Сәнъәт - мәдәнийәтсиз өмүрниң қизиғи,мәзмуни,хуни бир тийин.Милләт келәчиги ғува,қараңғу.Пилдирлап янған шам - чираққа қияс. Чөл - баяванда өскән қахшал дәрәқ билән баравәр. Бу һаятий,дәлил - испатни тәләп қилмайдиған,көз жумушқа болмайдиған һәқиқәт!Бүгүнки таңда заман еқими - тәләплиригә яндашқан,маслашқан һалда йүксилиш вә тәрәққият йолида иш - паалийәт елип бериватқан миллий театримиз тоғрисида гәп қилғинимизда тәбиий рәвиштә у йәрдә хизмәт қилған пешқәдәм пешивалар,үмүт отини өчәрмәй келиватқан һазирқи сәнъәткарлар бирдин көз алдимизда намайән болиду.
Миллий театримиз - у Сениң,Мениң,умумән Һәммимизниң муқәддәс бөшүги.Томурда аққан қени,жени.Дүпүлдәп соққан жүриги,әждат билән әвлат арисини бағлаштуруп келиватқан мустәһкәм көрүги.Бир сөз билән ейтсақ,у бизниң жамалимиз,өрүлмәс байриғимиз,номус - һаримиз, можутлиғимиз.
Мошу күнләрдә Қуддус Ғожамияров намидики Жумһурийәтлик дөләт академиялик уйғур музыкилиқ - комедия театри қурулғининиң 90 жиллиқ мәрикисини қизғин нишанлаватиду.Демәк,у биз, милләтниң можутлиғи, Қазақстан һөкүмитиниң яритип бериватқан чәксиз имтиязи,атидарчилиқ ғәмхорлуғи.Башқичә тәрипләш һеч мүмкин әмәс.Шуңа ана тилимизда нәшир қилиниватқан гезит,журнал,китапларни оқуштин қеливатқан,пәрзәнтлирини өзгә тилда оқутушқа нийәт билдүриватқан,театр билетлирини өз хаһишлири билән әмәс,бәлки жанкөйәрләрниң мәжбурлап дегидәк сетиши арқилиқ еливатқан,йәниму кәңирәк қилип ейтсақ мусулман әһлиниң ИМАНИ -билим егәлләштә екәнлигини чүшинишкә тиришмайватқан айрим ата - ана, яшлиримиз мошу тәрәплиригә чоңқур нәзәр ағдурса,диққәт бөлсә нур үстигә,нур болар еди,дәп ойлаймиз.
Хәйрият,Уйғур театри бүгүнки таңда Жумһурийитимиздики алдинқи сәптин дәллиң көрүнүп келиватқан театрлар бири сүпитидә тилға елиниду. Көпмилләтлик Қазақстанниң мәдәнийити билән сәнъитигә қошуватқан үлүши бебаһа.Тәкрарланмас,пәқәтла өзлиригә хас таланти,ихтидари билән көзгә чүшиватқан сәнъәткарларниң әмгиги министрлик вә дөләт тәрипидин мунасип баһалиниватиду.Униңға мисал йетәрлик.Театр иш - паалийитидә ахирқи вақитларда кишини хошал қилғидәк илгири - кейин болмиған өзгириш - йеңилиқлар орун еливатиду.Театрға қәдәм тәшрип қиливатқан, униң тирикчилик - нәпәси билән йеқиндин хәвәрдар болуватқан тамашибинлар ой - пикри бизниң шундақ хуласигә келишимизгә толуқ асас яритиду.Бу йөнилиштә театрға мудир болуп тайинланғиниға анчә узақ вақит болмиған Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби,сәнъәт чолпини Дилмурат Нурахмәт оғли Баһаровниң коллектив билән һәмкарлиқта жүкләнгән вәзипә һөддисидин шәрәплик чиқиватқанлиғини пәхирлиниш илкидә тилға елишқа әрзийду.Һули 1934 - жилниң мизан ейида селинған театрда бүгүнки таңда драмилиқ труппидин сирт "Нава"фольклор,яшларниң "Сада"эстрада вә "Рухсарә"уссул ансамблири жошқун паалийәт елип бериватиду.
Шундақ қилип,17 -сәпәр күни миллий һаятимизда йәнә бир муһим, хошаллиқ вақиә йүз бәрди.Дуния вә Қазақстан сәнъитиниң бүйүк намайәндилиридин бири болған Қ.Ғожамияровниң бюсти қәд көтәргән бенаниң кәң,көркәм һойлисида "Йүксәл", "Рухсарә"нахша - уссул,дап - думбақ,карнайчилар топлириниң ижрасида театрниң 90 жиллиғиға беғишланған музыкилиқ қоюлумларниң биринчи театр фестивали дағ - дуғилиқ рәвиштә ечилип,униңға риясәтчилик қилған Абдуманап Махмутжан билән Гүлжан Әлиш сәнъәтхумар көпчиликни бүгүнки тарихий әһмийәткә егә вақиә билән қизғин тәбриклиди.
Андин кейин М.Әвезов намидики Қазақ Миллий театри,Қ.Ғожамияров намидики жумһурийәтлик дөләт академиялик уйғур музыкилиқ - комедия театри,жумһурийәтлик дөләт академиялик корей театри,"Жаңа ғасыр", "Алатау" әнъәнивий сәнъәт театри коллективлири қелиплашқан рәсмийәткә бола қизил гиләм үстидә меңип өтти.Һөрмәт - еһтирам билдүргән көпчилик уларни давамлиқ алқишлар астида қарши алди.
Дәсләп тәбрик сөз алған М.Әвезов намидики Қазақ Миллий театриниң мудири Еркин Жуасбек вә Уйғүр театриниң мудири Дилмурат Баһаров театрниң 90 жиллиқ һаяти мабайнида тунжа қетим уюштуриливатқан мәзкүр фестиваль тоғрисида иллиқ ләвизлирини билдүрүп,қатнашқучиларға ижадий утуқ тилиди.Намайиш қилинидиған қоюлумларниң тамашибин көңлидин чиқидиғанлиғиға ишәнчә һасил қилди.
Көпчилик театр фойесида қутлуқ дәргаһниң өтмүш - тарихидин сир чекидиған "Қазақстан театр сәнъити архив һөжжәтлири" намлиқ көргәзмини зиярәт қилди.Илгири - кейин һеч йәрдә елан қилинмиған материаллар кишидә аллиқандақ һис - туйғуларни пәйда қилип,өтмүшни чарлатти.Пәйттин пайдилинип көргәзмини уюштурушниң беваситә тәшәббускари болған Қазақстан Президенти Архивиниң мудири Әлия ханим Мустафинаниң намиға алаһидә тәшәккүр ейтмақ лазимдур.
Йәнә тәкрар ейтимизки,миллий театримизниң тарихида тунжа қетим өткүзиливатқан мәзкүр фестивальға Алмута шәһиридики ғоллуқ,инавәтлик бәш йетәкчи театр 17 - 21 - сәпәр күнлири тамашибин алдида өз һүнәрлирини намайиш қилди.Дәсләпки күни уни Уйғур театри артистлири режиссёр Муһит Һезимов сәһниләштүргән (муәллиплири Жалал Асимов, Аблиһәй Садиров) "Анархан"классикилиқ драмиси билән ачти.Андин нөвәт билән М.Әвезов намидики Қазақ Миллий драма театри Ғабит Мусреповниң "Қиз жибек"(режиссёри Елик Нурсултан),"Йеңи әсир" театри "Ахирқи қоңғурақ" режиссёри Асанәли Әшимов,Елдар Тәшкенбай), Жумһурийәтлик дөләт академиялик Корей театри "Легко ли быть королевой" (режиссёри Кан Тхе Сик,хореограф Ким Надежда) вә "Алатау" әнъәнивий сәнъәт театри М.Әвезовниң "Айман - Шолпан" (режиссёри Жулдызбек Жуманбай) қоюлумлирини тамашибиннәзәригә тәвсийә қилди.
Фестиваль жәриянида саһипхан - театр билән Т.Жүргенов намидики Қазақ Миллий сәнъәт академиясиниң тәшкиллишидә "Қазақстанниң уйғур театри дуниявий сәһнә сәнъитиниң тәрәққият контексида"намлиқ илмий әнжуманму наһайити мәзмунлуқ териқидә өткәнлиги билән киши диққитини өзигә жәлип қилди.Мәзкүр кафедриниң йетәкчиси,профессор Анар Еркебай модеаторлиғида өткән баш қошушта көрнәклик театршунас, алим, тәнқитчи, сәнъәткарлар күн тәртивидики муһим мәсилиләр әтрапида өз ой - пикирлири билән ортақлашти.
Хулләс,төрт күнгә созулған мәйрәмниң ахири тән - тәнилик жиғин билән давамлишип,бу күни залға лиқ толған тамашибин алдида тәбрик сөзгә чиққучилар интайин көп болди.Кәчтә Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Рәисиниң орунбасари,Қазақстан Жумһурийити Президенти Мәмурийитиниң Қазақстан хәлқи Ассамблеяси кативатиниң башлиғи Марат Әзилханов дөлитимиз рәһбири Қасым - Жомарт Тоқаевниң театр намиға йоллиған тәбрик хетини оқуп бәрди.Шундақла бир түркүм сәнъәткарларға "Алқиш хәт",Пәхрий ярлиқларни тапшурди.Сөз нөвитини алған Қазақстан Жумһурийити Мәдәнийәт вә Әхбарат вице - министри Ербол Алиқулов Қазақстан Жумһурийитиниң Премьер - министри Олжас Бектеновниң тәбригини йоллиди.Жүмлидин,Қазақстанниң "Еңбек Ері",СССР хәлиқ артисти,М.Әвезов намидики Қазақ Миллий драма театриниң бәдиий рәһбири,Қазақстан театрлар ассоциясиниң президенти Асанәли Әшимов,Қазақстан Жумһурийити Парламенти сенатиниң депутати Закир Кузиев,Қазақстанниң хәлиқ артисти,эстрада чолпини Роза Рымбаева,Алмута вилайити Мәнәнийәт вә архив башқармисиниң башлиғи Данияр Алиев,Алмута шәһәрлик Мәдәнийәт башқармиси башлиғиниң орунбасари Арман Халбеков вә башқиму натиқлар театримизниң 90 жиллиғи билән тәбрикләп,коллективқа ижадий утуқлар тилиди.Қазақстан Жумһурийитиниң Мәдәнийәт вә Әхбарат министри Аида Балаева намидин гүлдәстиләр тәғдим қилинди.
Ейтмақчи,өз пәллисигә йәткән мәйрәмлик фестиваль мабайнида тохталсиз чаваклар астида Жумһурийәтлик драма артистлириниң музыкилиқ қоюлумларниң биринчи театр фестивали қатнашқучилирини мәзкүр театрниң мудири Дилмурат Нурахмәт оғли Баһаров мәхсус диплом,статуэтка вә ахчилиқ соғатлар билән тәғдирлиди.
Кәчниң ахири Қ.Ғожамияров намидики Жумһурийәтлик дөләт академиялик уйғур музыкилиқ - комедия театри тәрипидин тәйярланған чоң гала - концерт билән аяқлашти.
Муәллиптин: Башта тәкитлигинимиздәк,миллий театримиз у пүтүн бир милләтниң қени,жени,томури.Мәдәнийити билән сәнъитиниң можутлиғи. Яңриған муқәддәс наваси.Әгәр,униң тарихи билән өтмүшигә нәзәр ташлайдиған болсақ бақилиқ болуп кәткән талай пешиваларниң униң тәрәққиятиға,йүксилишигә бебаһа төһпә қошуп,шу йолда қени,женини пида әткәнлигини йоққа чиқиралмаймиз.Исим - шәриплири тарих сәһиписигә алтун һәрипләр билән йезилған тарихий шәхсләр!Биз,бүгүнки миннәтдар әвлат шуни тоғра чүшәнсәк,һис қилсақ яхши болатти.Бу йәрдә аччиқ болсиму мону бир һәқиқәтни очуқ ейтишқа тоғра келиду.Театрниң қутлуқ мәрикиси һарписида ижтимаий тор бәтлиридә,мәтбуатларда тарихий вақиәгә мунасивәтлик елан,уқтурушлар алдин - ала елан қилинди.Хәп,дегүзидиған йери шуки,театр тәвәллудиниң ечилиш мәрасимида биз миллитимизгә вакаләтлик қиливатқан тәшкилат, зиялиларни тамамән көрәлмидуқ.Яки биз,көңүл ачидиған,тамтиғи йоқ сорун,тамашиғила яралған милләтму,дегән ойниму баштин кәчүрдуқ.Бир - биримизни қоллап - қувәтләштә немишкә өзимизни қачуримиз.Соал көп, хуласә чиқириш йоқниң орнида?!.
Жуқурида театр коллективи тәвәллудқа наһайити үстүн кәйпият,жошқун илһам,тәйярлиқлар билән кәлгәнлигини,униңға тили, дили, дини, миллитидин қәтъий нәзәр нурғун тамашибин,көрнәклик шәхсләр иштрақ қилғанлиғини қәйт қилдуқ.Биз билән болған сөһбәттә алған тәсирати тоғрисида йенимда турған натонуш киши өз ой - пикрини мундақ ипадилиди: 'Миллитим қазақ. Қедимий тарихқа егә қериндаш уйғур хәлқиниң мәдәнийити,сәнъитигә чоң һөрмәт билән қараймән.Бүгүнки мәрасимға алайтән кәлгинимниң сәвәвиму шуниңдин ибарәт.Уйғур театри өзлириниң шанлиқ мәрикисигә наһайити яхши тәйярлиқлар билән кәпту.Үлгә алидиған,үгинидиған тәрәплириму нурғун.Миллий саз - нәғмә,нахша - уссуллардин бәк бәһирләндим. Сөйүндүм, һөзүрләндим. Тәсвирләшкә тил ажиз.Театр рәһбәрлиги билән униң коллективиға ейтар алқишим чәксиз.Муһими,көпмилләтлик Қазақстанда жанға арам,роһий озуқ беғишлайдиған,һәр милләтни сәнъити,әдәбияти арқилиқ йеқинлаштуридиған мошу хилдики аммивий - мәдәний чарә - тәдбирләрниң давамлиқ өткүзүлүп туришиға чин көңлүмдин тиләкдашмән.
Буниңға бизниң елип,қошаримиз йоқ.
Иминжан Тохтияров.
Жумһурийәтлик "Іле өңірі - Или вадиси" гезити Баш муһәрририниң орунбасари.
Алмута шәһири.