Новости Уйгурского театра

«Түркий тиллар диваниниң» 950 жиллиғиға беғишланди

«Түркий тиллар диваниниң» 950 жиллиғиға беғишланди

Мәлумки, бүйүк әллама Махмут Қәшқәрийниң асасий җәһәттин хәлиқ еғиз иҗадийити нәмунилири муҗәссәмләнгән «Дивану луғәтит түрк» әсәри – Мәркизий Азиядә қелиплашқан сәясий вәзийәтниң әң мурәккәп дәвридә мәйданға кәлгән ядикарлиқтур. Бу әсәр шундақла Х – XII әсирләрдә өткән Қараханийлар ханлиғиниң гүлләнгән ихтисадий вә йүксәк мәдәний һаятиниң мәһсулидур. «Түркий тиллар дивани» әрәпләрниң түркий тилни үгиниши үчүнла йезилған аддий селиштурма луғәт китави әмәс, бәлки Қараханийлар дәвридики пүткүл түркий хәлиқләрниң ихтисадий, мәдәний һаятини, илим-пән, сәнъәт саһалиридики муваппәқийәтлирини, һакимийәт-сәясәт жүргүзүш тәдбирлирини, пәлсәпәвий-әхлақий чүшәнчилирини, урпи-адәтлирини бай тил материаллири арқилиқ тонуштуридиған, тәхминән 8500 сөз-ибариниң мәнасини ачқан мукәммәл қамустур.

Әдип Қараханийларниң шу дәвирдики вәзийитини чүшәнгән һалда достлуқ, иттипақлиқ, меһриванлиқ, адаләтлик, инсанпәрвәрлик мотивлирини бойиға сиңдүргән, йүзлигән, миңлиған жиллар мабайнида тоқулуп кәлгән һаят вә күрәш сюжетлирини, әҗдатлиримиз еғизида дастанға вә ғурурға айланған мәшһур әпсанивий һәм һәққаний қәһриманлар образлирини өз ичигә алған мақал-тәмсилләрни, қошақларни, шеирий парчиларни мәзкүр топлимиға киргүзди. Хәлиқ еғиз иҗадийитиниң бу нәмунилиридә Мәркизий Азия, Поволжье, Орал әтрапида яшиған түркий қәбилиләр вә хәлиқләрниң тили, тарихи, урпи-адәтлири, тирикчилиги, макан-җайлири һәққидә бай мәлумат берилгән. «Дивандики» фольклор нәмунилири шу хәлиқләрниң язма әдәбиятиниң мәйданға келишидә йетәкчи роль ойниди. Униң йәнә бир муһим тәрипи шуниңдики, Махмут Қәшқәрий түркий хәлиқләрниң мәнивий байлиғини көрситиш арқилиқ алдиға түркий тилниң байлиғини, хилму-хиллиғи вә әвришимлигини намайиш қилиш вәзиписини қойған. Шуниң үчүнму әдип бу китапни «түрк тилиниң әрәп тили билән бәйгигә чүшкән икки атқа охшаш тәң чепип кетиватқанлиғини ениқ көрситиш үчүн...» язғанлиғини алаһидә тәкитлигән. Диванида орун алған үч йүзгә йеқин мақал-тәмсилдә түркий хәлиқләрниң әмгәккә, турмушқа, һаятқа, шундақла тәбиәт һадисилиригә, җәмийәт өзгиришлиригә болған көзқарашлириниң риваҗлиниш җәриянидики миллий аң-сезими, һис-туйғуси, ой-пикри ипадиләнгән.

Өткән һәптидә Қазақстан хәлқи Ассамблеяси, Қазақстан Җумһурийити Мәдәнийәт вә әхбарат министрлиги этносларара мунасивәтләрни тәрәққий әткүзүш комитетиниң «Қоғамдық келісім» ҖДМ җумһурийәтлик Достлуқ өйиниң хизмитини тәминләш башқармисиниң уюштуруши билән Қазақстан хәлқи тиллири күни даирисидә XI әсирниң улуқ түркийшунас алими Махмут Қәшқәрийниң «Дивану луғәтит түрк» әмгигиниң йезилғининиң 950 жил толушиға беғишланған илмий әнҗуман өткүзүлди. Әнҗуманда Махмут Қәшқәрийниң «Түркий тиллар дивани» әсәриниң мустәқил түркийтиллиқ җумһурийәтләр үчүн интайин муһим дөләтлик әһмийәткә егә екәнлиги һәм шу дөләтләрниң мәдәний һулини тикләштә муһим роль атқурғанлиғи, шундақла бу бебаһа әсәрниң еғиз әдәбият нәмунилири муҗәссәмләнгән улуқ мирас һесаплинидиғанлиғи һәм бу нәмуниләрниң шәкиллинишини, миллий аң-сезиминиң ойғинишини тәминлиши сөзсиз екәнлиги әнҗуман қатнашқучилири һәм мәхсус доклад билән сөзгә чиққан натиқлар тәрипидин алаһидә қәйт қилинди. Тәкитләш лазимки, ушбу уюштурулған муһим сәнә Қазақстан Җумһурийитиниң, Қирғиз вә Түрк Җумһурийитиниң бирләшкән мураҗиити бойичә Венгрия, Мавритания, Марокко, Катар вә Таҗикстан мәмликәтлириниң қоллап-қувәтлиши билән қобул қилинди вә 2024-жилқи ЮНЕСКО календариға киргүзүлди.

Бүйүк әллама Махмут Қәшқәрийниң «Дивану луғәтит түрк» әсәриниң йезилғининиң 950 жиллиғини ЮНЕСКО даирисидә нишанлаш қолға елиниватиду. Буниң өзи түркий хәлиқләрни мәдәний упуқларға йетәкләйду. Шуниму алаһидә тәкитләш керәкки, Әзәрбәйҗан, Түркия, Өзбәкстан, Қирғизстан, Түркмәнстан дөләтлиридә һәм Қазақстан Җумһурийитидиму бу сәнәгә мунасивәтлик бирқатар мәдәний чарә-тәдбирләр уюштурулди.

«Достлуқ өйидә» болуп өткән әнҗуман җәриянида ҚҖ Ташқи ишлар министрлигиниң Алмута шәһиридики вәкиллиги сәясий һәмкарлиқ башқармисиниң рәиси Алмаша Аренова, ЮНЕСКО ғәмхорлуғи билән Хәлиқара мәдәнийәтни йеқинлаштуруш мәркизи илмий бөлүминиң рәһбири Валерий Толмачев тәбрик сөзгә чиқип, күн тәртивидики мәсилә әтрапида сөз қозғиди.

Мәзкүр әнҗуманда өзлириниң илмий докладлирини тәвсийә қилған алимлар бүйүк әллама Махмут Қәшқәрийниң ушбу бебаһа әмгигигә һәм дөләт тилини риваҗландурушқа мунасивәтлик өз ой-пикирлирини оттуриға салди. М.Әвезов намидики Әдәбият вә сәнъәт институтиниң баш илмий хадими, филология пәнлириниң доктори, Нурдаулет Ақышниң «Дөләт тили Қазақстан Җумһурийитиниң турақлиқ тәрәққий етишиниң асаси сүпитидә» вә ушбу институтниң баш илмий хадими, филология пәнлириниң доктори, профессор Алимҗан Тиливалдиниң «Махмут Қәшқәрийниң «Дивану луғәтит түрк» әсәри түркий әдәбиятиниң эволюцияси мәтинидә», Р.Сулейменов намидики Шәриқшунаслиқ институти йенидики Тарихий материалларни тәтқиқ қилиш бойичә җумһурийәтлик мәркизиниң мудири, тарих пәнлириниң доктори, профессор Меруерт Абусеитованиң «Махмут Қәшқәрийниң «Дивану луғәтит түрк» – түркийләрниң тарихий-мәдәний мираси бойичә бирпүтүн ядикарлиқ”, М.Әвезов намидики Әдәбият вә сәнъәт институтиниң Қолязмилар вә текстология мәркизиниң мудири, филология пәнлириниң намзити Жумашай Рақышниң “М.Әвезов намидики Әдәбият вә сәнъәт институтиниң қолязмилар фондиниң дөләт тилини тәрәққий әткүзүштики роли тоғрилиқ” мавзулириға йезилған докладлири тоғрилиқ әйнә шундақ дейишимиз мүмкин. Алимлар өз әмгәклиридә «Түркий тиллар диванини» чоңқур тәһлил қилған. Җумһурийәтлик дөләт академиялик Корей музыкилиқ комедия театриниң бәдиий рәһбири, ҚҖ хизмәт көрсәткән әрбаби, Т.Жүргенов намидики Қазақ миллий академиясиниң Пәхрий профессори Любовь Ни вә «Ахыска» җумһурийәтлик түрк этномәдәнийәт мәркизиниң Анилар комитетиниң рәиси, Алмута шәһәрлик Анилар кеңиши рәисиниң орунбасари Зульфия Хусаинованиң, «Мурас» қирғиз этномәдәнийәт бирләшмисиниң рәиси Манас Ташыбековниң, җумһурийәтлик «Әзәрбәйҗанлар бирләшмиси» ҖБ Алмута шәһәрлик шөбиси Әзәрбәйҗан аяллири кеңишиниң рәиси, «Алмута вилайәтлик этномәдәнийәт бирләшмиси» рәисиниң орунбасари Джейран Мамедованиң докладлириниму алаһидә тилға елишқа әрзийду.

Үч саат давамлашқан мәзкүр әнҗуманниң ахири музыкилиқ-әдәбий композициягә улашти. Униңда Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән мәдәнийәт әрбаби, ақын, күйши Қараш Талап, «Муқағали» күйини орунлиса, оқуғучи Юсуф Ширинов Муқағали Мақатаевниң «Үш бақытым», Җумһурийәтлик дөләт академиялик Корей музыкилиқ комедия театриниң йетәкчи актери Борис Югай Мағжан Жумабаевниң «Мен жастарға сенемін» шеирини ипадилик оқуди. Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ комедия театри тәрипидин көрситилгән видеоролик һәм Уйғур театринниң йетәкчи актери Дилшат Аманбаев тәрипидин образлиқ оқулған Махмут Қәшқәрийниң «Дивану луғәтит түрк» әмгиги тоғрилиқ монологи әнҗуман қатнашқучилирида чоңқур тәсират қалдурди.

Шәмшидин АЮПОВ,

«Uiğur avazi»

https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/51551