Мошу жилниң 10-11-ноябрь күнлири Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик уйғур музыкилиқ-комедия театрида «Нава» фольклор ансамблиниң нахшичиси, уйғур хәлиқ нахшилирини иҗра қилиштики жуқури маһарити арқилиқ кәң аммиға тонулған талантлиқ нахшичи Луиза Розахунованиң «Таҗу-тәхтим өзәңсән, нахшам...» намлиқ йәккә концерти болуп өтти. Сәньәткарниң мәзкүр той шадиянисида икки күн давамида тамашибинлар зални лиқ толтуруп олтарди.
Биз төвәндә Уйғур театри Әдәбият бөлүминиң башлиғи Гүлбаһар НАСИРОВАниң Луиза Розахунова билән жүргүзгән сөһбитини диққитиңларға һавалә қиливатимиз.
– Луиза, «тойниң болғинидин, болидуси қизиқ» демәкчи, икки айдин бери җиддий тәйярлиқ илкидә раса қизғин ишлидуқ. Мана концертму өтти, униңдин тамашибинларниң көңли су ичти дәп ойлаймән. Һадуқлар чиқиватқанду? Иҗадий паалийитиңизниң һесавити болған әшу сәнъәт кечилигидин қандақ тәсиратларға бөләндиңиз? Кәйпиятиңиз қандақ?
– Растимни ейтсам, әшу концертниң өтүп кәткинигә та һазирғичә ишәнмәйватимән. Уни ойлисам, кечилири уйқум қечип кетәтти, һәтта хелә күнләргичә чүшлиримгиму кирип, арам бәрмиди. Тамашибин алдида жигирмә жилдин ошуқ иҗадий паалийитиңдин һесават бериш – интайин жуқури җавапкәрликни тәләп қилидиған мәшәқәтлик оқәт екән, Гүлбаһар һәдә. Пурсәттин пайдилинип, мошу мурәккәп җәриянда мени һәртәрәплимә қоллап-қувәтлигән театримизниң мудири Дилмурат Баһаровқа, «Нава» фольклор, «Рухсарә» уссул һәм «Сада» яшлар эстрада ансамбльлириниң рәһбәрлири Ниязҗан Турсунов, Зоһра Кәримова вә Җәлил Қадировқа, шундақла концертни уюштуруш мәсъулийитини толуқ өз зиммиңизгә алған сизгә чәксиз миннәтдарлиғимни билдүримән. Әгәр концерт яхши инкасларға егә болуватқан болса, демәк, у әң алди билән силәрниң бебаһа әҗриңларниң нәтиҗисидур.
– Уйғур кәспий театр сәнъитиниң йүксилишиниң әң алди билән хәлиқ арисидин чиққан һәқиқий талантларға бағлиқ екәнлигини һәммимиз яхши билимиз. Хәлқимиз сизни йеқимлиқ авазиңиз һәм иҗрачилиқ қабилийитиңиз түпәйли тамашибинлар қәлбидин иллиқ орун алған сәнъәткар сүпитидә тонуйду. Театримизға 18 йешиңизда қобул қилинғиниңизму тәсадипи болмиса керәк. Умумән, сәньәт йолини таллишиңизға немә түрткә болди?
– Мениң бовам Розахун дутар челип, нахшини раса бабиға кәлтүрүп ейтаттекән. Дадам рәмитиниңму сәнъәткә бөләкчә ишқи бар еди. У нахша ейтқанда, мән әриксиз уссулға чүшүп кетәттим. Сәһнидики һаятимни уссулдин башлап, кейинирәк нахшиға өттүм. Кичиклигимгә қаримай, «Ләйлигүл», «Ома нахшиси», «Атуш» охшаш хәлиқ нахшилирини ишәшлик һәм җан дилим билән ейтаттим. Бара-бара муқамларға болған қизиқишим пәйда болди. Мән 10-синипта оқуватқанда Уйғур наһийәсидә дәсләпки қетим муқамлар конкурси уюштурулди. Униңда йезимиздики «Тарим» ансамблиниң тәркивидә «Әҗәм» муқаминиң муқәддимисини орунлап, биринчи мукапатқа сазавәр болдум. Йәни жюри әзалири – Икрам Мәсимов, Мурат Әхмәдиев, Сәйдәкрәм Төләгәнов кәби атақлиқ сәнъәткарлар мениң муқам иҗра қилиштики маһаритимни жуқури баһалиди. Сәһнигә көтирилгән даңлиқ муқамчи Сәйдәкрәм Төләгәнов: «...Қараңлара, бари-йоқи 17 яшлиқ қиз муқамни мошунчилик бабиға йәткүзүп орунлиди. Қизим, сиз мошу тутқан йолуңиздин задила қайтмаң. Келәчәктә чоқум муқамчи болисиз. Аманнисаханму сизниң йешиңизда муқамларни иҗра қилған һәм рәтлигән, парлақ келәчигиңизгә ишәнчимиз камил!» – дәп мукапатни тапшурдидә, пешанәмдин сөйүп қойди. Андин Уйғур театриниң шу жиллардики мудири, Қазақстанниң хәлиқ артисти Мурат Әхмәдиев ата-анам билән җиддий сөзләшти. Ақивәт, мән мәктәпни түгәткән 1996-жили Уйғур театриға ишқа қобул қилиндим.
– Есиңиздиму, 2019-жили биз Түркияниң Стамбул, Измир, Бурса шәһәрлиригә иҗадий сәпәргә бардуқ. Шу вақитта Аманнисахан обризида «Рак» муқаминиң әң мурәккәп ариялирини иҗра қилғиниңизни күзәткәч, бойиңизға сиңип кәткән миллийликни техиму чоңқур һис қилип, тамашибинларниң сизгә нисбәтән қизғин алқиш садалириниң гувачиси болған едим. Кейинки жилларда онға йеқин әсәрдә баш қәһриман обризини яраттиңиз. Шәхсән өзәм актерлуқ иҗадийитиңизгә кимниң йол ечип бәргәнлигини яхши билимән. М.Әвезов намидики Қазақ миллий театриниң режиссери, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби Әубәкир Рахимов театримизниң илтимасиға бенаән, «Қәшқәрийә» (И.Ғайып, Ш.Шаваев) спектаклини сәһниләштүргәндә, баш қәһриман Гүлчинарниң ролиға сизни тоғра көргән еди. Бу қетим һесават концертиңиздин кейин пикрини сориғинимизда, у: «Луизаниң чеһридин җиң Қәшқәр қизини көрдүм. Өзигә хас гөзәл чирайиға һәм Қәшқәр нахшилирини иҗра қилиштики маһаритигә қайил болғач, бу мурәккәп рольни һеч иккиләнмәй тапшурған едим. Өз новитидә, у мениң ишәнчәмни толуқ ақлиди», – дегән есил сөзләрни ейтти...
– Раст, Әубәкир ағайдин кейин башқа режиссерларму маңа ишәш қилип рольлар беришкә башлиди. Нәтиҗидә Анархан, Сәнәм, Ғунчәм, Назугум, Гүлчеһрә охшаш жирик образларни яраттим.
– Келәчәктә қандақ рольларни ойниғуңиз келиду?
– Йошурушни һаҗити йоқ, мениң йешимму қириқтин алқидиғу. Мән әнди ашиқ-мәшуқлар һәққидики музыкилиқ әсәрләрдә баш қәһриманларни ойнимасмән. Амма пәқәт нахша ейтиш биләнла чәкләнгүм йоқ. Әгәр, мүмкин болса, мениң характерлиқ рольларни иҗра қилғум бар. Мәсилән, һаятта бәк һазазул, зуванда аяллар болидиғу. Әйнә шундақ сәлбий қәһриманлар обризини яритишни бәкму арзу қилимән.
– Илаһим арминиңиз рояпқа чиқсун. Билидиғиним, сиз һечқачан фонограмма ишләтмәйсиз, пәқәт «җанлиқ» авазда нахша ейтисиз. Йәнә бир алаһидилигиңиз – той-төкүнләргә чиқмайсиз. Һәтта нурғун пул төләйдиғинини ейтип, тойға чақирған нә-нә байвәччиләрниң тәкливини рәт қилғиниңиздин хәвиримиз бар. Буниң сирини билишкә боламду?
– Мән бурун тойларға чиққан. Нахша ейтиватқинимда, меһманларниң тәхсә-қошуқларни тарақлитиши, яки «қизивалғанлириниң» бир-бири билән чақчақ қилишип, вақиришип-күлүшүп олтириши маңа задила яқмиди. Буни маңа, йәни сәнъәткарға болған һөрмәтсизлик сүпитидә қобул қилдим. Шуниң билән қәтъий «кимки мениң нахшамни тиңшашни халайдекән, театрға кәлсун, сәһнидин мени көрүп, тиңшисун» дегән қарарға кәлдим. Лекин мән тойда нахша ейтиватқан кәсипдашлиримға қаршилиғим йоқ, бу – уларниң өз хаһиши.
– Нахшилириңизға ашиқ болған талай шаирлар сизгә өзлириниң әң есил шеирлирини беғишлиди. Шуларниң арисида мән талантлиқ шаир Бағдат Баратовниң мону бир шеирини концертта оқудум һәм уни гезитханларға тәвсийә қилғум бар:
Нахшаңни аңлидим, ишәнчим камил,
Пәрвазиң өрләйду бундинму егиз.
Сунмисун қанитиң, илгирилә дайим,
Бир Алла мәдәткар, тәгмисун тил-көз.
Кәң-таша бағларда сайриғин гөзәл,
Нахшисин хәлқиңниң йәткүзгин жирақ.
Бир чағлар җаһанға мәшһур бизниң әл,
Сәнъити һелиму болсун шох булақ.
Нурбүви, Рошәнгүл, Паша, Халисхан,
Әвлади сән өзәң, көтәр қәддиңни.
Һөсниңгә уйғурниң сази ярашқан,
Әл билсун нахшаңда Вәтән қәдрини.
Сән ейтқан муқамни тиңшисун аләм,
Тиңшисун мәһлия боп миллионлиған җан.
Шу нахшаң көзләргә әкәлмәстин нәм,
Мәңгүгә инсанға кәлтүрсун арам.
– Икрам Мәсимов, Зәйнуллам Сетәков, Абләһәт Исламов, Абдуразақ Һәмраев охшаш композитор-бәстикарларму маңа беғишлап нахшиларни язди һәм улар һазирму сәһнимиздә яңрап келиватиду. Мәсилән, Зәйнуллам ака Сетәков өзиниң ахирқи «Кәлсәңчу яр» намлиқ нахшисини маңа атап, өзи үгәткән еди. Әпсус, һазирқи репертуаримда әйнә шундақ нахшилар толиму аз. Мән көпинчә тарихий Вәтинимиздики иҗрачиларниң иҗадиға қизиқимән. Есимдә, мәктәптә оқуп жүргән пәйтимдә телевизордин Муқәддәс исимлиқ қизниң ейтқан «Ана ғәмгүзар» нахшисини яқтуруп қалдим. Шу чағда: «Дада, апа, чоң болғанда, мошу нахшини чоқум сәһнидин силәргә беғишлап ейтимән!», дәп вәдә бәргән едим. Жиллар өтти, әпсус, дадам бақилиқ боп кәтти. Кәч болсиму у нахшини һесават-концертимда мән апамға беғишлап орунлидим.
– Шу күнки концертниңизда қолуңиздики мухлислириңиз тәғдим қилған қучақ-қучақ гүлдәстиләрни апиңиз Гүлрух һәдигә сунғиниңиздин тамашибинлар бәк қайил болди. Һәтта орунлиридин турушуп, гүлдүрлигән алқишларни яңратти. Униң көзлиридин бәхтияр яшлириниң домулап чүшкининиму байқидуқ. Сиздәк бир гөзәл сәнъәткарни дунияға елип келип, уйғур сәһнисигә һәдийә қилған шу меһриван аниңизға һәммимиз миннәтдармиз. У күни оғлуңиз Муһәммәд Алиму момиси билән залда олтарди. Оғлуңиз өзиңиз охшаш нахшичи болидиғанду, тайлиқ?
– Оғлум бийил мәктәпни пүтәрди. Келәчәктә қандақ кәсип егиләйдиғини һазирчә ениқ әмәс. Нахшиму ейтиду, уссулму ойнайду. Шәхсән өзәм уни сәһнидә көргүм келиду.
– «Дост» дегән сөзни қандақ чүшинисиз, достлириңиз кимләр?
– «Дост» дегәнни кәң даиридә чүшинимән. Мәсилән, театрдики Нуралим ака Варисов, Ниязҗан ака Турсунов, Саһидәм һәдә Мәшрәповаларни өзәмгә дост һәм устаз дәп һесаплаймән. Актриса Шарванәм Сабитова – уттур мәнасида йеқин достум. Улар билән һәр күни көрүшүп, һәрхил мавзулар әтрапида муһакимә жүргүзимиз, бир-биримизниң камчилиғини ейтимиз. Көпинчә ойимиз бир йәрдин чиқиду. Мениң бу дуниядики әң йеқин достум, муңдишим һәм сирдишим – анам, әлвәттә. Һечкимгә ейталмайдиған һәрқандақ сиримни униңға ейталаймән. У өзиниң әң яхши, пайдилиқ мәслиһити билән мени қоллайду. Оғлумниму кичигидин апам Дардамтуда өзи беқип, оқутуп, яхши тәрбийә берип, қатарға қошти. Шуниң үчүн мән хатирҗәм ишимни қилип, бүгүнкидәк утуқларни қолға кәлтүрдүм.
– Театримизниң тарихиға көз жүгәртсәк, Мәрийәм Семәтова, Рошәнгүл Илахунова «Қазақ ССРниң хәлиқ артисти» дегән жуқури атаққа жигирмә-оттуз яшлиридила еришипту. Бу һәқтә ойлинип бақмидиңизму?
– Сәнъәткар үчүн жуқури атақниң болғини яхшиду, бәлким. Бирақ қутлуқ сәнъитимизни һөрмәтләйдиған, мениң нахшилиримни тиңшаш үчүн театрға алдирайдиған, сәһнигә чиқишимни тақәтсизлик билән күтидиған тамашибинниң алқиши – мениң үчүн чоң мукапат һәм бәхит дәп ойлаймән.
– Сөһбитиңизгә рәхмәт. Иҗадийитиңиздә техиму егиз чоққилардин көрүнүп, мухлислириңизниң алқишиға һәм һөрмитигә еришивериң.