Новости Уйгурского театра
2023-10-06 23:26
Көргәзмидин — спектакльға
Көргәзмидин — спектакльға
Йеқинда Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ комедия театри новәттики 90-мәвсүмини драматург Әкрәм Әхмәтовниң қәлимигә мәнсүп, көрнәклик актер һәм режиссер, мәрһум Муһит Һезимов сәһниләштүргән «Махмут Қәшқәрий» тарихий драмиси билән ачти. Сәнъитимизниң алтун бөшүги миллий театримизда муәллип бу қетим бүйүк әллама Махмут Қәшқәрийниң һаяти вә «Дивану луғәт-ит түрк» әсәрини йезиш җәриянидики кәчмишлирини ипадиләп беришкә тиришқан.
Мәшүр САСИҚОВ,
«Uiğur avazi»
Бу күни тамашибинларни алаһидә бир көрүнүш күтүвалди. Миллий кийимләрдики жигит-қизларниң хуш чирай қарши елишидин ташқири, «Нава» ансамбльниң орунлишидики саз-нәғмиләр һәркимгә хуш кәйпият беғишлиди. Әнди ушбу мәвсүмниң ечилишиға театр коллективи тамашибинларға уйғур рәссамлириниң көргәзмисини тәғдим қилди. Спектакль башлиништин илгири, улар фойеға қоюлған чоң-кичик рәссамлар вә һәйкәлтарашларниң әмгәклири билән тонушти. Хошал қиларлиғи, театрда бу күни пәқәт уйғурларла әмәс, бәлки өзгә милләт вәкиллирини һәтта чәтәллик меһманларниму учритишқа болатти. Һә, бу өз новитидә, уйғур сәнъитигә қизиққучилар билән уни һөрмәт қилидиғанларниң көплигиниң испати болса керәк.
Спектакльға башлиништин илгири, театр мудири Дилмурат Баһаров сөзгә чиқип, тамашибинларни театрниң ечилиши билән сәмимий тәбриклисә, әдәбият бөлүминиң башлиғи Гүлбаһар Насирова театр паалийитидин учур бәргәч, униң тарихиға қисқичә тохталди. Андин натиқ кейинки вақитларда театр коллективиға йеңи тәҗрибилик мутәхәссисләрниң кәлгәнлигини йәткүзүп, уларниң тамашибинлар диққитигә һавалә қилиниватқан әсәрләрниң техиму сүпәтлик дәриҗидә болушиға түрткә болидиғанлиғини тәкитлиди. Болупму, театрда ишләватқанларниң тәңдин-толиси алий билимлик яшлар екәнлигини қәйт қилған Гүлбаһар Насирова уларниң пәйдин-пәй өз кәспиниң қир-сирини чоңқур өзләштүргән һалда, көплигән конкурс-фестивальларниң ғалиплири аталғанлиғини алаһидә тилға алди.
Һәқиқәтәнму, театримизниң кейинки вақитларда йеңилиқларға интиливатқанлиғиниң гувачиси болуватимиз. Мәсилән, театр сәһнисидә қоюлуватқан һәрқандақ әсәрни уйғурчә билмәйдиған қериндашлиримиз синхрон тәрҗимиси арқилиқ көрүш имканийитигә егә. Демәк, қайсу милләт вәкили болушидин қәтъий нәзәр, уйғур тилидики спектальларни һәрқандақ милләт вәкили тамашә қилалайду. Буниңдин сирт, сәһниниң безилишигә һәркимниң зоқи келиду. Бу, әлвәттә, театр рәссамлириниң шиҗаәтлик әҗри екәнлиги ениқ.
«Махмут Қәшқәрий» тарихий драмисиға кәлсәк, муәллип шу бүйүк затниң дуния тонуған әсәрини йезиш җәриянида дуч кәлгән мүшкүлатлирини әйнән ипадилигән. Оттура Азиядин тартип, таки Бағдатқичә бесип өткән йоли, өзиниң тәтқиқат ишлириға өзгиләрни қайил қилиштики тосалғулар һәққидиму баян қилиниду. Шундақ болсиму, илим-пәнгә берилгән Махмут Қәшқәрий арман қилған әсәрини яритиду. Шу арқилиқ аләмгә тонулиду.
Әлвәттә, бирәр-икки саат ичидә Махмут Қәшқәрийдәк бүйүк мутәпәккүрниң һаятини тәпсилий көрситиш мүмкин болмисиму, мәзкүр әсәрни утуқлуқ чиққан дейишкә толуқ асас бар. Чүнки пешқәдәмлиримиз билән яшлиримизниң ярқин таланти һәм тиришчанлиғи нәтиҗисидә тамашибинлар худди шу ХІ әсирдә яшап иҗат қилған бүйүк намайәндә билән дидарлашқандәк болди. Улар өз новитидә, өзлиригә жүкләнгән вәзипиниң һөддисидин бемалал чиқип, көпчиликниң алқишиға сазавәр болди. Һә сәнъәткар үчүн буниңдин артуқ бәхит болмиса керәк.
https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/49823