Новости Уйгурского театра

Балетмейстер Абдуллаев Эльдар тайинланди

Қ.Ғожамияров намидики жумһурийәтлик дөләт академиялик уйғур музыкилиқ комедия театриниң Балетмейстери болуп маһир уссулчи Абдуллаев Эльдар Асимжан оғли тайинланди. Э. Абдуллаев Ж. Елебеков намидики Жумһурийәтлик эстрада- цирк колледжиниң хореография бөлүмини тамамлиған, шундақла (Россия Федерацияси) Жәнубий Орал гуманитарлиқ педагогикилиқ университетида тәһсил көрди.

Э. Абдуллаев Уйғур театридики паалийитидә «Рухсарә» уссул ансамблиниң йетәкчи уссулчиси сүпитидә театр репертуаридики барлиқ сәһнә әсәрлиридә һәм концерт программилирида уссул ойнап, өз маһаритини кәң тамашибинлар аммисиға намайән қилди. У кейинки жилларда балетмейстер сүпитидиму қизғинлиқ билән ижат қилип өзиниң алаһидилигини намайән қилалиди. Жүмлидин Э.Абдуллаев «Чаргаһ» муқамини сәһниләштүргән балетмейстер. Шундақла йеқинда болуп өткән «Тәбәссүм» һәзил – күлкә кечилигиниң һәр хил жанрдики уссуллирини сәһниләштүргән балетмейстер болуп һесаплиниду. Эльдар Абдуллаев жәмийәтлик паалийәтләргә қатнашқини үчүн Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң Тәшәккүрнамиси вә бир нәччә Пәхрий ярлиқлар билән тәғдирләнгән.

@ildarabdullaruhsara