» фольклор ансамбли бесип өткән йол Уйғур театриниң асас салғучи даңлиқ сәнъәткарлириниң исимлири билән зич бағлиқ.
Ансамбль репертуарида уйғур хәлқиниң бебаһа музикилиқ мираси болған «Он икки мукам» алаһидә орун алиду. Бу мираси ЮНЕСКО тәрипидин дуния мәдәний мираси тизимиға киргүзүлгән.
Ансамбль алдиға қойған асасий мәхсәт — қәдимий музикилиқ мираслиримизни аммибаплаштуруш, уни сақлап қелиш вә өсүп келиватқан әвлатқа йәткүзүш. «Нава» фольклор ансамбли мукам кечилиридин уюштурушқа башламчи болуп, бу музикилиқ әсәрләрниң парчилирдин қурулған грампластинкиларни чиқарған.
Ансамбльниң заманивий репертуари уйғур кәсипий композиторлириниң әсәрлири, хәлқ нахшилири вә Шәрқ хәлқлириниң уссул көрүнүшлиридин тәркип тапқан.
Ансамбльниң гастроль сәпәрлириниң географияси интайин кәң. «Нава» ансамбли «Он икки мукам» музикилиқ цикллирини пәқәт Қазақстан тамашибинлириға әмәс, бәлки дуния сәһнилиригә тонуштуруп кәлмәктә. У һәр хил хәлиқара конкурслар вә фестивальләргә қатнишип, бир нәччә қетим лауреат намлириға еришкән.

ансамбль артистлири
Махмутҗан Мухамәтоғли АБАБАКРИЕВ
Фархат Тиләпоғли МОЛОТОВ
Сайяра Хабибуллақизи СЕТЕКОВА
Даяна Данилқизи БАЙГАБУЛОВА
Ренат Сыдықоғли ҚУРБАНОВ
Икрамҗан Әквәрҗаноғли ЛОХМАНОВ

Абдуманап Махмутҗаноғли МАХМУТҖАН
Җавохир Шерзодоғли САДУЛЛАЕВ
Жибек Әдилбекқизи САҚТАН
Нурсултан Ерболатоғли АЛИМБЕКОВ
Иҗтимаий торларда бизгә муштири болуң
театрдики һәммә мәрасимлардин хәвәрдар болуп туруңлар!
МӘНЗИЛГАҺИ:
Алмута шәһири, Наурызбай батыр кочиси, 83
ТЕЛЕФОН
+7701 949 19 36
E-MAIL
uyghurtheatrekz@gmail.com
ТЕАТР КАССИСИ
TELEGRAM
+7701 949 19 36