Бурнакүн Уйғур театрида миллий сәнъитимизгә қошқан унтулмас төһпилири арқилиқ хәлқимизниң зор һөрмәт-еһтирамиға еришкән Әкбәровлар сулалисиниң ярқин намайәндиси – хәлқимизниң сөйүмлүк сәнъәткари, Қазақстанниң хәлиқ артисти Зенәтгүл Әсқәрқизи Әкбәрова тәвәллудиниң 90 жиллиғиға беғишланған хатирә кәч болуп өтти.
Зенәтгүл Әкбәрова театрға дәсләп уссулчи болуп келип, уйғур уссул сәнъитиниң тәрәққиятиға көп әҗир сиңдүргән болса, кейин драма әсәрлири арқилиқ кәң тамашибинларға тонулди. Сәһнимиздә 90 жил давамида көплигән режиссерлар қайта-қайта сәһниләштүрүлүп келиватқан «Анархан» музыкилиқ драмиси бизгә аримиздин кетип қалған Анарханлар билән Һәмраларни ихтиярсиз әслитиду. Театримизда жигирмә жил давамида баш режиссер болуп паалийәт елип барған Сергей Башоян сәһниләштүргән «Анархан», «Ғерип-Сәнәм», «Назугум», «Таһир-Зоһра, «Малиновкидики той», «Аршин мал алан», «Майсариниң иши, «Қара гүл» қатарлиқ музыкилиқ драмиларниң һәммисидә Зенәтгүл Әкбәрова баш қәһриманларниң образлирини яритишқа муваппәқ болған. У өзигә хас иҗрачилиғи биләнму бир түркүм хәлиқ нахшилирини вайиға йәткүзүп орунлиған.