Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев бийил Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң новәттики сессиясидә сөзлигән нутқида «Қазақстандики һәрбир этносниң өз әнъәнисини, мәдәнийити билән тилини тәрәққий әткүзүшкә мүмкинчилиги болди вә дайим болиду» дәп тәкитләп, миллий мәдәнийәт дәргаһлири һәққидә мундақ дәйду: «Миллий театрлар билән уларниң һәқиқий мәнадики хәлиқчил коллективлири иҗадийитиниң әһмийити зор. Бу театрларниң гастрольлуқ сәпирини елимизниң барлиқ тәвәлиридә чоң сәһниләрдә, шундақла чәт әлдә уюштуруш керәк дәп һесаплаймән. Қазақстанниң этномәдәний хилму-хиллиғи бәдиий фильмларда, телеһекайиләрдә, театрландурулған қоюлумларда көрүнүши керәк».
Биз, қазақстанлиқ уйғурлар, Қазақстан Һөкүмити тәрипидин миллитимизгә яритилған имтиязлар қатарида миллий мәктәплиримиз билән биллә миллий театримизни һәм миллий мәтбуатимизни тилға алимиз.

Йеқинда Қуддус Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театрида атақлиқ язғучимиз Турған Тохтәмовниң тарихий романи асасида йезилған икки бөлүмдин ибарәт «Назугум» музыкилиқ драмисиниң қоюлушини Дөләт рәһбири тәкитлигән «Әвлатниң сәвийәсини ойғитип, милләтниң хатирисини йеңилашқа мүмкинчилик бәргән» сәһнә әсәри дәп қарисақ, һәргиз мубалиғә әмәс.
Өтмүши бар һәрқандақ хәлиқниң тарихта өткән қәһриманлири болиду. Хәлқимизниң даңлиқ язғучиси Турған Тохтәмовниң қәлимигә мәнсүп «Назугум» тарихий романи хәлқимизниң өтмүшидики ХІХ әсирниң бешида йүз бәргән сәясий-иҗтимаий вақиәләр йетилдүргән хәлқимизниң қәһриман қизи Назугумниң кәчүрмишлири һәққидә йезилған бәдиий әсәр. ХІХ әсирдә яшиған классик шаиримиз Билал Назим дәсләпкиләрдин болуп Назугум һәққидә қиссә йезип қалдурған болса, классик шаир билән йеқин мунасивәттә болған шу дәвирдики рус тәтқиқачиси Н.Пантусов бу қиссә асасида Назугумни рустиллиқ аудиториягә тонутқан. Тилларда дастан болуп кәткән қәһриман қизимизниң обризи һәр дәвирдә яшиған язғучи-шаирлиримизни, композиторлиримизни, рәссамлиримизни алаһидә қизиқтурған. Билал Назимдин кейин Нәзәрғоҗа Абдусемәтов «Назугум» повестини, Һезим Искәндәров «Назугум» дастанини, Қадир Һасанов «Назугум» пьесисини, Қуддус Ғоҗамияров «Назугум» оперисини яратқан.
Тарихниң мәхсити өтмүшни үгитишла әмәс, инсанниң бүгүнки мәнивий дуниясини қелиплаштуруштин ибарәт. Тарихни үгиниш арқилиқ тарихий сәвийә, мәдәнийәт, әнъәнә, әвлатлар варислиғи қелиплишиду. Мана бу әҗдатлар билән әвлатлар алдидики жуқури җавапкәрлик һис-туйғуси пьеса инсценировкисиниң муәллипи Гүлбаһар Насирова билән сәһниләштүргүчи режиссер Әзизҗан Искәндәров һәм рольлардики актерлардин тинимсиз издинишни тәләп қилғанлиғини һәм бу вәзипиниң һөддисидин чиқишқа муйәссәр болғанлиғини тамашибинларниң алқишидин һис қилишқа болиду. Гүлбаһар Насированиң қәйт қилишичә, Турған Тохтәмовниң мәзкүр романидин бөләк хәлқимизниң қәһриман қизиға аит жуқурида аталған барлиқ әсәрләрни, шундақла тарихий Вәтинимиздики язғучи Һүсәйин Таш язған «Уйғур хәлқиниң иптихари – Назугум» әсәрини оқуп чиқип, селиштуруп, тәһлил қилишқа тоғра кәлгән. Назугум яшиған дәвирниң қияпитини, роһини сәһнидә әкис әттүрүш үчүн сәһнини безигән вә кийим-кәчәкләрни лайиһилигән рәссам Гөзәл Мәмәдинованиң әҗри түпәйли драматургиялик җәриянда тарихий реаллиққа бир қәдәр йеқинлашқанлиғимизни сәздуқ. Һәрикәт вә ритмикилиқ пластика, вақиәликни күчәйткән уссуллар, болупму қомучлуқтики от билән қәһриман қизниң күришини уссул-һәрикәт арқилиқ җәзмләштүргән балетмейстер Эльмира Сәйдуллаеваму драма муәллипи билән режиссериниң «көңүл түгүчидики» ойлирини рояпқа чиқиралиған.
Әдәбиятшунас алим Алимҗан Тиливалдиниң ейтишичә «Назугум», тунҗа қетим кәспий театр қурулмай туруп, 1925-жили «Көк көйнәкликләр» сәнъәт өмиги тәрипидин сәһниләштүрүлгән. Муәллиплири Нәзәрғоҗа Абдусемәтов вә Җелил Ғәниев. Әсәрни Абдулла Иминов қойған. Назугумни дәсләпки қетим Айшәм Саттарова дегән артистимиз ойниған. Бу тоғрисидики мәлумат Р.Илахунова вә Мәхпир Бақиевниң «Театрда өткән һаят» намлиқ китавида бар.
Әнди кәспий Уйғур театр сәһнисидики «Назугум» һәққидә Гүлбаһар Насирова мундақ мәлуматни бәрди: «Театрниң 90 жиллиқ паалийити мабайнида «Назугум» намлиқ сәһнә әсәри бирнәччә қетим қоюлған. 1969-жили Қадир Һасанов билән Сергей Башоян «Назугум» пьесисини йезип сәһниләштүргән. Баш режиссери С.Башоян. Назугум ролини хелә жиллар мабайнида тонулған артист Зенәт Әкбәрова иҗра қилған.
Атақлиқ язғучимиз Җамалидин Босақов язған «Назугум» драмисини өзбәкстанлиқ режиссер Ғопурҗан Һәмидуллаев 1980-жили театр сәһнисигә елип чиқиду. Бу қетим Назугум роли талантлиқ актриса, зилва авазлиқ нахшичи Маһигүл Тохтахунованиң әнчисидә болиду. Кейин Реһангүл Мәхпироваму өзиниң таланти билән бу образни тамашибин нәзәригә һавалә қилди».
Шундақ қилип, дәвир өзгичилиги билән жуғирилип, өз дәвригә вакаләтән муәллип вә режиссерниң көзқаришидин гәвдиләндүрүлгән, бир-биригә охшимайдиған Назугум обризи кәспий театр сәһнисидә үч қетим яритилған. Қәһриман Назугумниң обризини дәсләпки қетим экранлаштурған «Узбектелефильм» тәрипидин чүширилгән «Назугум» телевизиялик бәдиий фильминиң чоң әвлат вәкиллиригә яхши тонуш екәнлигини (сценарий муәллипи вә режиссери Аброр Қасимов, Назугум ролида Сумбат Ғениярова) тәкитләп өтүш артуқ болмиса керәк.
Гүлбаһар Насирова улуқ әдип Турған Тохтәмовниң романиға асаслинип. иҗадий яндашқан һалда, сәһнә әсәрини яритиштин илгири өтмүштики Назугум һәққидә йезилған сәһнә әсәрлирини «тәпәккүр сүзгисидин» өткүзүп, хелә ойланған. Нәтиҗидә Назугум обризини ечиш вә униң ички кәчүрмишлирини намайән қилиш мәхситидә, униң нахша-қошақлири, хәлиқ нахшилири музыкилиқ драмиға көпләп киргүзүлүп, қоюлум мәзмунини техиму бейитқан.
Назугум қошақлирини жүригидин өткүзәлигән яш бәстикар Ғәзиз Искәндәров нахшиларниң музыкисини йезип һәм қошақларни йеңи аһаңда яңритип, тамашибин жүригини мәһлия қилалиди.
Драминиң «музыкилиқ» дәп атилишиниң маһийитиму қәһриманлар орунлиған нахшиларниң ария-һекайә, ария-монолог услубиға йеқинлашқанлиғида.
Турған Тохтәмовниң романида хаин ретидә тәсвирләнгән Иминахунниң немә үчүн сатқунлуққа барғанлиғиниң сәвәвини муәллип билән режиссер өзлириниң бәдиий тәпәккүри арқилиқ чәшәндүрүшкә тиришқан һәм буни тамашибинни тәврәндүргән көрүнүшләрниң бири дейишкә болиду. Әслидә бу сәвәп язғучиниң романида тәсвирләнмигән. Анисини зиндандики азаплардин қутулдуруш үчүн бу қәдәмгә барған Иминахунниң җинайитиниң сәвәвини, рәқипләрниң мәккарлиғини ечип бериштә сценарий муәллипи мәлум рәвиштә тарих савақлириға яндашқанлиғини пәмлигили болиду. Йәнә бир тәрәптин «Яратқучи һәрбир бәндисини «яхши адәм», «яман киши» қилип яратмайду, пәқәт өзи яшаватқан җәмийәттики қелиплашқан вәзийәт, вақиәләрдә тутқан мәвқәси, иш-һәрикити униң иҗабий вә сәлбий тәрипини гәвдиләндүриду», дегән мәвқәгиму асасланған болса керәк.
Назугум – һар-номус, виждан, садақәт, вападарлиқ үлгисини тиклигән қәһриман. Назугум – милләт хатирисини өчәрмәйдиған образ.
Сәһнидики Луиза Розахунова тәрипидин муҗәссәмләнгән Назугум обризи тәбиийлиги билән пәриқлиниду. Луиза сәһнидә көплигән нахшиларни бабиға йәткүзүп иҗра қилған сәнъәткар, амма Назугум қияпитидики орунланған нахшилар тамашибинниң қәлбидин әбәдий өчмәйдиғанлиғи ениқ. Қери дедәк (Заһидәм Нәсирдинова), Мотебу (Турсунҗан Илиев), Җаң-җуң (Турған Һезимов), Гүлмәт Бовай (Ғәйрәт Тохтибақиев), Иминахунниң аниси (Алийәм Ибдиминова) қатарлиқ образлар актерларниң рольларни җан-дили билән иҗра қилишиниң һәм актерлиқ маһаритиниң бәдилигә тамашибин хатирисидә узақ сақлинип қалиду. Пани дунияниң тирикчилигидин көрә, бақи дунияниң ғемидә тәрки дуниячилиқ һаят тәризини таллиған дәрвишләр обризиму шу дәвирниң мәнивий қияпитини ечишта чоң роль атқуриду.
Өзини драма вақиәлигиниң бир қатнашқучиси сүпитидә һис қилған тамашибинниң тәсиратини яшқа толған көзлиридин байқашқа болатти. Сәһнидики қәһриманларни қоюп бәргүси кәлмәй, узақ алқишлиған тамашибинларниң асасий қисмини яш әвлат, оқуғучилар тәшкил қилғанлиғини көрүп, истиқбалимизға ишәнчә-үмүт һасил болди. Йенимда олтарған Турған Тохтәмовниң оғли Туғлуқ Тохтәмовқа «Ака, Турған акам болса тәбрикләп, қолини алған болаттим, униң орнида сени тәбрикләймән», дәп тәсиратлар илкидә қолумни создум. Әтрапимизда сәһнидики актерларға, муәллипи (Г.Насирова) вә режиссериға (Ә.Искәндәров), рәссамға (Гөзәл Мәмәдинова) көрситилгән һөрмәт – тамашибин рази болғанлиғиниң көрүнүши — алқишлар бесилар әмәс...
Азнат ТАЛИПОВ,
«Uiğur avazi»
https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/49994