Бийилқи Норуз мәйрими елимиздә «Норузнамә» лайиһиси бойичә жилдиқидин өзгичә, йәни бөләкчә мәзмун-маһийити билән нишанланди. Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт Уйғур музыкилиқ-комедия театриму мәзкүр лайиһә даирисидә өз тамашибинлириға «Мәрһәба, Норуз!» концертлиқ программисини һавалә қилди.
«Нава» ансамблиниң дилларға арам беғишлайдиған саз-нәғмисигә маслишип, «Рухсарә» ансамблиниң «Мәрһәба, баһарим!» шох уссули билән башланған программа тамашибинлар диққитини бирдин өзигә мәптун қиливалди. Шуниңдин кейин Дилназ Қавдунова билән Варисҗан Абдуллаевниң, Эмина Рәхмәтҗанниң, Назим Палтахунов билән Мадина Муһәмәтҗанованиң, Дилбәр Бурһанованиң, Сәйярә Сетәкованиң, Саһиб Абдумайинниң, Меһрат Рәхмәтҗанниң, Луиза Розахунованиң вә Бәхитҗан Авдуновниң йәккә, дуэт, трио, квартет болуп орунланған йеқимлиқ нахшилири тамашибинларниң дил тарлирини чекип, көңүл-кәйпиятини һәшләргә көтәрди. Шундақла Гүлнарә Турсунова, Һәҗәрбүви Халимова, Эльмира Дамоллаева кәби сәһнә аққушлириниң вә Эльдар Абдуллаев, Нуршат Акпиров, Сәйпидин Мамут, Илһам Исрайилов охшаш шох жигитләрниң бабиға йәткүзүлүп орунлиған уссуллири тамашибинларға арамбәхш дәмләрни беғишлиди.
Концерт давамида баһар чәшмилиригә җор болуп шаирлар Илия Бәхтия, Савутҗан Мәмәтқулов, Абдумеҗит Дөләтов вә Шәмсимуһәммәд қатарлиқ қәләм саһиблириниң шеирлири яңриди.
Шундақ қилип, миллий сәнъитимизниң қутлуқ дәргаһи бу қетимму өзиниң қәдир-қиммитини йәнә бир қетим намайиш қилип, сөйүмлүк сәнъәткарлиримиз арқилиқ дайимий мухлислириға мәйрәмлик кәйпият һәдийә қилди.
Зульфира МАИСМЕЛИЕВА
https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/52691