Өткән әсирдики шу бир 30-жиллар биздин бара-бара жирақлап, кәспий уйғур театр сәнъити һәққидә ениқ тарихий дерәкләргә болған еһтияҗ туғулғанда, қолумизға театршунас алим Әхмәтҗан Насироғли Қадировниң қәлимигә мәнсүп китапларни елип варақлаймиз, соаллиримизға җавап издәймиз. Шу әснада театримизниң тарихиға аит һәрхил натоғра пикирләр, көзқарашларға дуч кәлгәндә, биз йәнила шу алимниң «Йүксилиш жиллири», «Уйғур кеңәш театри», «Театр вә вақит», «Театр учришишлири», «Үчинчи қоңғурақтин кейин...» намлиқ китаплириға асаслинип, әтраплиқ мәлуматларни тапмақтимиз. Әхмәтҗан ака өзигә хас тәләпчанлиғи, жуқури билими арқилиқ кәспий мутәхәссис сүпити билән, һәрқандақ йеңи қоюлумларға тәнқидий көзқараштики пикирлири арқилиқ әтраплиқ мулаһизә жүргүзүп, сәһнимиздә сүпәтлик спектакльларниң орун елишида наһайити чоң роль атқуратти.
Әпсус, шундақ күнләрниң биридә Әхмәтҗан Насироғли бақилиқ болди... Алим бу йоруқ дуния билән мәңгүгә видалашти. Униң вапати күни Уйғур театриға тәрәп-тәрәптин кәлгән адәмләр пәқәт бир инсанни узитиш үчүн әмәс, бәлки бир дәвирниң һөрмитини, бир милләтниң һөрмитини, алимниң меһрибан роһини узитиш үчүн жиғилди. Елимизниң барлиқ театрлиридин башқа, Ташкәнт, Бишкек, Россиядин бир түркүм театр җамаәтчилиги һәм униң шагиртлири йетип келишти. Бу көрүнүш өз алдиға бир сәһнә – қәлб сәһниси еди. Улар Әхмәтҗан Қадиров кәби бир жирик алимниң вапати заманивий театр сәньити үчүн орни толмас җудалиқ екәнлигини йенип-йенип тәкитләшти. Көз алдимизда пәрдә ечилғандәк, тарих сәһнисидә Әхмәтҗан Қадировниң исми бир чирақтәк йоруқлуқ чачқан еди у күни...
Мана шуниңдин бери аридин үч жил өтти. Бу күнләрдә елимизниң театр сәнъитидә, ениғирағи, театршунаслиқ илимида Әхмәтҗан Қадиров тәвәллудиниң 90 жиллиғи кәң даиридә атап өтүлмәкчи. Бу турғудин, алим талай жиллар паалийәт жүргүзгән Т.Жүргенов намидики Қазақ миллий сәньәт академияси тәшәббус көтирип, мошу жилниң ноябрь ейида Хәлиқара илмий конференция өткүзмәкчи. Мәзкүр тәдбир Уйғур театрида өтиду. «Қазақстан және әлемдік театртану ғылымындағы теориялық ізденістер мен заманауи үрдістер» мавзусида өтидиған конференциядә һәрхил дөләтләрдин тәшрип қилған алимлар докладлар оқуйду, алимниң тәтқиқат ишлири кәң муһакимә қилиниду, алим һәққидә есил әслимиләр ейтилиду дегән сөз.
Ваһаләнки, елимиздә бүгүн йәтмиштин ошуқ театр паалийәт елип бериватқан болса, уларниң көпчилиги театр сәнъитини тәтқиқ һәмдә тәрғип қилидиған мутәхәссисләрни күтмәктә. Театршунаслиқ пәниниң наһайити мурәккәп екәнлиги шуниңдинмекин, иш қилип һәр жили алий оқуш орнидин қолиға «театршунас» дипломини елип онлиған мутәхәссисләр учум болуватқан болсиму, бу күнләрдә мошу саһадики кәсип егилири бармақ билән санавалғидәкла. Әйнә шу өз кәспиниң һәқиқий маһирлири – елимизниң атақлиқ театршунаслири қатарида өзигә хас орни билән пәриқләнгән театр тәнқитчиси – Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән сәньәт әрбаби, профессор, Германияниң (Ганновер шәһири) хәлиқара Европа университетиниң сәнъәтшунаслиқ пән доктори, «Достық» ордениниң саһиби Әхмәтҗан Қадировниң орни бөләк еди. Сәнъәтшунас алимниң илмий тәтқиқатиниң асасий мавзуси Уйғур театри болуп һесапланған болсиму, у умумий елимиз театрлириниң бүгүнки күндики нәпәси билән яшаватқан көрнәклик театр әрбаби еди. Әхмәтҗан ака өйидә олтиривелип, қәйәрдинду, кимләрдинду аңлиған ғевәт-шикайәтләр асасида пикир жүргүзмәй, елимиздики барлиқ театрларни арилап, иҗадий коллективларниң паалийәтлирини өз көзи билән көрүп, уларниң қол йәткүзгән утуқлири билән камчилиқлирини айрип, өзиниң адил баһасини берәтти. Шуниң үчүнму, талай даңлиқ режиссерлар өзлири сәһниләштүргән спектакльларға Әхмәтҗан Насироғлиниң баһасини елишқа тиришатти.
Һәқиқәтәнму елимиз театрлирини йеқиндин тонуп, улар паалийитигә кәспий турғудин баһа бериштә Әхмәтҗан Қадировниң 1962-жили А.Н.Островский намидики Ташкәнт Дөләт сәньәт институтиниң театршунаслиқ факультетини тамамлап, бирнәччә жил мабайнида Қазақстан Җумһурийитиниң Мәдәнийәт министрлигидә театр бөлүмини, М.Лермонтов намидики рус академиялик драма театрида, Ғ.Мүсрепов намидики балилар вә өсмүрләр театрида әдәбият бөлүмлирини башқурғини чоң амил болди. Чүнки яш мутәхәссисниң алий оқуш орнида алған нәзәрийәвий билимини әмәлиятта җарий қилишиға шу чағдила чоң зәмин яритилған еди.
Мана бу җәһәттин Әхмәтҗан акиниң һәқиқәтән амәтлик екәнлиги талашсиз, әлвәттә. Яш театршунас дәсләпки қәдәмлиридила кәң театр җамаәтчилигиниң диққитини өзигә җәлип қилишқа башлиди. Униң үстигә тинимсиз меһнәт, давамлиқ оқуп-издинишлири түпәйли мәтбуат сәһипилиридә, һәр хил илмий конференцияләрдә, симпозиумларда Ә.Қадировниң елимиз театрлири проблемилири һәққидики жүргүзгән тәнқит-мулаһизилири, йүзлигән илмий-тәтқиқат әмгәклири, мақалилири, монографиялири өзиниң жуқури кәспийлиги билән алаһидә әһмийәткә еришти. Шуниң нәтиҗисидә 1973-жили у сәньәтшунаслиқ пәни бойичә намзатлиқ диссертацияни мувәппәқийәтлик яқлиди вә «Культурные контексты: История и современность», «Актер Сабит Оразбаев», «Тұғыры биік тұлға. Идрис Ноғайбаев», «Традиционное и современное искусство Казахстана и Центральной Азии», «Бел-белесте» намлиқ һәрхил жилларда йоруқ көргән бу коллективлиқ монографияләрдә униң мақалилири орун алди.
Әхмәтҗан Қадиров 1968-жилдин та 90-жилларғичә Қазақстан Пәнләр академияси йенидики Уйғуршунаслиқ институтида әдәбият вә сәньәт бөлүмини башқурғач, «Материалы по истории и культуре уйгурского народа», «Жанры уйгурской литературы и фольклора», «Уйғур совет әдәбияти тарихи» намлиқ бирқатар коллективлиқ монографияләрдә көләмлик илмий мақалилири арқилиқ уйғур кәспий сәньити һәққидә өз пикир-мулаһизилирини оттуриға салиду. Униңдин сирт мошу жиллар җәриянида әдипниң елимиз кәспий сәнъити проблемилири һәққидә йезилған илмий мақалилири Москвада нәшир қилинидиған «Театр», «Театральная жизнь», шундақла қазақстанлиқ «Жұлдыз», «Простор», «Парасат», «Пәрваз», «Шахар», «Вестник» қатарлиқ журналларда йоруқ көрди.
«Әхмәтжан ака, – дәттуқ униңға чеқишип. – Өмриңиз башқиларни тәнқит қилиш биләнла өтүп кетип бариду. Биз адәмләр тәнқит қилғанларни анчә яхши көрмәймизғу, тәнқит кимгә яқиду дәйсиз?». «Мени һәммә адәмләрниң яхши көрүши шәрт әмәс, – дәтти у иллиқ күлүмсирәп. – Спектакльниң утуқ вә камчилиғиға, театрниң иҗадий ишиға өз вақтида берилгән баһа – уларниң кәлгүси паалийитигә пәқәт иҗабий тәсирини бериду. Театр тәнқитчиси көп нәрсини билиш керәк. Көп китап оқуши керәк. Тарихтин, философиядин, әдәбият, музыка, хореография, архитектура, тәсвирий сәнъәт, дин, қисқиси, барлиқ тәрәптин хәвәрдар болуши керәк. Немишкә? Бирәр спектакль һәққидә пикир жүргүзгәндә, өз пикриңни ейтқанда артистлар «бу өзи немә билидекин?» дәп сениң һәрбир сөзүңни, пикриңни мулаһизә қилип, зеһин билән тиңшайду. Артистларниң қойған һәрбир соалиға тенимәй, ениқ җавап берип, өз мәвқәңни дәлилләшни билишиң керәк. Ундақ болмайдекән, жуқури минбәргә чиқивелип, пүтүнсүрүк бир иҗадий коллективни тәнқит қилидиған һечкимниң һоқуқи йоқ».
Әхмәтҗан Насироғли өмриниң тәңдин-толисини пәқәт театр, униң тарихи, проблемилири, тәрәққиятиға беғишлиди. Әң әвзили, өз кәспиниң маһийитини толуқ егилигән мутәхәссис сүпитидә уни елимиздә вә чәт әлләрдә яхши тонатти, униң билән мәслиһәтлишәтти. Пәқәт елимиздила әмәс, Мисир, Болғария, Россия, Таҗикстан, Өзбәкстан, Қирғизстан кәби жирақ һәм йеқин чәт мәмликәтләрдә өткән һәрхил хәлиқара фестивальлар жюри әзалиғиға, рәислигигә тәклип қилинғини, «заманивий театр сәнъити» мавзусидики конференция-симпозиумларда Қазақстан сәнъитини тонуштуруп тәрғип қилғини сөзүмизгә испат болалайду.
«Театршунасниң вәзиписи – пәқәт тәнқитләштинла ибарәт әмәс, – дәтти Әхмәтҗан ака. – У әң алди билән сәмимий тамашибин. Заманивий театр, заманивий режиссура түрлүк-түмән йеңи сәһнә йешимлири арқилиқ бәк чапсан тәрәққий етип кетиватиду. Биз шу йеңилиқтин арқида қалмаслиғимиз керәк. Әң әвзили, театрлиримизда сәһниләштүрүлүватқан спектакльлиримизни тамашибин қизиқип, өз ихтияри билән билет сетивелип көрүши керәк».
Әхмәтҗан Насироғлиниң иҗадий паалийитигә нәзәр ташлисақ, илмий-тәтқиқат саһаси билән бирликтә униң сценарийи бойичә чүширилгән «Ощущение театра» намлиқ сәккиз бөлүмдин ибарәт илмий-аммибап телефильми «Хабар» телеканилида көрситилип, телетамашибинларниң зор еһтирамиға бөләнгән еди. Әхмәтҗан ака бирнәччә жил мабайнида театримизниң бәдиий рәһбири лавазимида паалийәт жүргүзди. У шу жиллири өзиниң мол тәҗрибиси арқилиқ иҗадий коллективқа пайдилиқ мәслиһәтлири билән яр-йөләк болди.
Әхмәтҗан ака иккимиз һәмкарлиқта «Әхмәт Шәмиев – театр вә кино актери», уйғур сәһнисиниң йоруқ юлтузлири Рошәнгүл Илахунова билән Мәхпир Бақиев һәққидә «Қош юлтуз», «Әхмәдийләр сулалиси» намлиқ үч китапни йезип, оқурмәнләргә тәғдим қилдуқ. Һелиму ядимда, устаз бу китапларни нәшир қилишта һамийларни издәп толиму қийналди. Тәлийимизгә яриша, Дилмурат Кузиев, Ваққас Мәмәдинов, Варис Исламов алимниң бир еғиз сөзини йәрдә қоймай, уни қоллиған еди шу чағда. Аридин көп өтмәй, бир күни Әхмәтҗан ака маңа телефон қипту. «Гүлбаһар, бу китапларниғу бир амаллап нәширдин чиқиривалдуқ. Әнди мошу серияни йәниму давамлаштурайли. Мән сизгә Мәрийәм Семәтова һәққидә мәлумат топлап беримән. Актриса һәққидики китапни қолға алайли» демәсму! Растимни ейтсам, бу гәптин мән чөчүп кәттим! «Вай-вуй, Әхмәтҗан ака, сиз ундақ дегән билән, у китапни нәшир қилиш үчүн бизниң пулимиз болмиса яки бизни қоллап турған бирәр бир һамий болмиса, шунчә вақтимизни сәрипләп, у китапни йезишниң һаҗити барму, зади?» дәвәткинимни өзәмму сәзмәй қалдим. Шунда у мениң бу кәскин җававимға нисбәтән бирәр сөз ейтмастинла, мениң билән хошлашти. Мән болсам, устазниң көңлигә азар берип қойдуммекин дәп бәк әпсусландим. Устазға қайта телефон қилиштин уялдим вә әтиси әтигәндила униң өйигә йетип бардим. Алмутиниң Достлуқ проспектидики көпқәвәтлик өйниң бәшинчи қәвитигә көтирилип, ишик қоңғуриғиниң түгмисини аста бастим. Һәйәл қилмай, ишикму ечилди. Босуғидин атлишим билән, бәк сәрәмҗан бесиқтурулған өйниң төридә аппақ кийими өзигә хойма ярашқан Әхмәтҗан ака орнидин авайлапқина туруп, мени қарши алди һәм төргә башлиди. Андин устазниң өй хизмәткари – чирайи иллиқ һәдимиз дәстиханға назу-немәтләрни бир-бирләп тизди. Мән шу тап устазниң қолида Қуръан Кәримниң уйғурчә тәрҗимисини көрүп, һәйран болдум.
– Паһ, Әхмәтҗан ака, қолуңиздики муқәддәс китапни оқуватқиниңизға хелә боп қалдиму? – дәп соридим салам-сааттин кейин.
– Болупму яш чоң болғанда, йеқинлириңдин айрилиш чоң паҗиә екән. Биләмсиз, һаятниң әң еғир синақлирида мән Аллаға ялвурдум. Рәпиқәм қайтиш болғанда, оғлум туюқсиз омуртқисини сундурувелип, орун тутуп йетип қалған чағларда мән мечитқа бардим, дуа қилдим, худаға ялвурдум. Мән һәр күни һәр саатта шу қәдирданлиримни сеғинип әсләймән... – дәп еғир тинған еди у көзлиридики сеғиниш яшлирини йошуралмай.
– Әхмәтҗан ака, Аллаға сиғинишни қандақ чүшинисиз? – дәп соал нәзәридә бақтим устазға.
– Аллаға ишәнчә – адәм өзиниң нәқәдәр адил болу шиға бағлиқ дәп ойлаймән. Башқиларға яманлиқ қили диғанлар, икки үзлүк ялған чилар, һәсәтхор, мәнсәпхор адәмләр һәр жили һаҗилиққа барсиму, бәш вақ намазни вақтида оқусиму, уларниң худаға чин жүрәктин сиғинидиғинидин гуманим бар. Һәқиқий мәнада худаға сиғиниш дегәнни вижданниң тазилиғи дәп билимән. Мән болупму кейинки жилларда, ялғузлуқтин азаплинип роһий чүшкүнлүккә берилмәс үчүн Қурьанни қолумға елип, өзәмгә тәсәлла тапимән, – дәп мәйүсләнгән һалда маңа бақти устаз.
У күни биз узақ муңдаштуқ, сирдаштуқ...
Хәйрият, Әхмәтҗан ака иккимиз хәлқимизниң мәшһур сәнъәткари Мәрийәм Семәтова тоғрилиқ китапни йезишни қолға алған болсақму, алимниң саламәтлигиниң кәскин осаллишип кетиши түпәйли у ишни әмәлгә ашуралмидуқ. Әдипниң әйнә шундақ чала қелип кәткән ишлириниң бири – у Өзбәкстанниң Әнҗан шәһиридә паалийәт жүргүзгән Уйғур театри һәққидики илмий тәтқиқати еди. Өткән әсирниң 30-жиллири тәшкил тепип, 40-жилларниң ахирида йепилип кәткән шу қутлуқ сәнъәт дәргаһи һәққидә мәлумат елиш үчүн алим бирнәччә қетим Әнҗанға барған. У йәрдики җамаәтчилик арисидики көпни көргән мөтивәрләр, алимлар, шу театрда ишлигән бәзи адәмләр билән талай сөһбәтләр уюштурған. Ташкәнт Дөләт архивидин бир талай мәлуматларни, гезит-журналларниң көчәрми лириниму елип кәлгән. Әпсус, у ишларму шу петичә қелип кәтти...
Алим вапат болиду, бирақ илим мәңгү яшайду дәйдекәнмиз. Илим – адәмзатниң нурлуқ йолбашчиси дегән гәпму бар. У пәқәт бир әвлат үчүн хизмәт қилипла қалмай, бәлки миңлиған әвлатниң көзини ачидиған мәшъәлдәк нурлуқ чирақтур. Алимниң издинишлири, әмгиги, қәләмдин тамған һәрбир сөзи – келәчәккә қалдурған мирас. Мирас – пәқәт мал-мүлүк әмәс, бәлки мәнивий байлиқ. Алим қәлимигә мәнсүп язмилар, тәтқиқатлар – бизниң еңимизни бейитқучи ғәзнә. Шу мирас арқилиқ биз ким екәнлигимизни тонуймиз, қәйәргә маңғинимизни чүшинимиз. Демәк, алимниң мирасини һөрмәт қилиш – униң исмини тилға елиш әмәс, бәлки униң әмгигини давамлаштуруш, тәтқиқатини йеңи әвлатқа йәткүзүш, дәп билишимиз керәк.
Биз Әхмәтҗан Насир оғлиниң йенида туруп, көп нәрсини аддийла тәсәввур қилған екәнмиз. У һаят вақтида әмгигиниң қиммитини толуқ һис қилалмиған болушимизму мүмкин. Амма вақит өткәнсири, биз чүшәндуқ: у қалдурған мирас биз үчүн әң чоң ғәзнә екән. Һәр қетим Әхмәтҗан Қадиров кәби устаз, алимниң намини тилға алғинимизда, жүригимиздә униңға нисбәтән һөрмәт туйғуси техиму улғийиду.
Гүлбаһар НАСИРОВА,
Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ комедия театри Әдәбият бөлүминиң башлиғи
https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/53638
https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/53638