Қ.ҒОҖАМИЯРОВ НАМИДИКИ ҖУМҺУРИЙӘТЛИК ДӨЛӘТ АКАДЕМИЯЛИК УЙҒУР МУЗЫКИЛИҚ КОМЕДИЯ ТЕАТРИНИҢ ҚИСҚИЧӘ ТАРИХИ


Рәсмий мәлуматлар бойичә Қ.Ғоҗамияров намидики Җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ комедия театри 1934-жили 24-сентябрьдә тамашибинлар үчүн өз ишигини ачқан болсиму, униң сәнъәт дәргаһи сүпитидики паалийити хелила бурун башланған. Йәни, 1918-жили Йәттису тәвәсидики көрнәклик сәяси әрбапларниң бири болған Исмайил Тайировниң тәшәббускарлиғи һәм беваситә қоллап-қувәтлиши түпәйли Верный (һазирқи Алмута) шәһиридә «Азсанлиқ милләтләр клуби» тәшкил қилинип, униң даирисидә уйғур, татар вә өзбәк драма өмәклири иш елип бариду. Уларниң арисида уйғур драма өмиги алаһидә орунни егилигәчкә, мәзкүр клуб орунлашқан Фурманов вә М.Горький (һазирқи Н.Назарбаев вә Ипәк йоли) кочилириниң дохмушидики сабиқ Мусулманлар мечитиниң бенаси пәйдин-пәй «Уйғур клуби» дегән намға егә болиду. Әйнә шу Уйғур клубида 1919-жили тунҗа қетим А.Розибақиевниң миллий драматургиямизниң баш бурни болуп һесапланған «Мәнсәппәрәс» комедияси билән И.Тайиров өзбәк тилидин тәрҗимә қилған «Мәзлум хотун» вә «Пәдәрқуш» пьесилири сәһниләштүрүлгән еди.


Пәйдин-пәй сәнъәт һәвәскарлириниң паалийәтчанлиғи өсүп, мундақ драма өмәклири Верныйдин башқа Яркәнт, Челәк, Чонҗа, Қорам, Қаратуруқ, Қарийота охшаш шәһәр-йезилардиму тәшкил қилинди. Улар әйни замандики муһим мәсилиләргила әмәс, шуниң билән биллә тарихий мавзуларға беғишланған әсәрләрниму сәһниләштүрүшкә тиришти. Шу түпәйли миллий драматургиямиздә «Садир Хаңруқ» (муәллипи З.Башири), «Тәләйсиз күнләр» (Б.Қасимов), «Назугум» (Н.Абдусемәтов, М.Имашев, Җ.Ғәниев) намлиқ бирқатар сәһнә әсәрлири барлиққа кәлди.


Уйғур театр сәнъитиниң риваҗлинишида «Көккөйнәкликләр» (бәзидә «Көк көйнәкләр» дәпму атилиду) паалийитиму алаһидә орунни егиләйду. Мошу йәрдә, «Көккөйнәкликләр» билән улардин сәл бурунирақ җай-җайларда тәшкил қилинған сәнъәт һәвәскарлири өмәклириниң паалийитини бир-биридин бөлүп қарашқа болмайдиғанлиғини қәйт қилған орунлуқ. Чүнки, тарихи Москва шәһиридин башлинидиған социализм идеялирини тәшвиқ қилиш йөнилишидики «Көккөйнәкликләр» һәрикити Қазақстанға 1926-жили йетип кәлгән. Униң бешида атақлиқ композитор Латиф Хамиди турған. Һә-ә, бәдиий һәвәскарлар өмәклириниңзә, бу диярда шуниңға қәдәрму моҗут болғанлиғи мәлум. Улар пәқәт 1926-жилдин кейинла Кеңәш Иттипақи даирисидә кәң қанат яйған ушбу умумһәрикәт тәсиридин паалийитини «Көккөйнәкликләр» нами астида давамлаштурған болушиму мүмкин. Бирақ қандақ болушидин қәтъий нәзәр, дәл шу өмәкләрниң бүгүнки Уйғур театриниң шәкиллинишигә түрткә болғанлиғи ениқ. Сәвәви, вақит өткәнсири уларниң җәмийәттики роли өсүп, иш-паалийити арқилиқ аддий хәлиқниңла әмәс, һакимийәт бешида турғанларниңму диққитини өзлиригә қаратқан еди.


Буниң һәммиси уйғур театр сәнъитиниң шәкиллинишигә асас болуп, кәспий театр ечиш мәсилисиниң пишип йетиливатқанлиғидин далаләт берәтти. Шуниң нәтиҗисидә 1930-жили майда Қазақ дөләт театри йенида уйғур драма трупписини ечиш қарари қобул қилиниду. Шундақла шу жили Яркәнт шәһиридә өткән мәдәнийәт хадимлириниң мәҗлисидә Җумһурийәтниң қурулғининиң 10 жиллиғиға даир уюштурулған мәдәний чарә-тәдбирләрдә һүнәр көрситиш үчүн турақлиқ уйғур театр трупписини қуруш мәсилиси қарилиду.


Бу кәмдә «Азсанлиқ милләтләр клуби» йенида паалийәт жүргүзүватқан Уйғур драма трупписи кәспий җәһәттин бирқәдәр тәкамуллишип қалған еди. Шуңлашқа униңға һөкүмәт тәрипидин азду-тола мәбләғ аҗритилип, Әхмәт Аюпов мудирлиққа, Җалал Асимов бәдиий рәһбәрликкә тайинлиниду. Лекин бу кәспий Уйғур театриниң рәсмий қурулған вақти болуп һесапланмайду. Сәвәви, көплигән мәсилиләр техи ениқ һәл қилинмиған еди. Кәспий Уйғур театри әйнә шу Уйғур драма трупписиниң асасида 1934-жили барлиққа кәлди. Униң сәһнисидә тунҗа қоюлған әсәр – А.Ибрагимовниң режиссерлуғида сәһниләштүрүлгән Җ.Асимов билән А.Садировниң «Анархан» спектакли болди.


Аридин йәттә жил өтүп, йәни Улуқ Вәтән уруши башланғанда, Уйғур театри Алмута шәһиридин 112 чақирим жирақлиққа орунлашқан Челәк йезисиға көчирилип, 20 жил давамида вилайәтлик театр сүпитидә интайин қийин әһвалда паалийәт елип барди.

Уйғур театри 1961-жили яңливаштин Алмута шәһиригә көчирилип, дәсләп Пушкин кочиси бойидики беналарниң биригә, кейинирәк Дзержинский (һазирқи Наурызбай батыр) кочисиниң бойидики илгири НКВДниң клуби болған имарәткә орунлаштурулди. Алмутиға көчирилгәндин башлап җумһурийәтлик мәртивигә егә болған театр һазирму шу бенада паалийәт елип бармақта. 1967-жили болса, «Уйғур музыкилиқ драма театриниң» нами «Уйғур музыкилиқ комедия театри» болуп өзгәртилди.

1984-жили Җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театри тәшкил қилинғининиң 50 жиллиғи һарписида көпмилләтлик Қазақстанниң сәнъитини риваҗландурушқа қошқан төһписи үчүн «Һөрмәт Бәлгүси» ордени билән мукапатланди.

2002-жили Уйғур театриниң тарихида чоң хошаллиқ вақиә йүз бәрди. Сәвәви шу жили сәнъәт дәргаһи өзиниң новәттики мәвсүмини толуқ реконструкция қилинған йеңи бенада ачти. Униң ечилиш тәнтәнисигә Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти иштирак қилди.

2005-жили болса, Уйғур театриниң қурулғининиң 70 жиллиғи һарписида мәзкүр сәнъәт дәргаһиға иҗадийити Қазақстан музыка сәнъитиниң тәркивий қисмиға айланған улуқ композитор, СССР хәлиқ артисти, СССР Дөләт мукапитиниң лауреати, профессор Қуддус Ғоҗамияровниң нами берилди.

2016-жили, йәни Қазақстан Җумһурийити Мустәқиллигиниң 25 жиллиғиға даир Уйғур театри «академиялик» мәртивини елишқа муйәссәр болди.

2021-жилму театр тарихида алаһидә әһмийәткә егә жил болуп һесаплиниду. Чүнки бу жили Һөкүмәт тәрипидин бөлүнгән мәбләғ һесавиға театрниң сәһниси толуқ җөндилип, заманивий үлгидики әсвап-үскүниләр билән тәминләнди.

Уйғур театри тәшкил қилинған дәсләпки күнләрдин тартипла репертуариниң бай һәм һәрхил болушиға алаһидә көңүл бөлүп кәлмәктә. Шуниң нәтиҗисидә өткән жиллар мабайнида униң сәһнисидә пәқәт уйғур драматурглириниңла әсәрлири қоюлуп қалмастин, шуниң билән биллә У.Шекспир, Ж.-Б.Мольер, Лопе де Вега, К.Гольдони, Н.В.Гоголь, Н.Ф.Погодин, Ч.Айтматов, У.Голдинг, Һ.Һ.Ниязий, В.Дельмар, У.Гаджибеков охшаш исми дунияға мәшһур классиклар билән қазақ, өзбәк, татар, қирғиз, әзәрбәйҗан қатарлиқ қериндаш хәлиқләрниң әмгәклириму уйғур тамашибинлириниң диққитигә һавалә қилинди. Бу әнъәнә һазирму давамлишип келиватиду.
Буниңдин башқа Уйғур театри йенида «Нава» фольклор, «Рухсарә» уссул, «Яшлиқ» вә «Сада» эстрада ансамбльлири тәшкил қилинған болуп, улар көпчиликни хәлиқ вә бәлгүлүк композиторларниң иҗадиға мәнсүп нахша-саз вә уссуллар билән хошал қилип кәлмәктә.

Көпмилләтлик елимиз сәнъитини пәқәт қазақстанлиқларғила әмәс, шуниң билән биллә дуния җамаәтчилигигә тонуштуруш арқилиқ Қазақстан мәдәнийитиниң тәрәққиятиға мунасип үлүшини қошуп келиватқан коллективниң бу йөнилиштә қолға кәлтүрүватқан утуқ-муваппәқийәтлириму аз әмәс. Улар дөлитимиздә вә чәт әлләрдә өтүватқан һәрхил конкурс-фестивальларға турақлиқ қатнишип, мукапатлиқ орунларни егиләп келиватиду.
Иҗтимаий торларда бизгә муштири болуң
театрдики һәммә мәрасимлардин хәвәрдар болуп туруңлар!
МӘНЗИЛГАҺИ:
Алмута шәһири, Наурызбай батыр кочиси, 83
ТЕЛЕФОН
E-MAIL
uighur-theatre.kz@mail.ru

ТЕАТР КАССИСИ