Новости Уйгурского театра

Уйғур театриниң утуғи

Өткән һәптидә Чимкәнт шәһиридә атақлиқ сатирик Көпен Әмирбекниң 75 жиллиғиға беғишланған «Шымкент-Думан» һәзил-күлкә фестивали өтти. Униңға елимиздики алтә театрниң коллективлири, җүмлидин Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театри қатнишип, һүнәр көрсәтти.

Йолдаш МОЛОТОВ,

«Uiğur avazi»

— Бу фестивальниң алаһидилиги шуниңдин ибарәтки, униңда һәзил вә сатира жанриниң монолог, миниатюра, интермедиялик көрүнүш, пластикилиқ миниатюра, клоунада, кабаре, музыкилиқ этюд, қисқа һәзилләр көрситилиду, — дәйду Уйғур театриниң бәдиий рәһбири Фархадбек Канафин. — Театримиз мошундақ һәзил-күлкә фестивалиға дәсләпки қетим қатнашти. Мәзкүр фестивальни Чимкәнт шәһәрлик һакимийити, шәһәрлик мәдәнийәт башқармиси вә Чимкәнт шәһәрлик сатира театри уюштурди. Биз фестивальға «Туғулған күнгә сюрприз», «Һәқсиз дәм елиш» вә дөләт тилида Көпән Әмирбекниң «Қытық қанша турады?» дегән миниатюрилирини елип бардуқ. Театр актерлири Алийәм Ибдиминова, Муһидин Варисов, Шөһрәт Мәмәтов, Үмүтҗан Қасимов, Сухраб Низамдунов, Қудрәт Йүсүпов, аваз режиссери Арслан Җалалдинов вә мән болуп сәккизимиз бардуқ.

Миниатюриларни тәйярлиған Саһибәм Норузова вә уйғур тилиға тәрҗимә қилған театрниң әдәбият бөлүминиң башлиғи Гүлбаһар Насирова болди. Пурсәттин пайдилинип, мән уларға өз миннәтдарлиғимни изһар қилмақчимән. Фестивальниң биринчи күни алтә театр ичидин биз вә Қизилорда вилайәтлик «Күлкістан» һәзил-сатира театри новәттики турға өттуқ. Иккинчи күни, йәни гала-концертта һүнәр көрсәттуқ. Елимиздә тонулған актер, сатира пешиваси Бауыржан Ибрагимов рәһбәрлигидики жюри әзалириниң йәкүнлири бойичә бизниң театр фестивальда биринчи орунға егә болуп, 700 миң тәңгилик сертификат, мәхсус статуэтка билән тәғдирләндуқ. Шундақла Көпен Әмирбек намидики мәхсус мукапатқа вә 300 миң тәңгилик сертификат елишқа муйәссәр болдуқ. Қошумчә қилсам, мукапат тапшуруш пәйтидә Бауыржан Ибрагимов бизниң актерларниң маһаритини, талантини алаһидә тәкитләп, өзиниң иллиқ тиләклирини изһар қилди. Биз шундақла «Қазақстан» телерадиокор по рациясиниң «Оңтүстік» телеканилиниң әти гәнлик эфириға тәклип қилиндуқ. Униңға Муһидин, Алийәм вә мән қатнишип, уттур эфирда театримизниң паалийити вә алаһидиликлири тоғрилиқ тамаши бинларға ейтип бәрдуқ.

Бизму, өз новитидә, театр коллективиниң новәттики утуғи билән сәмимий тәбрикләп, иҗадий утуқлар тиләймиз.

https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/52739