Қуддус Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик уйғур музыкилиқ комедия театриниң 90 жиллиқ тәвәллудиға беғишланған Уйғур миллий уссуллириниң «Солмас роһ» II җумһурийәтлик конкурси өткүзүлди. «Солмас роһ» конкурсини өткүзүштики мәхсәт - миллитимизниң өзлигини, униң тарихини җанландуруштин ибарәт. Мәзкүр конкурсни өткүзүшниң тәшәббускари – Германиядә истиқамәт қиливатқан қериндишимиз Үмүт Һемит.
Конкурста биринчи орунға «Әвлад» уссул ансамбли (рәһбири Камилла Хизирова, Уйғур наһийәси), иккинчи орунға «Пәрваз» уссул ансамбли (рәһбири Мукарәм Шаваева), үчинчи орунға «Таҗиниса» уссул ансамбли (рәһбири Гүлбаһар Қасимова) һәм «Асаль» уссул ансамблиниң рәһбири Илһам Исрайилов рәғбәтләндүрүш мукапитиға егә болди. Ғалипкарлар диплом, статуэтка һәм ахчилиқ соғилар билән мукапатланди.