Новости Уйгурского театра
2026-06-18 10:29

Күлдүргән һәм ойландурған

Өткән һәптидә Уйғур театри тамашибин диққитигә атақлиқ америкилиқ драматург Кен Людвигниң «Примадоннилар» намлиқ комедиясини тәғдим қилди.

Новәттики премьера спектакльниң баш қәһриманлири – яш, талантлиқ, бирақ турмушта амити оңдин кәлмәйватқан актерлар Лео билән Джекниң сөһбитидин башлиниду. Улар чоң сәһниләрни беқиндурушни, мәшһурлуққа еришишни вә яхши турмуш кәчүрүшни арман қилиду. Амма реаллиқ уларниң үмүтини ақлимайду. Бир күни гезиттики кичик бир елан уларниң һаятини пүтүнләй өзгәртишкә башлайду.

Еланда Флоренс Снайдер исимлиқ бу дуниядин өтүш алдида турған дөләтмән момайниң бала чеғида жүтүп кәткән җийәнлирини издәватқанлиғи вә мирасиниң мәлум қисмини уларға қалдурмақчи екәнлиги баян қилинған еди. Пурсәтни қолдин чиқармас һаҗәтлигини чүшәнгән икки дост бу байлиққа егә болуш үчүн қувлуқ-шумлуқни ишлитишкә қарар қилиду. Шуниң билән улар аял қияпитигә кирип, Флоренсниң аилисигә өзлирини жүтүп кәткән қизлар сүпитидә көрситишкә тиришиду.

Мана мошу йәрдин башлап, комедия қизиқ вә күтүлмигән вақиәләр билән риваҗлиниду. Бир қарашта аддий көрүнгән бу сәргүзәштә барғансири мурәккәплишип, қәһриманларни күлкилик әһвалларға дучар қилиду. Лео билән Джекниң ялғанчилиқ үстигә қурған реҗилири һәр қетим йеңи тосалғуларға учрайду. Амма әң чоң тосалғу уларниң һаятиға муһәббәт елип келиду.

Кен Людвигниң бу әсәри пәқәт күлдүрүш үчүн йезилған комедия әмәс. Униң мәзмунида инсан тәбиитиниң мурәккәп қирлири, һәқиқий вә ялған арзулар, мал-дуния билән роһий қәдрийәтләрниң пәрқи қатарлиқ муһим һәм инчикә мәсилиләр йошурулған. Спектакль давамида тамашибинлар инсанниң шәхс ретидә өзини тепиши, өз қәдрини чүшиниши һәққидә ойлиниш имканийитигә егә болди.

Умумән, театр һәм киноиндустриядә баш қәһриманлири аял қияпитигә кирип, түрлүк күлкилик әһвалларни баштин кәчүридиған әсәрләр нурғун. Амма «Примадоннилар» өз алдиға мустәқил мәзмунға егә болуп, муһәббәт, инсанийлиқ вә виждан мәсилилирини йеңи қиридин көрситиду.

Баш рольларни иҗра қилған Шөһрәт Мәмәтов (Лео) билән Тайир Тохтибақиев (Джек) қәһриманларниң ички дуниясини маһирлиқ билән ачалиған. Шуниңдәк Эмина Рәхмәтҗан (Мэг), Адиләм Хелилова (Одри), Халмурат Мунаров (Дункан), Заһидәм Нәсирдинова (Флоренс Снайдер), Қудрәт Йүсүпов (доктор Майерс) вә Илһам Турғанов (Буч) өз рольлирини ишәшлик вә тәбиий иҗра қилип, спектакльниң мувәппәқийәтлик чиқишиға зор төһпә қошқан.

Шундақла, ейтиш керәкки, әсәрни уйғур тилиға тәрҗимә қилған Уйғур театри әдәбият бөлүминиң башлиғи Мухтәрҗан Җумаров болуп, сәһниләштүрүш ишлирини режиссер Дилмурат Җанбақиев әмәлгә ашурған. Режиссерниң ассистенти Ялқунҗан Ярмуһәммәтов болса, сәһнә безәш ишлирини Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби Рустәм Мусаев лайиһилигән. Музыкиларни рәтлигән Кәрим Ғазиев вә уссулларни сәһниләштүргүчи Орынгүл Нуржанқизи спектакльни сәһнигә елип чиққан иҗадий топ тәркивидин орун алди.

Нахша-саз, уссул вә юморға бай бу сәһнә әсәри тамашибинларни баштин ахириғичә диққәт мәркизидә тутуп турди. Күлкә пәрдиси астида берилгән һаят һәқиқәтлири болса, һәрбир кишиниң қәлбигә йол тапқини ениқ.

Қисқиси, «Примадоннилар» – тамашибинни күлдүрүпла қоймай, униңға инсаний қиммәтләр һәққидә ой салидиған, муһәббәт билән вижданниң һәрқандақ байлиқтин үстүн екәнлигини көрсәткән мәзмунлуқ комедия сүпитидә театр репертуаридин орун алди.

Зульфира МАИСМЕЛИЕВА,

«Uiğur avazi»

https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/54490