Алимҗан акиниң өмүрлүк җүпти Ширингүл һәдә нәпис авази билән өз пәйтидә сәһнимиздә нахша ейтқан. У аилә бәхти вә йолдишиниң иҗадий зәпәрлири үчүн сәньәттин кетишни таллиған һәқиқий пидаий аялдур. Бу бәхитлик аилә икки қиз һәм оғул пәрзәнтләрни тәрбийиләп вайиға йәткүзди. Улар һәрхил саһаларда паалийәт жүргүзмәктә. Бүгүн һаятиниң 80-баһарини қарши еливатқан Алимҗан ака – биз үчүн бир дәвирниң җанлиқ тарихи.
Алимҗан Әхмәтҗаноғли пәқәт сәһнә маһирила болуп қалмай, у жигирмә жилға йеқин театрниң Кәспий иттипақлар комитетиға рәһбәрлик қилип, хадимларниң һоқуқини қоғдиди. Мошу жилниң қәһритан ейида Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ комедия театри пешқәдәм устазимизни һөрмәтлик дәм елишқа узатти. Алимҗан акидәк инсан билән бир сәптә болғинимиз – биз үчүн чоң шәрәп.