Репертуар
Театр һәққидә
Асасини салғучилар
Ветеранлар
Тарих
Коллектив
Мәмурий-башқурғучи хадимлар
Бәдиий хадимлар
Актерлар
«Рухсарә» уссул ансамбли
«Нава» фольклор ансамбли
Әхбарат
Касса
Театр зиярити
Аммивий әхбарат васитилири биз тоғрилиқ
Мәтбуат үчүн
Дөләтлик сетивелиш
Комплаенс мулазимити
Бош иш орунлири
БИЛЕТЛАР
KZ
RU
Репертуар
Театр һәққидә
Асасини салғучилар
Ветеранлар
Тарих
Коллектив
Мәмурий-башқурғучи хадимлар
Бәдиий хадимлар
Актерлар
«Рухсарә» уссул ансамбли
«Нава» фольклор ансамбли
Әхбарат
Касса
Театр зиярити
Аммивий әхбарат васитилири биз тоғрилиқ
Мәтбуат үчүн
Дөләтлик сетивелиш
Комплаенс мулазимити
Бош иш орунлири
Асасини салғучилар
Абдулһәй САДИРОВ
Аминәм МУСАЕВА
Бөкиҗан ЙОЛДАШЕВ
Ғуламхан ҖӘЛИЛОВ
Әсқәрҗан ӘКБӘРОВ
Әхмәт СОПИЕВ
Әхмәт ШӘМИЕВ
Иззәтгүл НУРМӘТОВА
Исмайил АЮПОВ
Җалал АСИМОВ
Малик СӘЛИМОВ
Меҗит ӘХМӘТОВ
Абдулһәй САДИРОВ
А.Садиров 1913-жили һазирқи Алмута вилайитигә қарашлиқ Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Баяндай йезисида туғулған. 1932-жилдин етиварән уйғур сәньәт өмигидә паалийәт елип барған у дости Җалал Асимов билән һәмкарлиқта «Анархан» драмисини язған. Һазирқи Қ.Ғоҗамияров намидики Җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театри 1934-жили әйнә шу спектакль билән өз пәрдисини ачқанлиғи мәлум. А.Садиров шундақла «Назугум» монологиниң вә нурғунлиған нахша мәтинлириниң муәллипи. Шуниң билән биллә у «Анархан», «Ғерип-Сәнәм», «Аршин мал алан» қатарлиқ спектакльларда һәрхил рольларни ойниған еди. 1941-жили Улуқ Вәтән урушиға атлинип, Панфилов дивизиясиниң тәркивидә Москва йенидики җәңләргә иштрак қилған у 1942-жили қанлиқ мәйданда қәһриманларчә қаза болди.
Аминәм МУСАЕВА
Аминәм Мусаева 1918-жили һазирқи Йәттису вилайитиниң Яркәнт шәһиридә туғулған. 1935-жилдин башлап та һаятиниң ахириға қәдәр Уйғур театрида паалийәт елип барди. Униң миллий сәһнимиздә ойниған әң дәсләпки роли – «Аршин мал алан» музыкилиқ комедиясидики Теллиниң обризидур. Буниңдин башқа у И.Поповниң «Аилә», Һ.Һ.Ниязиниң «Бай вә батрақ», Җ.Асимов билән А.Садировниң «Анархан», К.Гольдониниң «Меһманхана егиси», С.Җамалниң «Қара гүл» дегәнгә охшаш көплигән спектакльларда һәрхил рольларни иҗра қилиш арқилиқ уйғур театриниң шәкиллинишигә вә тәрәққиятиға мунасип төһпә қошқанлиғи билән тарихта қалди.
Бөкиҗан ЙОЛДАШЕВ
Бөкиҗан Йолдашев 1916-жили һазирқи Йәттису вилайитиниң Яркәнт шәһиридә туғулған. Униң Уйғур театридики паалийити 1936-жилдин башлинип, у бу йәрдә, асасән, сазәндиләр трупписиниң рәһбири сүпитидә паалийәт елип барди. Б.Йолдашев сәнъәт дәргаһида хизмәт қилған қисқа вақит ичидә уйғур хәлиқ нахша-сазлириға вә «Он икки муқамниң» нәғмә-дастанлириға асасланған һалда «Анархан» билән «Ғерип-Сәнәм» спектакльлириниң музыкилирини рәтләп, тәкамуллаштуруп, йезип чиққан еди. Амма униң шу йосунда иҗадий издинип, паалийитини давамлаштурушиға мүмкинчилик берилмиди. Сәвәви, 1937-жили сәясий тәқипкә учрап, «хәлиқ дүшмини» қалпиғи астида сүргүн қилинди. 1955-жили өз жутиға аман-есән қайтип кәлгән сәнъәткар 1974-жили йоруқ дуния билән мәңгүлүк видалашти.
Ғуламхан ҖӘЛИЛОВ
Ғуламхан Җәлилов 1901-жили һазирқи Йәттису вилайитигә қарашлиқ Яркәнт шәһиридә туғулған. Тәбиий қабилийити түпәйли тарихий Вәтинимизниң Ғулҗа, Сүйдүң охшаш шәһәрлиридә маһир сазандә сүпитидә даңқ чиқирип үлгәргән у 1933-жили театр ечиш мәхситидә Алмута шәһиригә келиду. Бу йәрдики паалийитини дәсләп сазәндә болуштин башлиған у кейинирәк һәрхил спектакльларда рольларниму иҗра қилди. Шуниң үчүн униң исмини Уйғур театриниң тәшкил қилинишиға һәм сазәндә, һәм актер сүпитидә көп үлүш қошқан пешқәдәм сәнъәткарлар қатарида мәмнунийәт билән тилға алимиз. Болупму униң Улуқ Вәтән уруши жиллирида театрниң еғир жүкини зиммисигә елип, көп тәр төккәнлигини алаһидә қәйт қилмай мүмкин әмәс. Шу җапалиқ әмгәклириниң бәдилигә у 1945-жили «Қазақ ССРниң хизмәт көрсәткән артисти» дегән шәрәплик атақни елишқа муйәссәр болди. У иҗра қилған «Анархан», «Қозы Көрпеш – Баян Сұлу», «Ғерип – Сәнәм» спектакльлиридики Султанбайниң, Қарабатырниң вә Әқилдарниң образлири, һәқиқәтән, театр тарихидики қайтиланмас образлардур.
Әсқәрҗан ӘКБӘРОВ
Әсқәрҗан Әкбәров 1910-жили һазирқи Йәттису вилайитигә қарашлиқ Яркәнт шәһиридә туғулған. Маһир дапчи болған у 1935-жили Алмутида йеңидин тәшкил қилинған Уйғур театриға ишқа қобул қилинип, 40 жилдин ошуқ вақит давамида әйнә шу дәргаһта музыка рәһбири сүпитидә паалийәт елип барди. Сазәндиниң Улуқ Вәтән уруши жиллирида интайин қийин дәвирни бешидин өткүзгән кәсипдашлири қатарида болуп, миллий сәнъәт дәргаһиниң сақлинип қелишиға мунасип төһпә қошқанлиғини алаһидә атап өткән орунлуқтур. Шундақла у театрниң асасини салған пешқәдәм сәнъәткарларниң бири сүпитидә көплигән шагиртларни тәрбийилиди, онлиған нахшиларни иҗат қилди, актер сүпитидиму бирқатар рольларни ойниди. Шу әмгәклири түпәйли 1945-жили «Қазақ ССРниң хизмәт көрсәткән артисти» дегән пәхрий атаққа еришти. Ә.Әкбәров 1981-жили 16-июльда вапат болди.
Әхмәт СОПИЕВ
Әхмәт Сопиев 1916-жили һазирқи Алмута вилайитигә қарашлиқ Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Қорам йезисида туғулған. Униң артист сүпитидики әмгәк паалийити 1935-жили Өзбәкстанниң Әнҗан шәһиридики Уйғур музыкилиқ драма театридин башланған. Әнҗан театрида у «Анархан» спектаклидики Бәхтияниң обризини утуқлуқ яратқан еди. 1946-жили мәзкүр театрниң йепилип кетишигә бағлиқ Әхмәт Сопиев рәпиқиси Саламәтхан Розиқулова билән Қазақстандики Уйғур театриға йөткәлди. Бу дәргаһта у йәнә шу «Анархан» спектаклидики Бәхтияниң һәм шундақла Сайит, Сопахун һаҗи, Әлабай, Лозуңбәг қатарлиқ қәһриманларниң рольлирини иҗра қилди. Актер буниңдин башқа Һапиз («Ғерип – Сәнәм» спектакли), Мәддихан («Нәсирдин Әпәнди»), Назим («Таһир – Зоһра»), Велли («Аршин мал алан»), Сопи («Нурхан»), Молла дост («Майсариниң иши»), Мөмүн бовай («Ақ кемә»), бовай («Анамниң ақ көйниги») охшаш һәрхил қәһриманларниң образлириниму муваппәқийәтлик яратти. Униңға «Қазақ ССРниң хизмәт көрсәткән артисти» дегән пәхрий атақ берилгәндә әйнә шу әмгәклириниң инавәткә елинғанлиғи тәбиий.
Әхмәт ШӘМИЕВ
Әхмәт Шәмиев 1908-жили һазирқи Йәттису вилайитиниң Яркәнт шәһиридә туғулған. 1934-жилдин тартип Уйғур театрида ишләшкә башлиған у 1941-жили Улуқ Вәтән урушиға атлинип, Сталинград йенидики шиддәтлик җәңләргә қатнашти. 1945-жили Чехословакиядә яридар болуп, жәң мәйданидин қайтип кәлгәндин кейин театрдики паалийитини йәнә давамлаштурди вә йәрлик әдипләр билән қатар Мольер, Горький, Шекспир, Гоголь, Гольдони, Погодин кәби җаһанға тонулған драматургларниң классик әсәрлиридики жирик қәһриманларниң образларни яратти. Уларниң арисида, болупму, Сайит билән Отелло образлириниң интайин ярқин чиққанлиғини һәм шу түпәйли исмини театр тарихиға алтун һәрипләр билән йезип қалдурғанлиғини алаһидә қәйт қилмай мүмкин әмәс. У шундақла нахша иҗат қилиш һәм уларни бабиға йәткүзүп орунлаш маһарити биләнму пәриқләнди. Буниңдин башқа «Қазақфильм», «Өзбәкфильм», «Қирғизфильм» киностудиялириниң тәкливи билән «Әгәр бизниң һәрбиримиз...», «Униң вақти келиду», «Биз Йәттисудин» вә «Ғардики чинар» дегәнгә охшаш бәдиий фильмларда баш рольларни утуқлуқ иҗра қилди. Әйнә шу териқида һаятиниң ахириға қәдәр миллий сәнъитимизни риваҗландуруш йолида хизмәт қилған Әхмәт Шәмиевниң әмгиги мунасип баһалинип, 1969-жили униңға «Қазақ ССРниң хәлиқ артисти» дегән шәрәплик атақ берилди.
Иззәтгүл НУРМӘТОВА
Иззәтгүл Нурмәтова 1922-жили һазирқи Алмута вилайитигә қарашлиқ Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Челәк йезисида туғулған. 1940-жили Уйғур театриға ишқа қобул қилинған у һаятиниң ахириға қәдәр шу дәргаһта хизмәт қилди. Униң Улуқ Вәтән урушиниң азап-оқубәтлири кәң қанат яйған әң еғир пәйтләрдә йеңи туғулған қизини анисиға қалдуруп, нахша-уссул арқилиқ җүлмәригән жутқа мәдәт бериш мәхситидә йеза-йезиларға гастрольға чиқип, җанпидалиқ билән әмгәк қилғанлиғини әсла унтушқа болмайду. И.Нурмәтова «Анархан», «Ғерип-Сәнәм», «Нурхан», «Аршин мал алан» вә башқиму нурғунлиған спектакльларда һәрхил қәһриманларниң образлирини яритип, миллий сәнъитимиз тарихида өзигә хас из-тамғисини қалдуруп кәтти. Болупму, униң орунлишидики «Қейинана» комедияси билән «Анархан» драмисидики қейинана вә Гүлзариниң рольлири кәйнидики әвлатлар үчүн үлгә-нәмунә болғидәк дәриҗидә иҗра қилинғанлиғи билән пәриқлиниду.
Исмайил АЮПОВ
Исмайил Аюпов 1909-жили һазирқи Йәттису вилайитигә қарашлиқ Яркәнт шәһиридә туғулған. Уйғур театриниң тәшкил қилинишиға асас болған Алмута шәһиридики «Аз милләтләр клуби» йенидики сәнъәт өмигигә 1933-жили тәклип қилинған. Шуниң өзи униң кәспий уйғур театриниң асасини салғучиларниң бири болуп һесаплинидиғанлиғини дәлилләйду. Маһир сазәндә һәм қабилийәтлик актер болған у 1937-жили сәясий тәқипкә учрап, қолға елинди. Андин наһәқтин-наһәқ «хәлиқ дүшмини» қалпиғи астида Жирақ Шәриққә сүргүн қилинип, һаятиниң он жилини кәскин шараитта еғир әмгәк билән өткүзди.
Җалал АСИМОВ
Җалал Асимов 1907-жили һазирқи Йәттису вилайитиниң Яркәнт шәһиридә туғулған. У Абдулһәй Садиров билән һәмкарлиқта 1934-жили «Анархан» пьесисини йезип, өзи униңда биринчи қетим баш қәһриман Һәмраниң ролини ойниған. 1936-жили Җ.Асимовниң сәнъәт саһасидики әмгиги мунасип баһалинип, у «Қазақ ССРниң хизмәт көрсәткән артисти» дегән пәхрий атаққа муйәссәр болиду. 1941-жили болса, Өзбәкстан ССР Мәдәнийәт министрлигиниң тәкливигә бенаән Әнҗан шәһиридики Уйғур театриға хизмәткә йөткилип, у йәрдә бәдиий рәһбәр вә режиссер болуп ишләйду. Улуқ Вәтән уруши жиллирида Җ.Асимов мәзкүр театрниң сәһнисидә вәтәнпәрвәрлик роһ билән суғирилған бирқатар спектакльларни қойди, йеңи нахшиларни иҗат қилди. Шуниң биләнла чәклинип қалмай, «Анархандин» кейин «Ана тәғдири», «Сирлиқ хәнҗәр» кәби сәһнә әсәрлирини язди. Талантлиқ актер, режиссер, драматург Җалал Асимов 1968-жили аләмдин өтти.
Малик СӘЛИМОВ
Малик Сәлимов 1909-жили һазирқи Алмута вилайитиниң Әмгәкчиқазақ наһийәсигә қарашлиқ Кейиквай йезисида туғулған. 1941-жили Уйғур театриға ишқа орунлашқан у һаятиниң ахириға қәдәр миллий сәнъитимизни тәрәққий әткүзүш йолида тинимсиз әмгәк қилди. М.Сәлимов тәбиий талантқа егә актер һәм сазәндә болғанлиқтин шу мәзгилләрдики театр репертуаридин униң иштракисиз қоюлған бирму спектакльни яки концерт программисини тепиш қийин еди. Ечинишлиғи, әйнә шундақ җошқун илһам билән иҗадий издинип ишләватқан пәйттә, йәни 1954-жили Уйғур театри артистлириниң Москва шәһиригә қилған гастроли вақтида истедатлиқ сәнъәткар туюқсиз көз жумди.
Меҗит ӘХМӘТОВ
Меҗит Әхмәтов 1911-жили һазирқи Алмута вилайитигә қарашлиқ Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Жарылғап йезисида туғулған. Кәспий Уйғур театриниң асасини салғучиларниң бири болған у, көпинчә, комедиялик рольларни иҗра қилатти. М.Әхмәтов яратқан образларниң арисида «Анархан» спектаклидики Сопахунниң вә «Ғерип – Сәнәм» драмисидики Һапизниң рольлири жуқури маһарәт билән ойналғанлиғи түпәйли алаһидә орунда туриду. Әпсуслинарлиғи, актерниң һаят йоли қисқа болуп, у 1958-жили туюқсиз көз жумди.
Мәрийәм СЕМӘТОВА
Мәхпир БАҚИЕВ
Мирхелил ЗӘЙНАВДИНОВ
Өмәр ЗАКИРОВ
Реһан МӘРҮПОВА
Ризвангүл ТОХТАНОВА
Рошәнгүл ИЛАХУНОВА
Саламәтхан РОЗИҚУЛОВА
Селимәм САТТАРОВА
Сәйдулла ҚАДИРОВ
Ханғоҗа ИЛИЕВ
Хеличәм ИЛИЕВА
Мәрийәм СЕМӘТОВА
Мәрийәм Семәтова 1916-жили һазирқи Алмута вилайитигә қарашлиқ Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Қариторуқ йезисида дунияға кәлгән. Униң Уйғур театридики әмгәк паалийити 1935-жилдин башлиниду. У болупму Улуқ Вәтән уруши жиллирида, башқа кәсипдашлири билән биллә, миллий сәнъитимизни риваҗландуруш йолида көплигән җапа-мәшәқәтләрни бешидин өткүзди. Қишниң қар-боранлиқ күнлиридә шараитниң йоқлуғиға, йемәк-ичмәк билән кийим-кечәкниң азлиғиға қаримастин, йеза-йезиларни пиядә арилап, оюн көрситип, концерт берип, мискин хәлиқниң роһини көтәрди. У иҗра қилған «Анархан», «Қозы Көрпеш – Баян Сұлу», «Малиновкидики той», «Майсариниң иши» дегәнгә охшаш спектакльлардики баш қәһриманларниң рольлири әл арисида актрисиниң аброй-инавитини ашурди. М.Семәтованиң Шекспир, Гольдони, Горький, Мольер, Попов охшаш җаһан драматургиясигә мәнсүп сәһнә әсәрлиридә яратқан образлириму интайин утуқлуқ чиқти. Шу хилдики әстаидил әмгигиниң нәтиҗисидә 1965-жили униңға «Қазақ ССРниң хәлиқ артисти» дегән шәрәплик атақ берилди һәм Қазақ ССР Алий Кеңишигә депутат болуп сайланди. У 1967-жили 51 йешида һаят билән мәңгүгә видалашти.
Мәхпир БАҚИЕВ
Мәхпир Бақиев 1915-жили һазирқи Алмута вилайитигә қарашлиқ Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Йеңишәр йезисида туғулған. 1935-жили Уйғур театриға ишқа қобул қилинған у башта бирқатар спектакльларда һәрхил рольларни иҗра қилиду. Кейин Улуқ Вәтән уруши башлинип кетип, дәсләпкиләр қатарида фронтқа атлиниду вә шиддәтлик җәңләргә қатнишиду. Новороссийск шәһириниң йенида болған әйнә шундақ қаттиқ қирғинчилиқларниң биридә М.Бақиев еғир яридар болуп, госпитальда бираз вақит даваланғандин кейин өйигә қайтурулиду. У уруштин кейинму театрдики паалийитини давамлаштуруп, Һәмра, Ғерип, Қозы Көрпеш, Һәйдәр, Қадир, Ғопур охшаш бирқатар қәһриманларниң рольлирини ойниди. Кейинирәк Садир Палван, Маһмут Ғоҗамияров кәби ярқин сималар билән бир қатарда комедиялик жанрдики әсәр қәһриманлириниң образлириниму әҗайип утуқлуқ яратти. «Майсариниң ишидики» – Қазиниң, «Өйлиништики» – Кочкаревниң, «Нәсирдин Әпәндидики» – Қуззатниң, «Мәшәди ғубаттики» – Мәшәдиниң, «Сениң қара көзлириңдики» – Бағвән бовайниң рольлири әйнә шуниң ярқин ипадисидур. Актерниң сәнъәт саһасидики әмгиги мунасип баһалинип, у 1971-жили «Қазақ ССРниң хәлиқ артисти» дегән шәрәплик намға еришти.
Мирхелил ЗӘЙНАВДИНОВ
Мирхелил Зәйнавдинов 1911-жили һазирқи Йәттису вилайитигә қарашлиқ Яркәнт шәһиридә туғулған. 1935-жили Уйғур театриға ишқа қобул қилинған у 1941-жили дәсләпкиләр қатарида Улуқ Вәтән урушиға атланди. 1946-жили җәң мәйданидин аман-есән қайтип келип, театрдики паалийитини давамлаштурди. Актер яратқан «Анархан» спектаклидики – Бәхтияниң, «Ғерип-Сәнәмдики» – Шаһ Аббасниң, «Малиновкидики тойдики» – Нечипорниң, «Отеллодики» – Ягониң вә башқиму қәһриманларниң жирик образлири тамашибинларниң жуқури алқишиға сазавәр болуп, театр мәртивисини ашурди. М.Зәйнавдинов шундақла «Ағриқ чишлар», «Ғулҗа үстидә нур», «Ташпалта ашиқ», «Нурхан», «Паһ, қизларәй», «Нәсирдин Әпәнди» қатарлиқ сәһнә әсәрлирини сәһниләштүрүп, режиссер сүпитидиму миллий сәнъитимизни риваҗландурушқа мунасип үлүшини қошти. Шу хилдики әмгәклириниң нәтиҗисидә у 1963-жили «Қазақ ССРниң хизмәт көрсәткән артисти» дегән пәхрий атаққа муйәссәр болди. М.Зәйнавдинов 1978-жили 20-октябрь күни 67 йешида һаяттин өтти.
Өмәр ЗАКИРОВ
Өмәр Закиров 1896-жили һазирқи Йәттису вилайитигә қарашлиқ Яркәнт шәһиридә туғулған. Сәнъәт саһасидики әмгәк паалийитини киндик қени тамған тәвәдики «Көккөйнәкликләр» өмигидин башлап, 1933-жили бүгүнки Уйғур театриниң тәшкил қилинишиға асас болған Алмута шәһиридики «Аз милләтләр клуби» йенидики уйғур сәнъәт һәвәскарлири өмигигә тәклип қилинған. Уйғур театриниң асасини салғучиларниң бири болған у қошақ тоқуп, нахша ейтишқа бәк маһир еди. Шундақла у миллий сәһнимиздә Садир Палванниң, Сайитниң образлирини муваппәқийәтлик яритиш арқилиқ тамашибинлар қәлбидин мунасип орун елишқа муваппәқ болған истедатлиқ актерларниң бири болди. Сәнъәткар сүпитидә шәкиллинип, өзиниң билгәнлирини яшларға үгитиватқан у 1937-жили сәясий тәқипкә учрап, қолға елинди вә 1938-жили наһәқтин-наһәқ өлтүрүлди.
Реһан МӘРҮПОВА
Реһан Мәрүпова 1915-жили Алмута шәһиридә туғулған. Уйғур театриға 1940-жили ишқа қобул қилинған у һаятиниң ахириға қәдәр мәзкүр дәргаһта хизмәт қилди. Униң актриса сүпитидә шөһрәт қазинишиға, биринчи новәттә, «Анархан» спектаклидики Петханниң роли түрткә болди дәп ейтишқа болиду. Р.Мәрүпова униңдин башқа «Ғерип-Сәнәм», «Бай вә батрак», «Өйлиниш», «Нурхан», «Яманниң касапити...», «Қара гүл» дегәнгә охшаш бирқатар спектакльларда һәрхил қәһриманларниң образлирини утуқлуқ яратти. Миллий театримизни риваҗландуруш йөнилишидики әйнә шу әмгәклири инавәткә елинип, у медаль вә Қазақ ССР Алий Кеңиши Президиуминиң Пәхрий грамотиси билән тәғдирләнгән. Р.Мәрүпова 1987-жили июнь ейида вапат болди.
Ризвангүл ТОХТАНОВА
Ризвангүл Тохтанова 1917-жили һазирқи Алмута вилайитигә қарашлиқ Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Азат йезисида туғулған. Он йәттә йешида, йәни Уйғур театри рәсмий ечилған 1934-жили ишқа қобул қилинип, шуниңдин кейинки һаятини миллий сәнъитимизни риваҗландурушқа беғишлиди. Улуқ Вәтән уруши жиллиридики қийинчилиқларға бәрдашлиқ берип, театрниң сақлинип қелишиға мунасип үлүшини қошқан у сәнъәт саһасидики узун жиллиқ паалийити җәриянида мүҗәз-хулқи бир-биригә охшимайдиған йүзгә йеқин образларни яратти. Болупму у ойниған «Анархан», «Қозы Көрпеш – Баян Сұлу», «Малиновкидики той», «Зыковлар», «Отелло», «Таһир вә Зоһра», «Майсариниң иши» қатарлиқ спектакльлардики баш қәһриманларниң рольлири интайин утуқлуқ чиққанлиғи билән пәриқлиниду. Р.Тохтанова шундақла нахшичи сүпитидиму тамашибинларниң қизғин алқишиға сазавәр болған һәртәрәплимә қабилийәткә егә сәньәткар еди. Униң 1945-жили «Қазақ ССРниң хизмәт көрсәткән артисти» дегән шәрәплик намға сазавәр болушиму шуниңдин.
Рошәнгүл ИЛАХУНОВА
Рошәнгүл Илахунова 1922-жили һазирқи Йәттису вилайитигә қарашлиқ Яркәнт шәһиридә туғулған. Уйғур театридики әмгәк паалийити 1943-жилдин башланған. 1945-жили Алмута шәһиридә уйғур сәнъитиниң он күнлүги өтүп, униң даирисидә Уйғур театриниң коллективи «Анархан», «Ғерип – Сәнәм», «Таһир вә Зоһра» спектакльлирини һәм чоң концерт программисини тамашибинлар диққитигә тәғдим қилиду. Әйнә шу чағда қәйт қилинған қоюлумлардики Анархан, Сәнәм, Зоһра охшаш баш қәһриманларниң рольлирини Рошәнгүл Илахунова орунлап, өзиниң ярқин талант егиси екәнлигини намайән қилди. У шундақла «Нава» ансамблиниң асасини салғучиларниң бири болуп, зил авазлиқ нахшичи сүпитидиму тамашибинларниң иллиқ ихласиға бөләнди. Р.Илахунованиң сәһнидә яратқан образлири көп. Мәсилән, кейинки жилларда у «Анархан» спектаклида – Гүлзариниң, «Келинләр қозғилиңида» – Пәрманбүвиниң, «Одиссейниң ғәзивидә» – Эвриклеяниң, «Муқамчиларда» – Гүлшәнимниң, «Анамниң ақ көйниги» билән «Чәт әлликтә» – аниларниң рольлирини жуқури маһарәт билән орунлиди. «Анамниң ақ көйниги» драмисидики роли үчүн СССР Мәдәнийәт министрлиги вә СССР Язғучилар иттипақиниң биринчи дәриҗилик дипломи билән мукапатланди. 1971-жили болса, «Қазақ ССРниң хәлиқ артисти» дегән шәрәплик атақни елишқа муйәссәр болди.
Саламәтхан РОЗИҚУЛОВА
Саламәтхан Розиқулова 1918-жили Алмута шәһиридә туғулған. 1938-жили Уйғур театриға ишқа қобул қилинип, 1941-жили Өзбәкстанниң Әнҗан шәһиридики Уйғур театриға йөткилиду. Амма 1948-жили хошна җумһурийәттики театрниң йепилип кетишигә бағлиқ аилиси билән Қазақстанға қайтип келип, шу мәзгилләрдә Алмута вилайитиниң Челәк йезисиға көчирилгән Уйғур театрида паалийитини йәнә давамлаштуриду. Кәспий миллий сәнъитимизниң дәсләпки қалиғачлири сепидин орун алған актриса театр репертуаридики «Қара гүл», «Зыковлар», «Севиль», «Ташпалта ашиқ» вә башқиму көплигән спектакльларда һәрхил рольларни иҗра қилип, тәбиий таланти арқилиқ көпчиликни мәһлия қилди. Униң сәнъәт саһасидики әмгиги мунасип баһалинип, бирқатар медаль, Өзбәк ССР вә Қазақ ССР Алий Кеңәшлириниң Пәхрий грамотилири билән тәғдирләнди.
Селимәм САТТАРОВА
Селимәм Саттарова 1920-жили Алмута шәһиридә туғулған. 1934-жилдин тартип Уйғур театрида хизмәт қилған у сәнъәт дәргаһи рәсмий ечилған дәсләпки күнләрдин башлапла, нахша ейтиш вә уссул ойнаш маһаритиниң жуқурилиғини намайиш қилди. 14 йешида та һелиғичә барлиқ актрисилар үчүн чоң синақ мәктиви болуп келиватқан «Анархан» спектаклидики Анарханниң ролини иҗра қилиш арқилиқ, өзиниң сәнъәткә майиллиғини дәлиллиди. Шу түпәйли 1937-жили «Қазақ ССРниң хизмәт көрсәткән артисти» дегән шәрәплик намға муйәссәр болди. Улуқ Вәтән уруши жиллиридиму С.Саттарова «Ғерип – Сәнәм», «Қозы Көрпеш – Баян Сұлу» спектакльлиридики баш қәһриманларниң образлирини утуқлуқ яратти. 1943-жилғичә Уйғур театрда әйнә шундақ үнүмлүк әмгәк қилған у андин паалийитини Ғ.Мүсрепов намидики Балилар вә яш өсмүрләр театрида давамлаштуруп, 1957-жили «Қазақ ССРниң хәлиқ артисти» дегән пәхрий атаққа еришти.
Сәйдулла ҚАДИРОВ
Сәйдулла Қадировниң яшлиқ чағлири Яркәнт билән тарихий вәтинимизниң Ғулҗа вә Сүйдүң шәһәрлиридә өткән. Уйғур театриниң асасини салғучиларниң бири болған у атақлиқ дутарчи сүпитидә әл ичигә кәң тонулған болуп, кәспий сәнъәт дәргаһи хадимлириниң сепиға 1940-жили қошулған. У «Талаға чиқсам шамили», «Ханләйлун», «Садир Палван», «Илахун биринчи», «Илахун иккинчи» кәби уйғур хәлиқ нахшилирини бабиға йәткүзүп орунлатти. Шуниң билән биллә у театр репертуаридики спектакльларда рольларни иҗра қилип, актер сүпитидиму миллий сәнъитимизниң риваҗлинишиға мунасип үлүшини қошқан.
Ханғоҗа ИЛИЕВ
Ханғоҗа Илиев һазирқи Йәттису вилайитиниң Яркәнт шәһиридә туғулған. Алмутидики Уйғур театриниң қурулушиға асас болған өмәккә 1933-жили кәлгән. Уйғур театриниң һулини қурғучилар қатариға ятидиған у дутар челишқа вә хәлиқ нахшилирини бабиға йәткүзүп орунлашқа маһир еди. Шуниң билән биллә өзиму нахша иҗат қилатти. Униңдин башқа «Анархан» спектаклида – Султанбайниң, «Аршин мал аланда» Багатаниң вә башқиларниң рольлирини ойнап, актер сүпитидиму тамашибинларниң қәлбигә йол тапалиған еди. Лекин 1937-жили дәсләпкиләрдин болуп сәясий тәқипкә учриған у қолға елинип, 1941-жили Ленинград шәһириниң йенидики йезиларниң биридә из-дерәксиз йоқап кәткәнлиги тоғрилиқ хәвәр кәлгән.
Хеличәм ИЛИЕВА
Хеличәм Илиева 1911-жили һазирқи Йәттису вилайитигә қарашлиқ Панфилов наһийәсиниң Садир йезисида туғулған. 1933-жили Алмута шәһиридә паалийәт елип барған «Аз милләтләр клуби» йенидики уйғур сәнъәт һәвәскарлириниң өмигигә тәклип қилинди. Х.Илиеваму атақлиқ сазәндә һәм нахшичи болған йолдиши Ханғоҗа Илиев охшаш Уйғур кәспий театриниң асасини салғучиларниң бири болуп санилиду. У «Анархан» спектаклидики Анарханниң ролини әң биринчи ойниған актриса болуп, 1936-жили «Қазақ ССРниң хизмәт көрсәткән артисти» дегән шәрәплик намға еришкән еди. Униңдин кейинму Таңсық («Қозы Көрпеш – Баян Сұлу»), Софья Михайловна («Малиновкидики той») кәби көплигән қәһриманларниң образлирини утуқлуқ яратқан сәнъәткар Улуқ Вәтән уруши жиллирида театрни сақлап қелиш мәхситидә интайин көп җапа-мәшәқәтләрни бешидин өткүзди.
Абдулла ИМИНОВ
Илахун РОЗИҚУЛОВ
Һебибулла ҚУРБАНОВ
Абдулла ИМИНОВ
Абдулла Иминов 1894-жили Алмута вилайитиниң Челәк йезисида туғулған. Уйғур театриниң дәсләпки мудирлириниң бири болған у кейинирәк Өзбәкстандики Әнҗан вилайәтлик Уйғур театриға авушуп, 1935 – 37-жилларда шу дәргаһта мудир болуп хизмәт қилиду. А.Иминов интайин талантлиқ сәньәткар еди. «Анархан» драмисида – Сайитниң, Буқа мәзинниң, «Ғерип – Сәнәмдә» Шаһ Аббасниң рольлирини маһирлиқ билән ойниған у 1964-жили вапат болди.
Илахун РОЗИҚУЛОВ
Илахун Розиқулов – уйғур театриниң асасини салғучиларниң бири. Савати йоқ болғачқа, өзи иҗра қилишқа тегишлик қәһриманларниң сөзлирини, бирлириниң ярдими арқилиқ ядлап, роль ойнатти. Шу териқида у «Анархан» драмисида – Буқа мәзинниң, «Қозы Көрпеш – Баян Сұлу»да – Сарыбайниң, «Малиновкидики той»да – Нечипорниң, «Вәтәнгә муһәббәт» спектаклида басмичиниң образлирини муваппәқийәтлик яратти. И.Розиқулов уйғур хәлқиниң қедимий уссуллириниму яхши өзләштүргән еди. Болупму «Сидир» уссулини чаққан һәрикәтләр арқилиқ маһиранә ойнатти. Ишқиму интайин җавапкәрлик билән қаратти. Һәтта 1938-жили оғли туюқсиз көз жумғандиму, у театр сәһнисигә чиқип, өзигә тапшурулған вәзипә һөддисидин чиққан еди.
Һебибулла ҚУРБАНОВ
Һебибулла Қурбанов – уссул ойнаш маһаритини мукәммәл егилигән талант егиси еди. У Уйғур театри қурулған дәсләпки күнләрдин башлапла мошу дәргаһда хизмәт қилди. «Анархан» драмисидики әң мурәккәп образ – Бәхтияниң ролини дәсләп утуқлуқ ойниған актер нәқ шу Һебибулла Қурбанов дәп ейтишқа болиду. У шундақла «Малиновкидики той» комедиясидә – Яшка артиллеристниң, «Вәтәнгә муһәббәт» драмисида Воробьевниң образлириниму көңүлдикидәк яратти. Шуниң билән биллә, у Абдулла Иминов билән һәмкарлиқта «Алтун портсигар» вә «Жәңчи қиз» намлиқ сәһнә әсәрлирини язди. Улар 1942 – 43-жилларда Уйғур театриниң сәһнисидә қоюлуп, тамашибинларниң зор алқишиға сазавәр болди.
1941-жили Улуқ Вәтән урушиға атлинип, 1945-жили аман-есән қайтип кәлгән у бираз вақит театрда ишләп, андин һәрхил саһаларда мәсъул хизмәтләрни атқурди. Һ.Қурбанов 1964-жили 47 йешида вапат болди.
Иҗтимаий торларда бизгә муштири болуң
театрдики һәммә мәрасимлардин хәвәрдар болуп туруңлар!
@uyghurtheatrekz
МӘНЗИЛГАҺИ:
Алмута шәһири, Наурызбай батыр кочиси, 83
ТЕЛЕФОН
+7 707 101 11 78
WHATS APP
+7 707 101 11 78
E-MAIL
uighur-theatre.kz@mail.ru
ТЕАТР КАССИСИ
+7 (727) 272 88 83
TELEGRAM
+7 707 101 11 78
БОШ ХИЗМӘТ ОРУНЛИРИ
ДӨЛӘТЛИК СЕТИВЕЛИШ
АММИВИЙ ОФЕРТА
МӘХПИЙЛИК СӘЯСИТИ
БИЛЕТНИ ҚАНДАҚ СЕТИВЕЛИШҚА БОЛИДУ?
Казакстан жумһурийитинин Мәдәнийәт вә спорт министрлиги
Қуддус Ғожамияров намидики Жумһурийәтлик дөлат академиялик Уйғур музыкилиқ комедия театри