Репертуар
Театр һәққидә
Асасини салғучилар
Ветеранлар
Тарих
Коллектив
Мәмурий-башқурғучи хадимлар
Бәдиий хадимлар
Актерлар
«Рухсарә» уссул ансамбли
«Нава» фольклор ансамбли
Әхбарат
Касса
Театр зиярити
Аммивий әхбарат васитилири биз тоғрилиқ
Мәтбуат үчүн
Дөләтлик сетивелиш
Комплаенс мулазимити
Бош иш орунлири
БИЛЕТЛАР
KZ
RU
Репертуар
Театр һәққидә
Асасини салғучилар
Ветеранлар
Тарих
Коллектив
Мәмурий-башқурғучи хадимлар
Бәдиий хадимлар
Актерлар
«Рухсарә» уссул ансамбли
«Нава» фольклор ансамбли
Әхбарат
Касса
Театр зиярити
Аммивий әхбарат васитилири биз тоғрилиқ
Мәтбуат үчүн
Дөләтлик сетивелиш
Комплаенс мулазимити
Бош иш орунлири
ВЕТЕРАНЛАР
Реһан Асимқизи
МӘХПИРОВА
Реһан Асимқизи
МӘХПИРОВА
Реһан Асимқизи Мәхпирова 1949-жили 1-сентябрьда Алмута вилайитиниң илгәрки Челәк (һазирқи Әмгәкчиқазақ) наһийәсигә қарашлиқ Челәк йезисида туғулған. Қурманғази намидики Алмута дөләт сәнъәт институтиниң театр факультетидики актерлар бөлүмини түгәткән.
Сәнъәт саһасидики әмгәк паалийитини дәсләп С.Сейфуллин намидики Қарағанда вилайәтлик қазақ театридин башлап, мәзкүр дәргаһ сәһнисидә қоюлған «Наркес» (муәллипи И.Юмагулов) спектаклида – Наркесниң, «Тутқунларда» (Қ.Мухаметжанов) – адвокатниң, «Дуэльда» (М.Байджиев) – Назыниң, «Дәсләпки муәллимдә» (Ч.Айтматов) – Алтынайниң вә башқиларниң рольлирини утуқлуқ ойнайду.
1971-жили Абай намидики Җамбул вилайәтлик театриға йөткилип, иҗадий издинишини бу йәрдиму давамлаштуриду. Шуниң нәтиҗисидә «Аюбайниң әҗили» (С.Адамбеков) спектаклидики – Жанарниң, «Фудзиямиға көтирилиштики» (Ч.Айтматов) – Анарниң, «Қазақ солдитидики» (Ғ.Мүсрепов) – Ботаниң, «Сирлиқ тиләмчидики» (Я.Солович) – Ғабиканиң, «Тиниқ Дондики» (М.Шолохов) – Аксиньяниң, «Палван Чолақтики» (С.Муқанов) – Ғалияниң вә башқиларниң образлири көңүлдикидәк яритилиду.
У мәзгилләрдә актриса сүпитидә шәкиллиниш җәриянини баштин кәчүрүватқан яш сәнъәткарниң дәсләпки утуқлири мунасип баһалинип, бир нәччә қетим саһаға мунасивәтлик идариләрниң Пәхрий ярлиқлири вә дипломлири билән тәғдирлиниду.
Р.Мәхпированиң Җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театридики паалийити болса, 1977-жилдин башланди. Бу дәргаһта ишлигән жиллар җәриянида у кәспий җәһәттин техиму өсүп, йетәкчи сәһнә маһирлири қатаридин орун алди. Миллий сәһнимиздә жүргән қириқ жилдин ошуқ вақит ичидә у яратқан нурғунлиған образлар һазирқи яш сәнъәткарлар үчүн үлгә-нәмунә болуп кәлмәктә. Мәсилән, униң «Пәрһат-Ширин» (муәллипи Н.Һекмәт) спектаклидики – Мехменебану, «Назугумдики» (Җ.Босақов) – Назугум, «Ләйли-Мәҗнундики» (Ш.Хуршид) – Ләйли, «Парасәтсиз тәхсирдики» (Мольер) – Доримена, «Одиссейниң ғәзивидики» (А.Вальехо) – Диона, «Ғерип-Сәнәмдики» (И.Саттаров, В.Дьяков) – Һәлимә, «Анархандики» (Җ.Асимов, А.Садиров) – Гүлзарә, «Бир түп алмидики» (Ә.Оразбеков) – Ана, «Келинләр қозғилиңидики» (С.Ахмад) – Пәрманбүви, «Ялғуз ялпуздики» (Ә.Һаширий) – Алтын, «Ақ йеғиндики» (Т.Тохтәмов) – Патәмхан вә башқиму көплигән рольлири тоғрилиқ шундақ дейиш мүмкин.
Р. Мәхпировани көпчилик шундақла даңлиқ күлкә маһири сүпитидә тонуйду. Чүнки у әл арисида интайин аммибап болған «Тәбәссүм» һәзил-күлкә программисиниң асасини салғучиларниң бири болуп, таки бүгүнки күнгичә миниатюриларда роль ойнап кәлмәктә.
Т.Аблизова иккиси һәмкарлиқта сценарийини язған «Ана йәр сәдәплири» намлиқ қоюлум 2002-жили «Media Wave» фестивалида жуқури баһаларға еришип, улар диплом билән тәғдирләнди.
1996-жили миллий сәнъитимизниң риваҗлинишиға салмақлиқ үлүш қошқан Р.Мәхпироваға «Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән артисти» дегән шәрәплик нам берилди. У шундақла Уйғур меценатлар клуби тәрипидин тәсис қилинған «Илһам» мукапитиниң саһиби.
Иҗтимаий торларда бизгә муштири болуң
театрдики һәммә мәрасимлардин хәвәрдар болуп туруңлар!
@uyghurtheatrekz
МӘНЗИЛГАҺИ:
Алмута шәһири, Наурызбай батыр кочиси, 83
ТЕЛЕФОН
+7 707 101 11 78
WHATS APP
+7 707 101 11 78
E-MAIL
uighur-theatre.kz@mail.ru
ТЕАТР КАССИСИ
+7 (727) 272 88 83
TELEGRAM
+7 707 101 11 78
БОШ ХИЗМӘТ ОРУНЛИРИ
ДӨЛӘТЛИК СЕТИВЕЛИШ
АММИВИЙ ОФЕРТА
МӘХПИЙЛИК СӘЯСИТИ
БИЛЕТНИ ҚАНДАҚ СЕТИВЕЛИШҚА БОЛИДУ?
Казакстан жумһурийитинин Мәдәнийәт вә спорт министрлиги
Қуддус Ғожамияров намидики Жумһурийәтлик дөлат академиялик Уйғур музыкилиқ комедия театри