Новости Уйгурского театра
2025-11-13 19:00

Яша, муқам!

Өткән шәнбә күни Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ комедия театрида «Яша, яшна, әй муқам!» намлиқ сәнъәт кечилиги болуп өтти. Театр сәнъәткарлири бу қетим уйғур нахша һәм музыка сәнъитиниң гүлтаҗиси болған «Уйғур он икки муқами» түркүмидин «Өзһал», «Чәпбаят», «Рак», «Ошақ», «Пәнҗигаһ», «Әҗәм», «Чаргаһ», «Баят» муқамлириниң җошқун садалирини яңратти.

Кечиликниң пәрдисини өзигә хас муқам иҗра қи лиш маһаритигә егә Меһ рат Рәхмәтҗан «Өзһал» му қаминиң муқәддимиси билән ечип бәрди. Шундақла маһир сазәндә Абдумутәллип Җалаловниң орунлишидики сатар аһаңи тамашибин дилини тәвритип, хияллирини өтмүшкә елип кәтти. Тәкитләнгән барлиқ муқамлар, адәттикидәк, Ниязҗан Турсунов йетәкчилигидики «Нава» фольклор ансамблиниң иҗрасида орунланди. Улар көпчиликни бир дәқиқә ойландуруп, тарихий мәзмунға егә һәм меһнәткәш уйғурниң сап қан бәдилигә яралған хәлқимиз дурданисини тамашибин қәлбигә йәткүзәлиди. Сәнъәткарларниң сехирлиқ авазлири, хилму-хил әсвапларда җор болуватқан сазәндиләрниң нәғмә-навалири театр мухлислирида түрлүк һиссиятларни пәйда қилғанлиғи шүбһисиз. Кәч давамида Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби Нуралим Варисов вә тонулған нахшичилар Луиза Розахунова, Саһидәм Мәшрәпова, Саһиб Абдумайин, Сәйярә Сетәкова, Дилбәр Бурһанова, Эмина Рәхмәтҗан муқамлардин «Җола», «Сәнәм», «Мәшрәп», «Дастан» мәрғуллирини бабиға йәткүзүп орунлап, дилларға һөзүр-һалавәт беғишлиди. Сәнъәткарлиримизниң зор маһарәт билән дастанларни иҗра қилиши, муқамниң һәрбир қисмиға алаһидә әһмийәт берип орунлишиға қарап, һәқиқий мәнасида мәмнун болдуқ. Нахшичиларниң зилва авазидин ташқири, тамашибинни бирдин өзигә җәлип қилидиған хилму-хил миллий кийим-кечәктики уссулчи қиз-жигитләрниң иҗра қилған уссуллиридинму тамашибин әһли қайил болди. Инчикә һәм мурәккәп һәрикәтләрдә чоңқур мәзмун ипадиләнгән надир уссулларни сәһниләштүргән Эльдар Абдуллаев билән баш балетмейстер Һәҗәрбүви Халимованиң әмгиги бебаһа. Умумән, әсирләр бойи хәлқимиз арисида яшап келиватқан муқам парчилиридин түзүлгән мәзкүр кечиликниң утуқлуқ чиқишиға театр коллективиниң қошқан үлүши зор.

Зульфира МАИСМЕЛИЕВА,
«Uiğur avazi»
https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/53887