Йеқинда Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театрида атақлиқ испан драматурги Федерико Гарсиа Лоркиниң қәлимигә мәнсүп «Бернарда Альбиниң өйи» намлиқ драмисиниң премьериси болуп өтти. Асасән матәм билән муһәббәт арисидики қариму-қаршилиқлар ипадиләнгән әсәрни театрниң Әдәбият бөлүминиң башлиғи Гүлбаһар Насирова тәрҗимә қилған.
Бу қетим театр коллективи дуния әдәбиятиға мураҗиәт қипту. Әсәргә йеңичә яндашқан. Бу, әлвәттә, Уйғур театрида дуния әдәбиятидин қоюлумлар болмиған дегәнлик әмәс. Испанияниң кичик йезилириниң биридә йүз бәргән бу вақиәниң мәзмунини тамашибинларға йәткүзүштә, аддий тил билән ейтсақ, тәр төккән барлиқ шәхсләргә апирин ейтишқа әрзийду. Улар чоң-кичик болушидин қәтъий нәзәр, барчә талант-маһаритини намайиш қилди. Бу җәһәттин, биринчи новәттә, театримизниң пешқәдәм актери Турдибүви Аблизова билән Гүлбаһар Насирова вә Алийәм Ибдиминованиң һәқиқий талант егилири екәнлигигә бирдин көз йәткүздуқ. Әнди яш актерларниң ушбу әсәрдә роль иҗра қилиш арқилиқ, өзлиригә мол тәҗрибә топлиғанлиғи байқилиду. Уларму чоңлардин қелишмиди. Өз қәһриманлириниң ички-дуниясини шу дәриҗидә ечип бәрдики, тамашибин өзини худди шу Бернарда Альбиниң өйидә жүргәндәк һис қилди.
Мана мошундақ көпчиликни өзигә магниттәк тартқан драма әсәри башлиништин илгири, театр мудири Дилмурат Баһаров тамашибинларни премьера билән тәбриклиди. Андин меһманлардин Қазақстанниң хәлиқ артисти, Т.Жүргенов намидики миллий сәнъәт академиясиниң режиссери Есмухан Обаев билән Қазақстан Җумһурийити Мәдәнийәт вә спорт министрлиги киномотография вә театр сәнъити башқармисиниң әзаси Алтынгүл Нурбековани сәһнигә тәклип қилди. Улар сәнъитимизниң алтун бөшүги болған миллий театримиз тоғрилиқ иллиқ пикирлири билән ортақлашти. Мәсилән, Есмухан Несипбайулы Уйғур театриниң тарихида йүз бәргән муһим вақиәләрниң шаһиди болғанлиғини тәкитләп, у йәрдә бүйүк сәнъәткарларниң йетилип чиққанлиғини алаһидә тилға алди. Натиқ шундақла бирлиги билән достлуғи ярашқан Қазақстан елидә алтә тилда театр паалийәт елип бериватқанлиғини ейтип, уларниң арисида Уйғур театриниң орни алаһидә екәнлигини тәкитлиди.
Әнди тамашибинниң алқишиға сазавәр болған әсәр мәзмуниға келәйли. Униңда иккинчи еридин айрилған Бернарда Альбиниң җаһиллиқ билән өз аилисидә сәккиз жиллиқ матәм елан қилиши тәсвирлиниду. Камаләт йешиға толған бәш қизи, әлвәттә, буниңға қарши чиқти. Улар яшлиғиниң әң гөзәл пәйтлирини, йәни муһәббәттин мәһрум қилишни халимайду. Униң үстигә аниниң тунҗа қизи Ангустиасқа (Аминәм Үсәнова) атисидин мирас қалған байлиқ қериндашлар арисиға зиддийәт салиду. Муһәббәткә кәлгәндиму униң йоли болуп, Ангустиас Пепе исимлиқ жигиткә турмушқа чиқмақчи. Буниңға зәрдиси қайниған Бернарда дәсләп қаршилиқ билдүрсиму, кейинирәк амалсиз қайил болиду. Қизлар арисида Пепеға ашиқларму бар. Уларниң бири – Адела (Саһидәм Зайитова). Әмәлиятта Пепе Ангустиас билән учришип жүргән болсиму, Аделани яхши көриду. Һәтта йеқин мунасивити бар. Буниңдин хәвәр тапқан Мартирио (Эмина Рәхмәтҗан) униң сирини анисиға ейтип қойиду. Уму Пепеға ашиқларниң бири. Арилиқта Альбиниң хизмәткари Понсия билән Адела тил тепишип қалиду. Понсия өзиниң «пайдилиқ» мәслиһәтлирини берип, үмүт учқунлирини пәйда қилғини билән ақивити яхшилиққа елип кәлмәйду. Йәни, Альба аброй-шәниниң йәр билән йәксән болғанлиғиға чидимай, Аделани уруп-дүшкәлләйду. Һә, у болса, барлиқ һәқиқәтни ейтип, һәқиқәтәнму Пепе билән йеқин екәнлигини йәткүзиду. Альба бу шәрмәндичиликкә бирәтола чекит қоймақчи болидудә, Пепени атиду. Милтиқ авазини аңлиған Адела кочиға чиқип, йенип кирмәйду. Йәнә бир пай оқ етилиду. Адела җан үзди...
Шундақ гадирмаш тоқ унушларға толуп-ташқан әсәрдә Альба әқлидин адашқан аниси Мария Хосефаниң (Турдибүви Аблизова) мәслиһитигә қулақ салмай, паҗиәлик әһвалда қелиши тәсвирлиниду. Әлвәттә, бу йәрдә муһәббәтниң матәм қайғусиға улашқанлиғи тоғрилиқ ейтмай мүмкин әмәс. Буниңға әйипкар пәқәт Бернарда Альба десәк, хаталашмаймиз.
Умумән, әсәр тамашибинда чоңқур тәсират қалдурди. Бу – қоюлумни сәһниләштүргән М.Әвезов намидики Қазақ дөләт академиялик драма театриниң режиссери Елик Нурсултанниң иҗадийитидики йеңи бир көрүнүш. Сәһниниң безилиш җәһитиму жуқури дәриҗидә. Әлвәттә, буниңда сәһниләштүргүчи рәссам Рустәм Мусаевниң әмгигигә жуқури баһа беришимиз керәк. Жиғип кәлсәк, әсәрни сәһнигә елип чиқишта театр коллективи көп әҗир сиңдүргән. Әлвәттә, спектакльниң айрим хаталиқлардин хали әмәслиги ениқ. Биз уни тамашибинниң әнчисигә қалдурдуқ.
Мәшүр САСИҚОВ,
«Uiğur avazi»
https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/50136