Миллий сәнъитимизниң алтун бөшүгигә 90 жил 21-май күни Қуддус Ғожамияров намидики жумһурийәтлик дөләт академиялик уйғур музыкилиқ комедия театри өзиниң 90 жиллиқ мубарәк тойини нишанлап өтти. Тәнтәнилик мәрасимниң ечилишидин илгири театр алдидики мәйданчида һәрқандақ миллий мәйрәмлиримиздин учур берип, кәң жамаәтни жәлип қилидиған, мәйрәмлик кәйпият беғишлайдиған нағра, сүнъәй, канәй садалири яңриди. Ичидә «оти» бар бәзибир сәнъәтхумар қериндашлар бәс-бәстә уссулға чүшүп, мәйданчә бирдинла мәйрәмлик түс алди. Өткән-кәчкән қериндаш милләтләр вәкиллири йүз бериватқан һадисигә һәвәс билән қаришип, бу көринишләрни фото, видеоға тартип, ижтимаий торларға селишқа алдиришатти. Бу пәйттә театр бенасида мәтбуат конференцияси уюштурулуп, театр рәһбәрлиги аммивий әхбарат васитилири хадимлириниң соаллириға жавап беришивататти. Етирап қилишимиз лазимки, ахирқи жилларда театрниң мудири лавазимиға елимиздә тонулған сәнъәткар Дилмурат Нурәхмәтоғли Баһаров кәлгәндин кейин миллий театримизниң иккинчи нәпәси ечилғандәк, көплигән йеңилиқлар жарий қилинишқа башлиди. Спектакль, концертларниң көрәрмәнлири кәскин өсти. Мошуниң өзила театр қоюлумлирида ижабий өзгиришләрниң йүз бәргәнлигидин далаләт бәрсә керәк. Шуңлашқа журналистларниң қизиқтуриватқан соалларниңму көп болуши тәссадипи әмәс.
Мәрасимниң тәнтәнилик қисми алаһидә дағдуғилиқ башланди. Сәһнә маһирлири билән сәнъәт мухлислирини тәбрикләп көплигән меһманлар қәдәм тәшрип қипту. Жумһурийәт президентиниң аппарати Қазақстан хәлқи ассамблеяси кативатиниң рәһбири Әзилханов Марат Алмасоғли, Мәдәнийәт вә әхбарат министрлиги жәмийәтлик келишим комитетиниң рәһбири Шойкин Ғалым Нурмағамбетоғли, Қазақстан жумһурийити сенатиниң депутати Закиржан Кузиев, Алмута вилайәтлик вә шәһәрлик һакимийәтләрниң жавапкәр хадимлири, Қазақстан уйғурлири жумһурийәтлик бирләшмиси билән Алмута шәһәрлик уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәһбәрлири, «Бирлик» жумһурийәтлик жигитбашлири билән Алмута шәһәрлик жигит башлири кеңишиниң рәһбәрлири вә зиялилар қоми, елимиздә тонулған тижарәтчиләр шулар жүмлисидин. Алди билән дөләт гимниға һөрмәт билдүрүлгәндин кейин дәсләпки сөзни алған Әзилханов Марат Алмасоғли өзиниң маһиранә нутқи билән бирдинла көпчиликни рам қиливалди. Нутқини дөләт тилида башлиған әдип көпчиликни бу шанлиқ сәнә билән уйғур тилида тәбрикләп, тамашибинларни таң қалдурди. Шундақла, рус тилида миллий театримиз тарихини зивир-зивирлиригичә билидиғанлиғини намайиш қилип, көпчиликни йәнә бир қетим қайил қилди. Дөләт әмәлдариниң һәр үч тилда раван сөзлиши билән миллий сәнътимиз тарихидин кәң мәлуматқа егә екәнлигигә һаяжанланған көпчилик давамлиқ алқишлири билән натиқниң сөзини бирнәччә қетим бөливәткән еди. Чүнки у қедимий, бай сәнътимиз арқилиқ пүтүнләй уйғур хәлқигә болған иззәт-һөрмитини изһар қилған еди. Андин әдип Қазақстан жумһурийитиниң президенти Қасим-Жомарт Тоқаевниң тәбрик хетини оқуп бәрди. Асасий нутқидин кейин Марат Алмасоғли театримизниң пешқәдәм хадимлири – баш дирижер Алимжан Тоқаевқа, драма артистлири Роза Бәхтибаева билән Ғәйрәт Тохтибақиевқа вә қойғучи рәссам Рустәм Мусаевларға Қазақстан хәлқи ассамблеяси тәсис қилған «Алғыс» төшбәлгүлирини тапшурди. Шундақла, театрниң баш режиссери Фархадбек Канафин, труппа рәһбири Гүлниса Садиқова, режиссер Дилмурат Жанбақиев, драма актерлири Турғанжан Һезимов, Дилшат Аманбаевлар, балет артиси Гүлнарәм Турсунова, солист Луиза Розахуновалар Қазақстан хәлқи ассамблеясиниң пәхрий ярлиқлири билән тәғдирләнди.
Новәттә сәһнигә көтирилгән сенатор Закиржан Кузиев тәбрик нутқидин кейин парламент сенати билән мәжлисиниң рәислири Маулен Ашимбаев билән Ерлан Қошановлар йоллиған тәбрик хәтләрни көпчиликниң диққитигә йәткүзди.
Андин Алмута вилайити билән шәһири һакимлириниң тәбрик йолланмилирини вакаләтән кәлгән жавапкәр хадимлар оқуп бәрди. Мәрасимни қош тилда елип маңған риясәтчиләр новәттә Жумһурийәтлик уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң пәхрий рәиси, «Парасат», «Достлуқ», «Барыс» орденлириниң кавалери, Алмута шәһәрлик «Қоғамдық келісім» дөләтлик-коммуналлиқ мәһкимиси Ақсақаллар кеңишиниң рәиси, тонулған тижарәтчи-меценат Әхмәтжан Бәһримоғлиниң йоллиған тәбрик хети билән тонуштуруп, театр коллективиға һашамәтлик гүлчәмбәр тапшурди.
Тәнтәнилик мәрасим «Нава», «Рухсарә», «Сада» ансамбльлири билән қериндаш милләтләр сәнъәткарлириниң нахша-сазлири билән давамлашти. Болупму Қазақстан хәлиқ артиси Роза Рымбаеваниң театр коллективи билән сәнъәт мухлислириға йоллиған сәмимий тилиги билән музыкилиқ тәбриги зал әһлини йәнә бир қетим һажанға салған еди. Миллий сәһнимиздә өчмәс из қалдурған пешқәдәм сәнъәткарлар Әхмәт Шәмиев, Тохтахун Бәхтибаев, Ризвангүл Тохтанова, Әхмәт Сопиев, Хеличәм Илиева, Мәрийәм Семәтова, Мирхелил Зәйнавдинов, Рошәнгүл Илахунова вә башқиларниң шанлиқ йолини шәрәп билән давамлаштуриватқан яш әвлат вәкиллириниң өсүп-йетиливатқини һәркимни қайил қилип, хошал қилиду. Келәчәккә үмүт билән қарашқа дәвәт қилиду.
Бүгүн 90 жиллиқ тәвәллудини нишанлаватқан миллий сәнъитимизниң алтун бөшүги болған театр коллективини қизғин тәбрикләп, келәчәк паалийитигә йәниму чоң утуқлар тиләймиз! Бар болуңлар, муһтәрәм сәһнә маһирлири!
Шавкәт Нәзәров
мустәқил журналист