Новости Уйгурского театра
2024-11-03 22:19

Тамашибин тәшналиғини қандурди

Өткән һәптидә Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур академиялик музыкилиқ-комедия театрида СССР вә Қазақстан хәлиқ артисти, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән сәнъәт әрбаби, профессор, мәшһур композитор Қуддус Ғоҗамияровниң әсәрлиридин түзүлгән «Йеңичә яңриған аһаңлар» концерти болуп өтти.

Сәһниниң пәрдиси «Рухсарә» уссул ансамблиниң орунлишидики «Баһардики қуяш» уссули билән ечилди. Андин сәһнә төридин орун алған риясәтчиләр концертлиқ программини қош тилда елип маңди.

Концерт җәриянида тамашибинға Қуддус Ғоҗамияров өзиниң өмүрбаяни вә әмгәк паалийити тоғрилиқ ейтқанлири, шуниң билән биллә, Қазақ ССРниң хәлиқ артисти, көрнәклик композитор Евгений Брусиловский, СССР хәлиқ артистлири, көрнәклик композиторлар Тихон Хренник, Карен Хачатурян, Кара Караев, Әзербейжан Мәмбетов, Ғазиза Жубанова, Башқуртстан хәлиқ шаири Мустай Карим, Қазақстан хәлиқ артисти Әсет Бейсеуов, Қазақстан хәлиқ язғучилири Зия Сәмәди, Туманбай Молдағалиев кәби дөләт вә җәмийәт әрбаплириниң өз вақтида Қуддус Ғоҗамияровниң намиға ейтилған иллиқ тиләклири видеофильм арқилиқ һавалә қилинип турди.

Бир йерим саатқа созулған концерттин һөзүр алған тамашибинлар алқиш-чаваклирини айимиди. «Нава» ансамбли булбуллириниң орунлишидики йеқимлиқ нахшилар билән «Рухсарә» ансамблиниң уссулчи қиз-жигитлириниң сәһнини чаң кәлтүргән миллий уссуллири хәлиқниң көңлидин чиқти. Болупму Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби Пәрһат Давутов, нахшичилар Дилбәр Бурһанова, Разийәм Һәмраева, Саһиб Абдумайин, Зулияр Қадиров тәрипидин иҗра қилинған «Ризвангүл», «Дутар һәққидә поэма», «Бу ахшам», «Вәдә», «Муһәббәт», «Течлиқ сази», «Дилбирим», «Чаргаһ» муқаминиң мәшриви» кәби нахшилар тамашибинларға көтирәңгү кәйпият бәхш әтти.

Әнди сәһнидә қәһриман қизлар Тумарис, Ипархан, Майимхан, Назугумниң обризи гәвдиләндүрүлгәндә вә уларниң жиқилғанда бир-бирини қолидин йөләп турғузуп, қәддини пүкмигән җүръәтлик һәрикәтлири вә уйғур хәлқиниң улуқ намайәндиси Абдулла Розибақиевниң симаси (рольда Ғәйрәтҗан Тохтибақиев) әкис етилип, миллий тәрәққиятимиз һәққидә пикри ейтилғанда, хияллиримиз әриксиз өтмүшни чарлап кәтти.

Шу тапта риясәтчи тәрипидин Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби, Қазақстан Журналистлар академиясиниң академиги, мәрһум Йолдаш Азаматовниң өз вақтида Қуддус Ғоҗамияров тоғрилиқ ейтқан «Қуддус ака өз хәлқигә чин муһәббәт бағлиған, униң йүксилишигә өз үлүшини қошушқа тиришқан инсан еди. Бирақ у һечқачан өзиниң бу муһәббитини, әмәлгә ашурған ишлирини аброй тепиш мәнбәсигә айландурған әмәс. Бүгүн һарвуниң чеқини һәрким һәр яққа тартип жүргән заманда, биз Қуддус ака охшаш, Ғоҗәхмәт ака, Мурат ака, Һезмәт ака охшаш адәмләрниң аримизда йоқлуғини чоңқур һис қиливатимиз. Әгәр улар һаят болса, бүгүнки йеңи шараиттиму өзлириниң ирадиси, абройи, тәсирчан сөзи билән зиялилиримизниң, хәлқимизниң бирлигини қолға кәлтүрүшниң амалини тапар еди. Композитор көрнәклик җәмийәт вә дөләт әрбаби сүпитидә, өз хәлқиниң пәрзәнди сүпитидә миллити үчүн пайдилиқ болған чоң ишларни әмәлгә ашуруп, һаят чеғиниң өзидила өзигә упримас һәйкәл орнитип кәтти», дегән қәлб сөзи оқулғанда, техиму тәсирләндуқ вә һәрбиримиз бөкимизни алдимизға қоюп, һаятимизни өзара өмлүк-инақлиқта бир-биримизни қоллап-қувәтләш вә етирап қилиш билән өткүзүшниң, һәсәтхорлуқ вә қәстлишиш кесилидин қутулуш вақтиниң аллиқачан кәлгәнлигиниң, муһими, миллий кодимизни сақлап, кәлгүси әвладимизни миллий роһта тәрбийиләшниң зөрүрлүгини чүшәнгәндәк қилдуқ...

Әлвәттә, бу йәрдә тамашибинға көпқирлиқ уйғур сәнъити билән мәдәнийитидин бәһирлинишкә имкан яратқан концерт программисиниң сценарий муәллипи Гүлбаһар Насирова билән сәһниләштүргүчи режиссер Дилмурат Җанбақиевниң әмгигини атап өтмәй мүмкин әмәс. Дәрһәқиқәт, классикилиқ музыка дурданилириниң бабиға йәткүзүлүп орунлишида һәм оркестр билән солистларни башлап меңишта дирижерға чоң җавапкәрлик жүклинидиғанлиғи тәбиий. Әйнә шу өзлиригә жүкләнгән муһим вәзипиниң һөддисидин шәрәп билән чиқалиған баш дирижер Алимҗан Тоқаев билән дирижер Ялқунҗан Әзизовқа алаһидә миннәтдарлиқ билдүрүшкә әрзийду. «Нава» фольклор ансамблиниң сазәндилири билән Қурманғазы намидики Қазақ миллий консерваториясиниң студентлиридин тәркип тапқан оркестр билән солистларғиму апирин!

Концерт ахирида Қурманғазы намидики Қазақ миллий консерваториясиниң ректори Гаухар Тасбергенова ушбу мәйрәмлик концертни тәйярлашқа көп күч чиқарған театр коллективиға чоңқур миннәтдарлиғини изһар қилди. Шуниңдин кейин сөз новитини алған Уйғур театриниң мудири Дилмурат Баһаров концертқа жиғилған җамаәтни вә мәзкүр концерт программисиниң утуқлуқ өтүшигә зәмин яратқан сәнъәткарлиримизни Җумһурийәт күни билән сәмимий тәбриклигәч, «Қазақстанның халық әртісі» һөрмәтлик атиғиға еришкән театр актрисиси Реһангүл Мәхпирова билән «Парасат» ордени билән мукапатланған пешқәдәм артист Алимҗан Әйсаевни сәһнә төригә тәклип қилип, һөрмәт билдүрди. Әшу пәйттә пүткүл зал орнидин дәс туруп, пешқәдәм артистларға вә ушбу концерт программисида унтулмас тәсират әта қилип, тамашибин тәшналиғини қандурған сәнъәткарларға һөрмәт көрсәтти.

Хулләс, у күни Уйғур театриниң босуғисини атлиған тамашибин «Йеңичә яңриған аһаңлардин» чоңқур роһий озуқ елип, өйлиригә жуқури кәйпият илкидә қайтти.

Шәмшидин АЮПОВ,
«Uiğur avazi»

https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/51814?fbclid=IwY2xjawGUj_lleHRuA2FlbQIxMAABHfL0wXLMk5rivutOlocMtnjp5msl1UUaYu_R5O1GqAnSszeAPd3CsChs9g_aem_Cg8QC2wRg3cXsgDXdW443Q