Өткән һәптидә Уйғур театрида исми хәлқимизгә яхши тонулған сазәндә һәм композитор, өзиниң пүткүл аңлиқ һаятини уйғур кәспий музыкисиниң тәрәққиятиға беғишлиған Зәйнуллам Сетәковниң туғулғининиң 90 жиллиғиға даир «Биз сеғинған нахшилар» намлиқ иҗадий кәч болуп өтти.
Зәйнуллам Сетәков «Нава» ансамблини жигирмә жил башқуруш җәриянида уйғур хәлқиниң мәдәний мираслирини сақлап қелишқа зор төһпә қошуп, яш сәнъәткарларға муқам үгәтти. У иҗат қилған нахшиларни өз вақтида Нурбүви Мәмәтова, Марат Мәмәтбақиев, Толунай Әйсарова, Нурәләм Қурванбақиева кәби тонулған нахшичилар иҗра қилған болса, һә бүгүн уларниң изини бесип келиватқан бир түркүм яш сәнъәткарлар шу әсәрләрни бабиға йәткүзүп орунлап кәлмәктә.
Кәч җәриянида даңлиқ сәнъәткар иҗат қилған «Уйғур қизлири», «Арзу сази» музыкилири Ниязҗан Турсунов рәһбәрлигидики «Нава» фольклор ансамбли тәрипидин иҗра қилинди. Шундақла композиторниң ата изини бесип келиватқан чоң оғли Һебибуллам Сетәковниң «Тәңритағ бағрида», «Яркәнт сәними» қатарлиқ әсәрлириниму мәзкүр ансамбль Ялқунжан Әзизовниң дирижерлиғида жуқури дәриҗидә орунлиди.
Сәнъәткар өзиниң театрдики иҗадий паалийитидә Мәсүмҗан Зулпиқаров, Абдукерим Ғәниев, Махмут Абдрахманов, Дүрнәм Мәшүрова, Ташполат Намәтов, Билал Назим охшаш шаирларниң шеирлириға вә Сейитмуһәммәт Қашийниң қошақлириға «җан киргүзүп», уларни тамашибин дилиға йәткүзгән. Җүмлидин униң «Атамға», «Анамға», «Яр вәсли», «Алмута ахшими», «Челәк, Челәк дәйдекән», «Дилдарим», «Дутар пәйзи», «Пирақиңда», «Кәлгин бозда ишләйли» кәби әсәрлирини Нуралим Варисов, Саһиб Абдумайин, Марат Норузов, Дилбәр Бурһанова, Меһрат Рәхмәтҗан, Луиза Розахунова қатарлиқ талантлиқ иҗрачилар театр сәһнисидә қайта яңратти.
Бу күни Зәйнуллам Сетәковниң рәпиқиси бетәкрар аваз егиси Нурбүви Мәмәтова орунлиған Хелил Һәмраевниң шеириға йезилған «Мунаҗәт» вә Җәмшит Розахуновниң сөзигә йезилған «Гүл айим» нахшилирини нәвриси Сәйярә Сетәкова орунлап, тамашибинниң дил тарини чәкти. Шундақла хәлқимизниң сөйүмлүк сәнъәткарлириниң тунҗа нәвриси Меһруллам Сетәков билән чәвриси Абдуллам Сетәковму һүнирини намайиш қилип, тамашибинниң иллиқ алқишиға еришти.
Шу күни сәнъәт дәргаһида яңриған барчә нахша-сазларға «Рухсарә» уссул ансамбли өзлириниң шох уссуллири (баш балетмейстер Һәҗәрбүви Халимова) билән җор болди. Сценарий муәллипи Гүлбаһар Насирова билән сәһниләштүргүчи режиссер Әзиз Искәндәровниңму сиңдүргән әмгәк-әҗри тамашибин тәрипидин жуқури баһаланди.
Шундақ қилип, тәвәррүк сәһниниң бүгүнки варислири өлмәс һәм өңмәс нахшиларни яратқан устазини сеғиниш илкидә хатирилиди.
Зульфира МАИСМЕЛИЕВА,
«Uiğur avazi»
https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/53776?fbclid=IwY2xjawNnw-9leHRuA2FlbQIxMABicmlkETFNYWR1SlFxVGZEdW9SOFdkAR7AZFJxI_jfYt6ZPZyKXI9zVxql9Kk41q990Th8qOh5QqSIQojZQ_Yc3A0fzw_aem_-gJsyXVav0fyxvQ3Uoh3LQ