Заманивий драматургиягә яшларниң келиши билән тәңла қазақ театр сәнъитиниң тәрәққиятиға түрткә болғуси йеңи роһ, өзгичә пәлсәпәлик еқим барлиққа кәлди. Униң мисаллири көп. Яш режиссерларниң учқур хияллириға җор болуп, уларниң иҗадий пәрвазиға кәң йол ачидиған сәһнә әсәрлириниң бири — Мерей Қосынниң «Мән йоқ йәрдики мениң һаятим» пьесисидур. Бу инсанниң ички дуниясида ятқан сансиз хатирә-әслимиләр билән қариму-қаршилиқларға толған ички тоқунушлардин ибарәт драма.
Әсәрниң баш қәһримани вақит билән чәксизлик чегарисидин алқип, өзиниң «әпти-бәширисини» өзгиләрниң хатирисидики сүрәтләр арқилиқ көрүшкә тиришиду. Бу йәрдики рәмзлик штрих — көңүлдә ядлинип қалған көрүнүшләр әмәс, бәлки инсанниң ички дуниясиниң чәксизлигини, униң кәчүрмилирини ипадиләштә өз әксини тапқан. Җансиз гәвдиләр билән сөһбәтлишидиған қәһриман шу сахта сезимлар билән роһсиз тәнләрниң бири болуп қелишидин интайин қорқиду. Адәмниң ярилиштики таза симасини издәйду. Бу – униң мәнивий йеңилиниш йолидики роһий сәпири.
Мошундақ чоңқур пәлсәпәлик әстири бар драма әсәрлири яш режиссерлар арисида бөләкчә қизиқиш пәйда қилип, уларниң сәвийәсидә сәһнә һаятиға болған йеңичә мунасивәтни шәкилләндүрмәктә. Мәзкүр пьеса режиссерниң җиддий қарари арқилиқ сәһнидә йеңи тәләппуз, тамашибинға адәм психологияси билән униң аң-сезиминиң намәлум сирини паш қилидиған көрүнүшни суниду.
Йеқинда Қуддус Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театрида М.Қосынниң «Мән йоқ йәрдики мениң һаятим» пьесисиниң изи билән қоюлған моноспектакль дәсләпки қетим тамашибинлар диққитигә һавалә қилинди. Режиссери —Т.Жүргенов намидики Қазақ миллий сәнъәт академиясиниң Елик Нурсултанниң синипида «Музыкилиқ театр режиссуриси» мутәхәссислиги бойичә тәлим еливатқан VI курс студенти Ақерке Жаңабай. Йеңи әсәр яш режиссер үчүн иҗадий йүксилишниң муһим қәдими болса, Уйғур театри үчүнму чоң йеңилиқ болди.
Бу әсәр, шундақла Қазақ миллий сәнъәт академияси билән кәспий театр арисидики иҗадий мемарандум даирисидә әмәлгә ашурулған лайиһә. Униң мәхсити — студентларниң кәспий маһаритини ашуруш, сәһнидә көрнәклик актерлар билән қатар ишләп, тәҗрибә топлаштин ибарәт болуп, елимиздики чоң театрларни келәчәктә кадрлар билән тәминләштиму әһмийити зор.
Яш режиссерниң иҗадий издиниши тамашибинға һаятниң сириға чөкүш арқилиқ адәмниң ички дуниясидики чигич соалларни қозғап, пәлсәпәлик вә психологиялик әстири билән алаһидә тәсир қилди. Адәм тәбиитиниң сирини очуқ ипадиләшкә болған интилиш тамашибинни ойға салидиған мәнивий кәңликкә башлайду вә сәһнә иқтидарини ашуриду.
Өз замандашлири һәм йешиға нисбәтән дадил қәдәм ташлиған Ақерке Жаңабай әсәрни йеңи қиридин оқуп, униңға өзгичә нәпәс һәм семиотикилиқ түпсизлик бәрди. Пьесиниң сәһнилик қоюлумини жанриға мувапиқ җөндигән – Гүлим Қалимат. Әсәрни ихчамлап, моноспектакль шәклидә тәвсийә қилишниң өзиму җиддий қарар. Театрниң талантлиқ актрисиси Аминәм Үсәнова тамашибинни 45 минут давамида әсир қилип, талантини йәнә бир қетим намайиш қилди.
Сәһнидә дүмбисигә курьер сумкисини артқан қиз пәйда болиду. Униң мәнзилидин адишип, алақзадә болған һалитини көргән тамашибинму өзини намәлум аләмдә жүргәндәк һис қилиду. Ядида қалған алтә өткүлни бесип өтсиму, йәттинчисигә йетип кәлгән, йә кәлмигәнлигини билмәй беши қетип, жуқуридики қәвәттики көп қоңғурақларға зәнҗирбәнд болуп қелиши режиссерлиқ символизм, тапқурлуқ болуп һесаплиниду.
Қизниң ой тәсәввуридики сөһбити телефон қоңғирақлири арқилиқ тәсвирлиниду. Телефонниң символикиси — сумкисидики туфлийи. Бу йәрдә туфли қәһриманниң үзүлүп қалған өтмүши билән из-тизсиз жүткән келәчигини ипадиләйду. Қизниң йоли жуқуридики ишиккә тақилип түгәйду. Униң чүшинигидә бу ишик реаллиқ билән хиял арисидики чегара. Бу психологиялик җәһәттинму мәнивий тутқунлуқни билдүриду. Қиз қанчә тиришсиму, ишикниң ечилмиғини униң қорқунуч билән намәлумлуқ алдидики дәрмансизлиғини, адашқанлиғини көрситиду. Мошундақ рәмзлик элементлар арқилиқ режиссер пьесиниң йошурун қирини намайиш қилип, сәһнә билән тамашибин арисида һисдашлиқ алақә орнитиду.
Аминәм Үсәнова һәр тамчини санайду. Санаветип нишансиз, чирақсиз болмишини һәққаний вә тәсирлик йәткүзди. У тамчиларни санапла қоймай, тамашибинни һаятниң мәзмуни, ярилишиниң маһийити тоғрилиқ ойлинишқа чақирди. Актриса маһарити арқилиқ тамашибинни өз өтмүшидики яхшилиқ билән яманлиқни, изгүлүк билән камчилиқни таразилашқа мәҗбур қилди. Сәһнидики бу көрүнүшләр инсан қәлбиниң чоңқур қатламлиридики ойларни қозғап, һәрбир тамча билән вақитниңму өтүп кетип барғанлиғини әскә салғандәк еди. Қәһриманниң һәрбир тамашибинниң көзигә тешилип қарап, җими инсанийәт җавап тапалмай жүргән соалларни қоюши униң тәнһалиғинила әмәс, һәрбир адәмниң өзи-өзи билән сөһбәт қурушини билдүриду. Бу назук вә һәққаний алақә тамашибин билән қәһриман арисида алаһидә психологиялик уйғунлуқ пәйда қилип, инсан ярилишиниң алван түрлүк һәм сансиз соаллириға җавап издәшкә мәҗбурлайду.
Сәһнида қәһриманниң тамдики сүрәтләр билән сөһбәтлишишиму рәмзлик һалда намайиш қилиниду. Спектакльда қиз йәр тегидин чиқип, ишиккә интилған намәлум гәвдиләр қоршавида қалиду. Қариға оралған, чирай-турқида һиссиятниң әләңгисиму йоқ, авази аччиқ бу соғақ шәпиләрни «Рухсарә» уссул ансамблиниң уссулчилири әвришим һәрикәтлири билән бабиға йәткүзүп тәсвирлигән. Улар қизни мәһлия қилип, өзлириниң алимигә әкәтмәкчи болуватқандәк сезилиду. Қизниң пани билән бақиниң арисида, болмиш билән намәлум дуния өткүлидә қелишини өчуқ баян қилиш әсәргә мистикилиқ рәң бериду. Актерларниң синхронлуқ, көләңгүсиман һәрикәтлири қизниң аң-сезимини чулғавалиду. Әркинлигини чәкләйду. Реал һаяттики өткүнчи сезимлар билән қорқунуч пәйда қилидиған намәлум һис-туйғулар жуғирилип кетиду. Шундақ қилип, режиссерниң хиялидин чиққан қарар қизниң роһий ярилишиниң икки тәрипини, униң қәлбидики назуклуқ вә күрәшкә қабил төзүмини тәсвирләйду.
Ахирида қиз җәннәткә йетип бариду. Хошал һалда мәнъий қилинған қизил алмини жулиду. Бу — униң Һава аниниң хаталиғини тәкрарлап, қайтидин йәр бетигә чүшкәнлигини көрситиду.
Режиссер өз қәһриманиниң роһий сәпириниң ахирида үмүти өчмигәнлигини көрситишкә тиришқан. Көрүк бешидики қиз ечишқа интилған ишик қулуплақлиқ пети қалиду. Қиз башта өзи киргән ишик билән чиқиду. Йәни қизниң икки аләмниң – пани билән бақи арисидики болмишини техи толуқ ачалмиғининиң, техи үмүти өчмигәнлигиниң бәлгүси. Ишикниң йепиқ қалғини болса, қизниң намәлум дуния алдидики қорқунуч сезими билән һаятниң мәзмунини тепиш йолидики тинимсиз күришини билдүриду. Қизниң өткән өмри билән униң мәңгүлүккә интилишиниң чиғир, пәлсәпәлик йолини тәсвирләш арқилиқ, режиссер тамашибинни адәмниң йәргә, адәттики болмишимизға қайтиш һәққидики ойға йетиләйду.
«Мән йоқ йәрдики һаят» бүгүнки театрдики издинишләрниң, җан билән тәнниң арисидики қариму-қаршилиқларни йешишкә интилишниң көрүнүши болди. Яш режиссерниң бу әсәрни йеңи қиридин көрситишкә қошқан йеңилиғи қазақ театр сәнъитидики роһий-пәлсәпәлик вә рәмзлик издинишләрниң келәчиги зор екәнлигини байқатти. Актриса Аминәм Үсәноваға болса, бу моноспектакльда маһарити билән кәспий дәриҗисиниң нәқәдәр жуқури екәнлигини испатлашқа мүмкинчилик бәрди. Шундақла, бу қоюлумниң театрда дәсләп ечилған кичик залда намайиш қилинип, уйғур вә қазақ тиллиридики әсәр сүпитидә театр репертуариға кириши миллий мәдәнийәт үчүнму муһим йеңилиқ болди.
Т.Жүргенов намидики Қазақ миллий сәнъәт академияси билән Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театриниң һәмкарлиғи яш мутәхәссисләргә илһам берип, иҗадий экспериментларға кәң йол ачти. Бу лайиһә кәспий театрлар коллективлири билән яш режиссерларниң йеңи, заманивий услубларни қоллиниш арқилиқ сәһнә әсәрлириниң ролини ашурушқиму мүмкинчилик бериду.
Анар ЕРКЕБАЙ,
Т.Жүргенов намидики Қазақ миллий сәнъәт академиясиниң профессори, сәнъәтшунаслиқ пәнлириниң намзити
https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/51990