Новости Уйгурского театра

Хәлиқниң упримас байлиғи

Қазақстан башқа дөләтләрдин көплигән әвзәлликлири билән пәриқлиниду. Униң бепаян даласиға бәзи Европа әллириниң 4-5и сиғип кетиду. Йәни йәр көләми җәһәттин елимиз дунияда 9-орунда туриду. Әң муһими, елимиздә йүздин ошуқ милләт вәкиллири инақ вә өмлүктә қатар яшап келиватиду. Елимиз келәчигиниң муһим кепиллириниң бириму – әйнә шу бирлигимиз.

Елимиз Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң 30 жиллиғини нишанлаш һарписида туриду. Бу сәнәни елимизни макан әткән барлиқ этнослар вәкиллири өзлириниң көңлигә йеқин мәйрәмләрниң бири сүпитидә қобул қилидиғанлиғи талашсиз. Чүнки бу дунияда тәңдиши йоқ надир җәмийәтлик институт демократия асасида һәрбир милләтниң әрик-һоқуқини һимайә қилип, яритилған барлиқ шараит-мүмкинчиликләрдин толуқ пайдилиналайдиған җәмийәт шәкилләндүрүшкә ташланған қәдәм еди. Һели биз өткән вақит җәриянида мәзкүр қурулумниң өз моҗутлуғини ақлаватқанлиғиниң гувачиси болуватимиз.

Техи йеқиндила елимиз тәрәққиятиниң муһим йөнилишлирини бәлгүләйдиған Миллий қурултайниң новәттики мәҗлиси болуп өтти. Тәкитләш керәкки, бу муһим әнҗуманниң һәрбир жиғини тәрәққиятниң муһим мәсилилиригә беғишлиниватиду. Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев қурултайдики нутқида мәнивий тәрәққиятқиму кәң тохталди. Президент елимиздә 46 театрниң паалийәт елип бериватқанлиғи һәм уларниң дөләт тәрипидин дайим қоллап-қувәтләшкә муһтаҗ екәнлигиниму алаһидә тилға алди.

Бу шәхсән театр хадими сүпитидә һәм ойландуридиған, һәм хошал қилидиған әһвал. Сәнъәт – һәрқандақ хәлиқниң ортақ вә упримас байлиғи, тарихий вә мәдәний қамуси, хатириси демәктур. Шуниң үчүнму Дөләт рәһбириниң сәнъәткә болған иҗабий көзқариши бизниму үмүтләндүрүп, чоң утуқларға дәвәт қилип, җәмийәт алдидики җавапкәрлигимизни ашуриду.

Мән һазир хизмәт қиливатқан Қуддус Ғоҗамияров намидики Дөләт академиялик музыкилиқ-комедия театриниң тарихи, тәғдири вә бүгүнки тәрәққияти көпмилләтлик елимиздики бирлик, өмлүк һәм разимәнлик – сәясәтниң мәһсули, ярқин үлгиси. Өткән жили өзиниң шанлиқ 90 жиллиқ тәвәллудини нишанлиған бу сәнъәт ордисиму елимиз мәнивий байлиғиниң аҗралмас қисмидур. У өзиниң тәрәққият басқучида һәрхил дәвирләрни баштин кәчүрди. Уруш жиллириму паалийитини тохтатмиди. Театр хадимлириниң бирнәччә әвлади йөткәлди. Һәрбир әвлат кейинкиләргә өзлириниң сәнъәткә болған зор муһәббити билән садиқлиғини мирас қалдурди. Бүгүнки яшлар әйнә шу есил әнъәниләрни давамлаштуруп, заман, дәвир роһиға лайиқ әсәрләр билән тамашибин көңлидин чиқиватиду.

Театр коллективи һазир җиддий тәйярлиқ үстидә. 31-норуз – 1-үмүт күнлири Чимкәнттә атақлиқ сатирик-язғучи Көпен Әмирбекниң 75 яшлиғиға беғишланған «Шымкент-Думан» һәзил-чақчақ фестивалиға қатнишимиз. Униң кәйнидинла, йәни 12-үмүт күни хәлиқ язғучиси Зия Сәмәдиниң туғулғиниға 110 жил толушиға даир хатирә кәч өтиду. Үмүтниң ахирида йәнә бир хәлиқара театр фестивали Қизилордида өтмәкчи. Сәбира Майқанова намидики «Сырниң Сәбираси” намлиқ бу театр мәйримигә Мерей Қосынниң «Мән йоқ йәрдики мениң һаятим» (режиссери Ақерке Жаңабай) моноспектакли билән баримиз. Тамашибинларға йәнә бир хуш хәвиримиз – 26-27-үмүт күнлири театр тәркивидики «Сада» эстрада ансамблиниң концерти намайиш қилиниду. Бу қетим сәһнигә ансамбльниң йеңи тәркиви чиқиду.

Баһар-сәпәр айлириму сәнъәт мухлислириниң көңлидин чиқишимизға үмүтимиз зор. Ғалибийәтниң 80 жиллиғиға беғишланған «У күни 9-май еди” театрлаштурулған концерт программиси, 24-баһәр күни Гогольниң «Ревизор» әсәри асасидики заманивий қоюлуми (режиссери Дилмурат Җанбақиев), 21-сәпәрдә болса «Нава» фольклорлуқ ансамблиниң йетәкчи артисти Меһрат Рәхмәтҗанниң иҗадий кечигә тәклип қилимиз. Театрниң бу қетимқи мәвсүми 28-сәпәрдә Җ.Асимов вә А.Садировниң «Анархан» трагедияси билән йепилиду.

Бизниң бу азду-тола иҗадий әмгәклиримиз сәнъәтхумар тамашибинлиримизға һәм бизни дайим өз қанитиға алған дөлитимизгә, шу җүмлидин 30 жиллиқ тәвәллудини нишанлаватқан Қазақстан хәлқи Ассамблеясигә мәйрәмлик соғимиз болғуси.

Фархадбек ҚАНАФИН,

Қ.Ғоҗамияров намидики

Уйғур театриниң бәдиий рәһбири

https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/52678