Новости Уйгурского театра
2024-11-11 10:12

«...Күндә көргүм келиду»

Өткән һәптидә Алмута шәһиридики «Достлуқ» өйидә Мәдәнийәт вә әхбарат министри Аида Балаева бир топ иҗадийәт адәмлиригә дөләт мукапатлирини тапшурди.
“Җумһурийәт күни мәйримигә мунасивәтлик Дөләт рәһбириниң Пәрмани билән елимизниң тәрәққияти үчүн тинимсиз әмгәк қиливатқан гражданлар дөләт мукапатлирини елишқа муйәссәр болмақта. Уларниң арисида сәнъәткарлар, муәллимләр, дохтурлар қутулдурғучилар, ишләпчиқириш саһасиниң хадимлири вә аддий әмгәк адәмлириму бар. Бу, әлвәттә, Президентниң җәмийитимиздики әмгәкчанлиқ билән кәспийликниң әһмийитини тәшқиват қилиштики башланмисиниң ярқин бир көрүнүши. Бу мукапат – силәрниң әмгигиңларға берилгән жуқури баһа», — деди министр өз сөзидә.
Шундақ қилип, «Қазақстанның халық әртісі» атиғи театр артистлири Жәмилә Баспақова, Ольга Коржева, Лидия Кәден вә Реһангүл Мәхпироваға берилди.
Хәлқимизниң сөйүмлүк артисти, көрнәклик сәнъәткар Реһангүл Мәхпирова һаятиниң 57 жилини сәнъәткә беғишлиди. Бу, әлвәттә, аз вақит әмәс. Сөйүмлүк сәнъәткар йерим әсирдин ошуқ вақит хәлқимизгә пәқәт роһий озуқ беғишлап, сәһнидә қәһриманлириниң обризи арқилиқ тамашибинға ой салди. Мухлислирини бирдә жиғлитип, бирдә күлдүрди. Аниниң улуқлуғини мәдһийилиди. Әр-аял арисидики муһәббәтниң мәңгү екәнлигини чүшәндүрди. Ата-ана билән пәрзәнт арисидики мунасивәтни намайиш қилди. Адәмләрниң бир-биригә болған меһир-шәпқитини ойғатти. Яшларни вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийиләшкә чоң үлүш қошти.
Бәхтишат СОПИЕВ,
«Uiğur avazi»
«Райхан артист»
Муәллимләр аилисидә дунияға кәлгән Реһангүл Мәхпирова өзиниң сәнъәттики дәсләпки қәдимини Қариғанда вилайәтлик Сәкен Сейфуллин намидики драма театридин башлайду.
– Дадам Асим Мәхпиров мениң сәнъәткә болған иштияқимни билип туруп, 1963-жили әттәй һөҗҗәтлиримни әкелип, КазПИниң филология факультетиға тапшурди, — дәп өтмүшни әслиди сәнъәткар. – Апам Гүлрозәм башланғуч синип муәллими еди һәм нахша ейтатти. Дадам өзиму сәнъәткә қизиққачқа, йәни артистлар билән йеқин мунасивәттә болғачқа, уларниң һаятини яхши биләтти. У заманларда Уйғур театри Челәк йезисида паалийәт елип баридиған. Балилиғимда Қазақстан хәлиқ артисти Мәрийәм Семәтоваға ләңмән тошуғиним, техи ядимда. Рәмити дадам: «Әртисниң күни еғир, сәһнидә йолуң болсиму, шәхсий һаятиңда қийинчилиқларға дуч келишиң мүмкин» дәтти. Бәзидә олтирип, мүмкин униң ейтқанлири һәқту, дәпму қойимән. КазПИниң биринчи емтиһанидин «төрт» дегән баһа елип, шәһәргә сәйлигә чиқсам керәк, Қүрманғазы намидики консерваторияниң алдидин өтүветип, «актерлар бөлүмигә балиларни қобул қилимиз» дегән еланға көзүм чүшти. Һечкимгә ейтмайла, һөҗҗәтлиримни әкелип, уттур консерваториягә тапшурдум. Тәлийимгә, оқушқа қобул қилиндим. Артист болуш мениң балилиқтики арминим еди. Сиңлим Маһигүл иккимиз кәң-таша һойлимизда бирдә концерт, бирдә спектакль қояттуқ. Қериндишим сәнъәттә бираз из қалдуруп, һаяттин өтти.
Мәктәпни ана тилида тамамлап, консерваториядә қазақ тилида тәһсил көрүватқан яш Реһангүл IV курста оқуветип, курсдиши шәмәйлик Баянғали Қабжапаровқа турмушқа чиқиду. Иккиси оқушини пүтирип, йолланма билән Қариғанда шәһиригә атлиниду.
– Қариғанда вилайәтлик театриға келип, сәнъәттә мениң бәхтим ечилди, десәмму болиду, – дәп сөзини давамлаштурди Реһангүл һәдә. – Ундақ дегиним, Қарғамбай Сатаев, Әсия Абылаева, Жәмилә Шашкина қатарлиқ сәһнә юлтузлири, Қазақстан хәлиқ артистлири маңа устазлиқ қилди. Улардин көп нәрсиләрни үгәндим. Консерваториядә аудиториядә өткән дәрис өз алдиға, амма чоң сәһнидики әмәлий тәҗрибә башқа гәп екән.
– Дәсләпки ойниған ролиңиз ядиңиздиму? – соридим сөһбәтдишимдин.
– Әлвәттә, у мошу кәмгичә ядимда. Чүнки биринчи рольни елип чиқиш үчүн җиддий тәйярлиқ қилдим. Нәқ шу роль арқилиқ мениң келәчәк тәғдирим йешиләтти. У Ильшат Юмагуловниң «Нэркэс» спектакли еди. Мән спектакльниң баш қәһримани Нэркэсниң ролини иҗра қилдим. Режиссерниң, кәсипдашлиримниң ейтишичә, мән өзәмгә жүкләнгән вәзипиниң һөддисидин чиқалидим. Бу мениң сәнъәттики һулумниң дәсләпки хиши болди. Униңдин кейин Чиңғиз Айтматовниң «Биринчи муәллим» спектаклида Алтынайниң ролини иҗра қилдим. Алтынай җәмийәттики муәллимниң ролиниң қанчилик жуқури екәнлигини көрситиду. Һечқандақ кәспий билими йоқ, Дүйшен исимлиқ «муәллим» йезидики кәмбәғәлләрниң балилириниң бешини қошуп, уларниң саватини ачиду. Дунияға көзқаришини өзгәртиду. Алтынай әйнә шу муәллиминиң ярдими түпәйли, атақлиқ алим болиду. Бу униң устазиниң еқидиси еди. Шуңлашқа бир туруп, «дадам мени шуңлашқа муәллим болсун, дедимекин» дәп ойлидим. Шуңлашқа мән бу образни чин вуҗудум билән яритишқа тириштим. Бу рольму утуқлуқ чиқса керәк, тамашибинлар алдидила әмәс, кәсипдашлар арисидиму чоң һөрмәткә бөләндим.
1971-жили Реһангүл Мәхпирова Қариғанда вилайәтлик театрида кәсипдаш болған, кейин Тараз шәһиридики Җамбул вилайәтлик Абай намидики театриниң баш режиссерлиғиға авушқан Жақып Омаровниң тәкливи билән мәзкүр театрға йөткилиду.
– Биринчидин, Таразниң климати маңа яқатти, – дәйду сәнъәткар. –Иссиқ йәрләрғу. Шуңлашқа баш режиссерниң тәкливигә дәрһал келиштим. Иккинчидин, демәк, у мениң талантимни баһалаватиду. Бу йәрдә театр репертуарини елип маңдим, десәмму болиду. Чехия драматурги Ян Соловичниң «Загадочный нищий» әсәридә Габиканиң ролини иҗра қилип, театрларара өткән җумһурийәтлик фестивальда иккинчи орунға ериштим. «Тиниқ Дондики» Аксеньяниң ролиму маңа аброй елип кәлди. Сәбит Муқановниң «Балуан Шолақта» униң сөйгини Ғалияни ойнидим. Махтинип қояй, қазақ қериндашлар арисида «Райхан артист» атилип кәттим. Һесаплап көрсәм, қазақ театрида 30дин ошуқ әсәрдә пәқәт баш рольларниң обризини яритиптимән. Амма, дадам ейтқандәк, артистниң йоли дайим дағдам болмайдекән. Сәһнидин йоли болса, шәхсий һаяти қамлашмай қалидиған охшайду... Аиләвий шараитимға бағлиқ, маңа Алмутиға қайтип келишкә тоғра кәлди. Әгәр шу яқта паалийитимни давамлаштурған болсам, техи түнүгүнла, йәни 78 йешимда несип болған «хәлиқ артисти» атиғини аллиқачан елип болаттим...
«Бизниң Реһангүл»
Аридин он жил өтүп, Реһангүл Асимқизи аилиси билән Алмутиға көчүп келиду. Бу яқта у өз кәспи бойичә Балилар вә өсмүрләр театриға ишқа орунлашмақчи болиду. Амма министрлик уни уттур Уйғур театриға ишқа әвәтиду.
– У вақитта театр мудири Уйғур ака Мәхпиров, режиссер Шайим Шаваев екән, – деди сөһбәтдишим сөзини давамлаштуруп. – Мән кичигимдә ләңмән тошуп жүргән артистлар «бизниң Реһангүл» дәп мени қучақ йейип қарши алди. Амма көрәлмәсләрму болди, йошуруп немә қилимән? Бу пәқәт биздикила әһвал әмәс. Әсли театр дегән әйнә шундақ «көрәлмәсләр макани» екән. Қариғандидиму, Тараздиму мундақ тосалғулуқларға дуч кәлгиним раст. Қаршилиқларни пәқәт әмәлиятта, талантим, тиришчанлиғим билән йеңип чиқтим. Уйғур театриға кәлгинимдә мени биринчиләрдин болуп, режиссер қоллиди. Шайим Шаваев маңа «Акам өйлиниду» спектаклидики Дүрнәмниң ролини жүклиди. Бу музыкилиқ әсәр еди. Башта қийналдим. Мениң үстүмдин күлгәнләрму болди. Ахири үгәндим. Һәммигә төздүм. Коллектив башқа болғини билән, шу сәһнә, шу тамашибин. Униңдин кейин маңа «Ләйли-Мәҗнундики» Ләйлиниң обризини яритиш тапшурулди. Мәҗнун Муһит Һезимов еди. Мошу спектакль арқилиқ тамашибинниң сөйүмлүк артистиға айландим десәм, хаталашмаймән. Йәнә шу аиләвий шараит... Йолдишим һаяттин өтти. Амма һаят давамлишидекән. Кейин мән «Назугум», «Келинләр қозғилиңи», «Анамниң ақ көйниги», «Ай тутулған түн», «Мурагерлер», «Бир түп алма», «Улар бәш қиз еди»... Тәхминән оттузға йеқин баш рольни сәһнигә елип чиқтим.
– Әң яхши көридиған ролиңиз қайси? – соридим сәнъәткардин.
– Һәммиси көңлүмгә йеқин, – деди у күлүмсирәп. – Растини ейтқанда, маңа болупму аниларниң обризини яритиш бәк яқиду. Бир атақлиқ шәхсниң: «Артист бир дәртмәнниң обризини яритиш үчүн өзиму дәртмән болуши керәк» дегини ядимға чүшиватиду. «Анамниң ақ көйнигидики» Ана ролини бар вуҗудум билән ойнидим. Униң ичи дәрт-әләмгә тошуп кәткән ана еди. Сәвәп — балиларда инсап йоқ. Көйүмсиз. Уни аз дегәндәк, ана ағрип қалғанда, балилар «жуқумлуқ ағриқ», дәп өзлирини, нәврилирини чәткә тартиду. Анисидин қачиду. Аниға көйидиғини бирла пәрзәнди, амма у туғулушидин нака еди. Ахири ана: «Адәмләрчә яшаңлара, балилирим...» дегән ахирқи вәсийитини ейтип, һаят билән хошлишиду.
«Бизни тонутқан «Тәбәссүм»
– «Тәбәссүмниң» аммибаплиғини тарихий Вәтинимизгә барғандила чоңқур һис қилдуқ, – дәйду Реһангүл һәдә. – Биз у яққа өтмәй турупла, үчимизни чегариниң у тәрипидә тонуп бопту. Техи концерт башланмастинла, қериндашлиримизниң биз билән сүрәткә чүшкиси кәлди. Миллионлиған адәмниң арисидин бизни көрүп, тонатти. Һәтта «Зувандалар» келиватиду» дегән гәпләрниму аңлидуқ. Һазир «Тәбәссүмдә» өткән күнләрни көзлиримни нәмләп әскә алимән. Чүнки мениң қош қанитим болған Махмут Дәраев билән Руқийәм Саттарова һаяттин өтти. Язғучи-драматург Җамалдин Розиев һулини салған бу аммибап программини тамашибинниң сөйүмлүк кечигә айландурушта Махмут Дәраевниң қошқан үлүши зор болди. Көплигән миниатюриларни өзи язатти. Меңиш-турушиниң өзила тамашибинниң күлкисини кәлтүрәтти. Униңдин башқа кәсипдишим Уйғур театриниң сәһнисидә көплигән образларни яратти. Әйнә шу уйғурумниң ақчачлиқ адиминиң «Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби» атиғиға саламәтлиги аҗизлашқанда бирақла йәткинигә көйүнимән. У бу атақни жиллап күттиғу! Театрниң һазирқи мудири Дилмурат Баһаровқа рәхмәт. Махмутниң дуасини елип үлгәрди. Руқийәм достум драма артисти сүпитидә йүзгә йеқин образларни яратти. Уйғур сәнъитидә өчмәс из қалдурди. Достумниму сеғинип, әсләймән. Үчимиз кәсипдаш әмәс, бәлки йеқин қериндашлардәк болуп кәткән едуқ. Амал қанчә...
Һазир кәйнимиздин өсүп келиватқан яшларни көрүп, сәл өзәмни басқандәк қилимән. Чүнки бизниң варислиримиз бар. «Тәбәссүмниң» тәркиви йеңилинип, уни яшлар қолға алди. Саһибәм Норузова, Муһидин Варисов, Үмүт Қасимов, Рашидәм Һәмраева, Саһинур Бақиева вә башқилар баркән, у программа йоқимайду.
– Реһангүл һәдә, сизни хәлқимизгә тонутқан драма әсәрлириму яки «Тәбәссүмму?» – гепини бөлдүм сөһбәтдишимниң.
– Бәзидә һәр иккилиси дәпму ойлаймән, – дәйду сәнъәткар. – Гәпниң очуғи, әлвәттә, драма әсәрлири. Буниңға бир мисал: мән Уйғур театриға кәлгән бир жиллири «Ләйли-Мәҗнун» спектаклини күндә дегидәк, бәзидә жиллап қояттуқ. Мән Ләйлини бабиға йәткүзүп орунлисам керәк, бир тамашибинимизни һәр спектакльда учритимән. Маңа алайтәнла һөрмәт билдүрүп кетәтти. Бу яқниң ядимда қалғини, у — атақлиқ шаир Исмайил Саттаровниң рәпиқиси Гүлшән анимиз еди. Бир күни униңға қолайсиз болсиму ейттим: «Ана, сизни залда, хаталашмисам, пат-пат учритимәнғу», девидим: «Һә-ә, шундақ. Мән сизниң талантиңизға қайилмән. Сизни күндә көргүм келиду» дәп җавап бәрди. Демәк, театрда драма әсәрлириниң орни бөләк. У театрға – аброй, сәнъәткарға атақ елип келиду.

https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/51890