Новости Уйгурского театра
2026-10-22 13:46

«Тамашибини бар театр яшайду»

Йеқинда Қуддус Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ комедия театриниң бәдиий рәһбири Фархадбек Канафин, режиссер Дилмурат Җанбақиев, баш администратор Райимҗан Һәмраев, баш балетмейстер Һәҗәрбүви Халимова вә «Нава» фольклорлуқ ансамблиниң рәһбири Назим Палтахунов билән учришип, сәнъәт дәргаһиниң бүгүнки паалийити, йеңи иҗадий издинишлири вә келәчәк реҗилири һәққидә сөһбәтләштуқ.
– Йеңи мәвсүмдә тамашибинларни қандақ йеңи қоюлумлар күтүватиду?
Фархадбек КАНАФИН, бәдиий рәһбәр:
– Йеңи мәвсүмни «Назугум» спектакли билән ачтуқ. Әмгәкчиқазақ, Уйғур, Панфилов наһийәлиригә гастрольлуқ сәпәр уюштурулуп, йезилардики аһалигә «Тәбәссүмгә – 40 жил» программиси һавалә қилинди. Униңдин кейин «Нава» фольклорлуқ ансамблиниң «Илһам чәшмилири» дәп аталған чоң концерти өтти. Концертқа Сәйярә Сетәкова, Дилбәр Бурһанова, Луиза Розахунова охшаш талантлиқ солистлар қатнашти. Режиссер Дилмурат Җанбақиев сәһниләштүрүлгән концертта сәнъәткарлиримиз өзлириниң талантини, маһаритини йәнә бир қетим намайиш қилди. Тамашибин оркестрниң иҗрасидики җанлиқ музыкидин бәһирләнди. Сәйярә Сетәкова пианино арқилиқ истедатиниң йәнә бир қирини көрсәтти.
Йеңи мәвсүмдә сәһнимиздә дәсләп қоюлуватқан спектакльларму аз әмәс. Йеқинда россиялик драматург Михаил Задорновниң «Илтимас, ериңизни сетиңа» комедиясиниң премьериси болди. Қоюлумдики рольларни үч әвлатниң вәкиллири, актерлар Шарванәм Сабитова, Турсунҗан Илиев вә Дилинур Ваҗитова маһирлиқ билән иҗра қилип, тамашибинларға күлкә беғишлапла қалмай, чоңқур ойға салди. Спектакльни Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби Әзизҗан Искәндәров сәһниләштүрди.
Комедия жанри күлдүрүш биләнла чәкләнмәйду. Бизму тамашибинниң диққитини җәлип қилидиған, күлкә арқилиқ инсан турмушидики муәммаларни көрситидиған, ойландуридиған әсәрләрни сәһнигә елип чиқишқа тиришимиз.
Йәнә бир муһим вақиә – «Нава» фольклор ансамблиниң муқам жанридики йеңи программисини сәһнигә елип чиқиш. Муқам – уйғур хәлқиниң әсирләр давамида шәкилләнгән мираси. Уни заманивий сәһнә тили билән көрситиш, яш әвлатқа тонуштуруш вә давамлаштуруш – биз үчүн муһим вәзипиләрниң бири.
Оғлақ ейида башқурт язғучиси Айгиз Баймухамметовниң «Тастамашы ана» китави асасида сәһниләштүрүлгән «Хошал болалмаймән» спектаклини тәйярлаватимиз. Балиларға, өсмүрләргә вә чоңларға беғишланған қоюлумлиримиз бар. Көнәк ейида драматург Алексей Никулинниң балиларға беғишланған «Алладинниң сехирлиқ ламписи» әсәриниң премьерисини өткүзүшни реҗиләватимиз. Балилар қоюлумлириниң өзигә хас тили, ипадиләш усули вә тәрбийәвий вәзиписи бар. Умумән, биз һәрхил яштики тамашибинниң қизиқишиға мас келидиған репертуар шәкилләндүрүшкә әһмийәт бериватимиз.
– Яш әвлатниң театрға болған қизиқишини ойғитишта балилар драматургияси муһим роль ойнайду. Чүнки кичигидин театрға келип, сәһнә сәнъитиниң гөзәллигини һис қилип өскән бала, чоң болғандиму театрни қәдирләйдиған, мәдәнийәтлик инсан болуп йетилиду. Театр репертуарида балиларға беғишланған қоюлумлар йетәрликму?
Фархадбек КАНАФИН:
– Балилар драматургияси – театрниң муһим йөнилишлириниң бири, әлвәттә. Балиларға әсәр йезиш асан иш әмәс. Чүнки уларға чүшинишлик тил, қизиқарлиқ вақиә, җанлиқ образ вә тәрбийәвий мәзмун керәк. Әң муһими, бала сәһнидә көргән вақиәдин өзигә керәклик хуласә чиқириши лазим. Әдәбият бөлүминиң башлиғи Мухтәрҗан Җумаров балиларға беғишланған йеңи сәһнә әсәрини язди. Пьеса бәдиий кеңәштә муһакимә қилинип, пикир-тәклипләр ейтилди. Һазир муәллип билән режиссерниң бирликтә ишләш җәрияни кетип бариду. Әсәрни толуқ ишләп, 2027-жили сәһниләштүрүшни көздә тутуватимиз. 2025-жили Айдана Аламанниң музыкилиқ чөчигини Әдәбият бөлүминиң башлиғи Гүлбаһар Насированиң уйғур балилириға маслаштуруп тәрҗимә қилиши билән «Һорун Һашим» қоюлуми Дилмурат Җанбақиев тәрипидин сәһниләштүрүлди. Бу чөчәк өткән жили кичик тамашибинлиримизға йеңижиллиқ соға болди. 2024-жили сәһнидә пешқәдәм мәрипәтчи Қасим Исмайиловниң «Тошқанниң сәргүзәштилири» әсәри қоюлған еди. Буниң өзи балилар үчүн миллий мәзмундики әсәрләргә болған еһтияҗниң барлиғини көрситиду.
– Театрниң келәчиги кадрларға бағлиқ. Бу мәсилә қандақ һәл қилиниватиду?
Фархадбек КАНАФИН:
– Театрниң истиқбали тоғрилиқ сөз қилғанда, әң алди билән кадр мәсилиси нәзәрдә тутулиду. Қанчиму яхши әсәрләр йезилмисун, уларни сәһнигә елип чиқидиған қабилийәтлик актерлар, режиссерлар, музыкантлар вә башқа мутәхәссисләр керәк. Шуңлашқа биз сәнъәтхумар яшларни театрға җәлип қилишқа әһмийәт бериватимиз. Театр хадимлири қабилийәтлик балиларни ениқлап, кәспий йөнилиш бериш үчүн мәктәпләрдә учришишларни өткүзди. 2025-жили, кәспий мутәхәссисләрни тәйярлаш мәхситидә, Т.Жүргенов намидики Қазақ миллий сәнъәт академияси вә Қурманғазы намидики Қазақ миллий консерваторияси билән меморандум түздуқ. Бүгүнки күндә үч яш шу оқуш орунлирида билим еливатиду. Академиядә уйғур хәлқиниң талантлиқ, тәҗрибилик сәнъәткари Раһиләм Мәшүрованиң кәспий маһарәт топида тәлим еливатқанлар бар. Әлвәттә, оқушини тамамлиғандин кейин уларниң театрға келишини халаймиз. П.Чайковский намидики музыка колледжи биләнму мунасивитимиз қоюқ. Жүсипбек Елебеков намидики җумһурийәтлик эстрада-цирк колледжида билим еливатқан яшларму бизниң диққәт-нәзәримиздә. Студентларниң арисида оқуштин қол үзмәй, театримизда ишләватқанларму бар. Яшларни оқуш җәриянидила театр билән йеқиндин тонуштуруш, уларға тәҗрибә топлаш имканийитини бериш муһим. Уларниң кәспий маһарәтни егиләп, театр пешқәдәмлириниң ишини давамлаштурушини халаймиз. Чүнки театрниң келәчиги бүгүн тәйярлиниду. Шуниң үчүн театр мудириниң қоллап-қувәтлиши билән бийил һот ейидин башлап театр йенида ечилған студия үч йөнилиштә паалийәт елип бериливатиду. Режиссер Дилмурат Һакимҗаноғли актерлуқ маһарәт бойичә дәрис бериду. Һәҗәрбүви Пәрһатқизи балиларға миллий уссулларни яш өзгичилигигә қарап үгәтсә, сазәндә Бәхтияр Бәхтишатов миллий чалғу әсваплири бойичә савақ бериду. Балилар актерлуқ маһарәтни, нахша ейтишни, уссулни, миллий чалғу әсваплирини челишни үгиниш билән биллә сәһнидә өзини тутушни, тамашибин билән мунасивәт орнитишни вә өз қабилийитигә ишинишни үгиниду. Келәчәктә Сәйярә Сетәкованиң йетәкчилигидә вокал топини ечиш нийитимиз бар.
– Студияни ечиш идеяси қандақ пәйда болди? Яшларниң театр сәнъитигә болған қизиқиши үмүтләндүрәмду?
Дилмурат ҖАНБАҚИЕВ, сәһниләштүргүчи режиссер:
– Буниңдин үч жил авал театр рәһбәрлигигә актерлуқ студияни ечиш тәкливини бәрдим. Биз академиялик театр болғачқа, яшларни кәспий сәнъәткә тәйярлаш үчүн имканийәтлиримиз бар еди. Театр мудири Дилмурат Нурәхмәтоғли тәклипни қоллап-қувәтлиди. Шуниң билән студия өз ишини башлиди.
Студиягә кәлгәнләрниң һәммиси сәнъәт саһасидин әмәс. Уларниң арисида башқа мутәхәс сисликләрдә оқуватқанлар, һәтта бир мәзгил оқуп, кейин өзлириниң һәқиқий қизиқиши сәнъәт екәнлигини чүшәнгән яшларму бар. Мениң өмигимдики 21, 23, 25 яшлиқ жигитләрниң актерлуқ кәспигә қизиқиши жуқури екәнлигини көрүп, хошал болдум. Сәнъәткә болған һәқиқий иштияқни һечбир күч йоқиталмайду. Инсанниң ичидики талант, сәһнигә болған һәвәс уни өзигә тартиду. Мән педагог, режиссер вә актер сүпитидә өз тәҗрибәмни яшлар билән бөлүшүшкә тиришимән. Франциядә топлиған, Рус театрида алған тәҗрибәмниңму бүгүнки паалийитимгә пайдиси тәгди, дәп ойлаймән. Һәрбир яшниң өзигә хас қабилийити бар. Уни байқап, тоғра йөнилишкә башлаш муһим. Студиядә ишләш җәриянида балиларниң қабилийитини байқап, уларниң арисидин келәчәктә кәспий театрда ишләйдиған талантларни йетилдүрүшни көздә тутуватимиз.
Һәҗәрбүви ХАЛИМОВА, баш балетмейстер:
– Студиягә һәрхил яштики балилар келиватиду. Уссул үгиниватқанларни үч топқа бөлдуқ: 5 – 8 яш, 9 – 14 яшқичә вә 15 яштин жуқурилар. Әң кичик қатнашқучимиз төрт йерим яшта. Балиларниң сәнъәткә болған қизиқиши, уссулға вә музыкиға болған һәвәси бизни хошал қилиду. Һазир «Рухсарә» уссул ансамблидики уссулчиларниң көпчилиги – яшлар . Театр рәһбәрлигиниң қоллап-қувәтлиши билән колледж вә академия студентлири театрда йерим ставкиға ишләп, тәҗрибә топлаватиду. Улар бир тәрәптин оқуса, иккинчи тәрәптин сәһнигә чиқип, кәспий маһаритини ашурмақта.
Мән эстрада-цирк колледжини тамамлиғандин кейин Т.Жүргенов намидики Қазақ миллий сәнъәт академиясиниң Хореография бөлү мини тамамлап, бу саһада ишләватқинимға 23 жил болди. Билим дәргаһида биллә тәһсил көргән, бүгүнки күндә сәнъәт саһасида үнүмлүк ишләватқан Эльдар Абдуллаев, Рамил Варисов, Гүлнарә Турсунова, Нигара Һевуллаева, Эльмира Дамоллаева охшаш кәсипдашлиримиз бар. Һәрбир әвлатниң өз вәзиписи болиду. Биз устазлиримиздин алған билимни яшларға өткүзүп, сәнъәттики эстафетини давамлаштурушимиз керәк. Бизниң әвлат пешқәдәм хореографлар Гүлнарә Сайитова, Реһангүл Худайбәрдиева, Дилбәр Пәхирдинова охшаш устазлардин көп нәрсә үгәнди. Улар бизгә уссулниң техникисинила әмәс, бәлки сәһнигә болған мунасивәтни, миллий сәнъәтни қәдирләшни үгәтти. Бизму шу тәҗрибини кейинки әвлатқа йәткүзүшни өзимизниң борчи дәп билимиз.
Назим ПАЛТАХУНОВ, «Нава» фольклорлуқ ансамблиниң рәһбири:
– Һазир нахша ейтишни, уссул ойнашни, миллий чалғу әсваплирини челишни үгитидиған орунлар аз әмәс. Амма театрда кәспий мутәхәссисләрдин тәлим елишниң әһмийити бөләкчә. Чүнки театр – сәнъәткарни һәртәрәплимә йетилдүридиған дәргаһ.
Мәсилән, бәзиләр уссулни чирайлиқ вә ритмлиқ һәрикәтләр жиғиндиси, дәп қариши мүмкин. Амма мән кәспий хореограф сүпитидә шуни яхши билимәнки, уссул – һәрбир һәрикәт вә ишарәт арқилиқ ой-пикирни, һис-туйғуни ипа диләйдиған өз гичә сәнъәт. Униң маһийитини чоңқур чүшиниш вә тамашибинға йәткүзүш үчүн билим вә кәспий тәйярлиқ керәк. Бүгүнки заман сәнъәткардин талантнила әмәс, бәлки жуқури кәспийликни тәләп қилиду. Шуңлашқа театр йенидики студиядә тәлим еливатқан балиларниң кәспий мутәхәссисләрдин үгинидиғини көп.
– Театр репертуариға қарайдиған болсақ, тәрҗимә қилинған сәһнә әсәрлири көп. Бу уйғур драматурглириниң азлиғидинму яки театрға тәвсийә қилиниватқан әсәрләрниң йоқлиғидинму?
Фархадбек КАНАФИН:
– Тәвсийә қилинған әсәрләр йоқ әмәс, бар. Бизгә әвәтилгән драмиларни оқуймиз, бәдиий кеңәштә муһакимә қилимиз. Бәзибир әсәрләр қошумчә ишләшни, қайта йезип чиқишни тәләп қилиду. Чүнки һәрқандақ яхши прозилиқ әсәр өзлигидинла мувәппәқийәтлик сәһнә әсәригә айлинип қалмайду. Сәһниниң өз тәләплири бар әмәсму? Йәнә бир тәрәптин, драматург бирдинла йетилип чиқмайду. Шуңлашқа биз яш муәллипләрниң иҗадийитигә әһмийәт бериватимиз. Бийил Т.Жүргенов намидики академияниң магистратурисини тамамлиған Илһамҗан Лохмановниң «Бекәт» пьесиси өткән жили театрда дебют сүпитидә сәһниләштүрүлди. Буни келәчәк драматургларни йетилдүрүш йолидики муһим қәдәм десәк болиду.
Бийил үмүт ейида мәрһум Әхмәтҗан Исрапиловниң «Периштә» һекайиси асасида Мухтәрҗан Җумаров язған пьеса тәһлил қилинип, муһакимидин өтти. Сәйпидин Мамутниң «Ананурхан» этнохореографиялик драмиси сәһниләштүрүлди. Мошуниң һәммиси миллий драматургиядики җәриянни көрситиду.
Шуниң билән биллә биз дуния классикиси вә чәт әлниң заманивий драматургия әсәрлирини сәһниләштүрүштинму ваз кәчмәймиз. Мәсилән, Дилмурат Җанбақиев америкилиқ драматург Кен Людвигниң «Примадоннилар», Гогольниң «Ревизор» комедиясини сәһниләштүрди. Мундақ әсәрләр актер вә режиссерларниң кәспий маһаритини синашқа, йеңи образлар арқилиқ өз иқтидарини көрситишкә имканийәт яритиду.
Миллий драматургия билән дуния әсәрлирини бир-биригә қарши қоюшниң һаҗити йоқ. Әксичә, уларниң һәр иккилиси театрниң риваҗлиниши үчүн муһим. Дуния классикисини сәһниләштүрүш арқилиқ маһаритимизни ашурсақ, миллий әсәрлиримиз арқилиқ уйғур хәлқиниң тарихини, мәдәнийитини вә мәнивий дуниясини тамашибинға йәткүзимиз.
– Бийил Қазақстан Җумһурийити мустәқиллигиниң 35 жиллиғи нишанлиниду. Дөләтниң қелиплишиш җәриянини ипадиләйдиған сәһнә әсәрлири тәвсийә қилиндиму? Бу тарихий сәнәгә мунасивәтлик қандақ қоюлумлар вә мәдәний чарә-тәдбирләр реҗиләнди?
Фархадбек КАНАФИН:
– Мустәқилликниң 35 жиллиғи – мәмликитимиз тарихидики муһим сәнә. Мабада елимизниң шәкиллиниш җәрияниға мунасивәтлик сәһнә әсәрини язған иҗаткар болса, биз муәллип билән муһакимигә тәйяр. Әнди чарә-тәдбирләргә кәлсәк, Җумһурийәт күнигә беғишлап концерт тәйярлаватимиз. Мениңчә, театримизниң бүгүнки утуқлири, иҗадий издинишлири вә сәһниләштүрүлгән әсәрлири – мустәқилликниң бәргән мүмкинчиликлириниң мевиси. Мустәқиллик жиллири театримизда қазақ хәлқиниң тарихий шәхслиригә беғишланған бирқатар әсәрләр сәһниләштүрүлди. Җүмлидин Махамбет Өтемисулы тоғрилиқ сәһнә әсәри Сәуелбек Асылхановниң режиссурисида дөләт тилида қоюлса, Иран Ғайипниң Чоқан Вәлиханов һәққидә язған «Қәшқәрия» әсәриму тамашибин диққитигә һавалә қилинди.
Йәнә бир әһмийәтлик вақиә – режиссер Дилмурат Җанбақиев язған «Әсирләрдин алқиған Абай» спектаклиниң қоюлуши болди. Бу уйғур муәллипиниң улуқ Абай обризини Уйғур театрида тунҗа қетим сәһниләштүрүши еди. Бүйүк мутәпәккүр әсәрлиридә билимгә интилиш, әмгәкчанлиқ, адаләт, инсанпәрвәрлик вә әхлақий камаләт охшаш умуминсаний қәдрийәтләр чоңқур ипадиләнгән. Униң ой-пикирлири бүгүнки күндиму әһмийитини йоқатмиди. Шундақла өткән мәвсүмләрдә Җумһурийәт күнигә беғишлап, Қуддус Ғоҗамияровниң әсәрлири асасида концертму уюштурулди. Буниңда консерватория билән орнатқан иҗадий алақимиз муһим роль ойниди. Умумән, бизниң асасий мәхситимиз – мустәқил Қазақстанниң мәдәний һаятиға өз һәссимизни қошуш.
– Фархадбек Аманжолоғли, сизниң Чимкәнт шәһәрлик өзбәк театрида сәһниләштүргән «Муһәббәт мунариси» спектаклиңиз Рахимжан Отарбаев намидики ІІІ хәлиқара театр фестивалиға қатнашти. Демәк, башқа театрлар биләнму иҗадий алақә вә тәҗрибә алмаштуруш ишлирини изчил давамлаштуруватқиниңлар көрүнүп туриду...
Фархадбек КАНАФИН:
– Әлвәттә, театрниң риваҗлинишида тәҗрибә алмаштурушниң әһмийити зор. «Муһәббәт мунариси» спектаклида Әмир Төмүр ролини орунлиған актер Улуқбек Насиров «Әң яхши әр обризи» номинациясигә еришти. Биз башқа театрлар вә режиссерлар биләнму зич иҗадий алақә орнаттуқ. Асанәли Ашимов намидики театрниң режиссери Саламат Кемел сәнъәт дәргаһимизда «Келинләр қозғилиңи» комедиясини қойди. Режиссер Ақерке Жаңабай сәһниләштүргән «Мән йоқ йәрдә мениң һаятим» моноспектакли билән Қизилордида өткүзүлгән хәлиқара фестивальға қатнашқан Аминәм Үсәнова «Әң яхши аял роли» номинациясигә еришти.
Шундақла корей вә немис театрлири биләнму мунасивитимиз қоюқ. Норузнамә онкүнлүгидә улар билән һәмкарлиқта мәдәний чарә-тәдбирләрни уюштурдуқ. Үч театрниң вәкиллири бирликтә тренинг өткүзүп, өзара тәҗрибә алмаштурди. Йәнә бир әһмийәтлик лайиһә – театр мудириниң тәкливи билән Т.Жүргенев намидики Қазақ миллий сәнъәт академияси «Хореография» кафедрисиниң оқутқучиси, РҺD доктори хореограф Анна Цойниң актерлиримиз билән балет топимизға бәшкүнлүк «Тело, слово, театр» мавзусида интенсив лаборатория өткүзүши болди. Гүлбаһар Насирова язған «Ана жүриги» пьесиси асасида уюштурулған интенсив лабораториядә иштиракчилар миллий ривайәтләрни сәһнә тили арқилиқ ипадиләш, сәһнә пластикиси һәм бәдиий образ яритиш үстидә ишлиди. Қазақ театрида «Абылай хан» спектаклиниң уссуллирини сәһниләштүргән, дуния классик әсәрлири билән ишләш тәҗрибисигә егә Анна Цойниң маһарәт дәрислири коллективимиз үчүн пайдилиқ болди. Башқа театрларниң тәҗрибисини үгиниш, йеңи усулларни өзләштүрүш вә актерларниң кәспий маһаритини ашуруш – турақлиқ давамлишидиған җәриян.
– Кейинки жилларда тамашибинларниң театр сәнъитигә болған қизиқиши вә ихласи қандақ?
Райимҗан ҺӘМРАЕВ, баш админстратор:
– Театрниң утуғи – пүткүл коллективниң бирлишип қилған әмгигиниң нә ти җиси. Сәһ нидә тама шибинға һөзүр беғишлайдиған һәрбир әсәрниң арқисида нур ғунлиған мутә хәс сисләрниң издиниши, әмгиги вә җавапкәрлиги туриду. Шуңа уларниң кәспий өсүши үчүн қолайлиқ шараит яритиш вә әмгигини лайиқ баһалаш интайин муһим. Мәдәнийәт министрлиги театримизни турақлиқ қоллап-қувәтләп келиватиду. Хадимлиримизниң әмгиги мукапатлар вә атақлар билән баһалиниватиду. Президентимизниң қоллап-қувәтлиши билән театр мудириниң орунбасари Надира Өмәроваға вә актер Дилшат Аманбаевқа пәтирләрниң берилиши дөлитимизниң сәнъәт хадимлириға болған мунасивитиниң ярқин ипадисидур. Мундақ мунасивәт иҗадий коллективни йеңи утуқларға дәвәт қилип, зиммисидики җавапкәрликни ашуриду. Әнди хәлқимизниңму театримизни изчил қоллап-қувәтлишини үмүт қилимиз. Тамашибин билән театр арисида үзүлмәс риштә орнитиш үчүн Абдусаттар ака Турдибақиев билән ишләватимиз. Шундиму ойландуридиған мәсилиләр бар.
Кейинки вақитларда тамашибинлиримизниң асасий қисмини ханим-қизлар тәшкил қиливатиду. Әпсуски, әрләрниң театрға келиш нисбити, немишкиду, сәл төвәндәк сезилиду. Әслидә, театр – пүткүл җәмийәткә ортақ мәнивий дәргаһ болғачқа, һәрбиримизниң театрға берип, миллий сәнъитимизни қоллап-қувәтлишимиз муһим.
Мәсилән, йүзлигән әрлиримиз, жигитлиримиз қатнишидиған мәшрәплиримиз бар. Әгәр мәшрәп әһли театрға келип, спектакльларни тамашә қилишни әнъәнигә айландурса, нур үстигә нур болар еди. Хәлқимиздә «әң авал театрға барайли» дегән чүшәнчә шәкилләнсә, миллий сәнъитимизниң җанкөйәрлири барғансири көпийәтти. Һамийлиримизму спектакльларға билет елип, балиларға вә аилиләргә соға қилса, бу театр билән хәлқимиз арисида йеңи бир мәдәнийәт әнъәнисиниң шәкиллинишигә түрткә болатти. Чүнки театрни қоллап-қувәтләш – пүткүл бир коллективниң әмгигини қәдирләшла әмәс, бәлки миллий мәдәнийитимизниң бөшүгини сақлап қелишқа һәссә қошуш. Синхронлуқ тәрҗимә болғачқа, бизгә келиватқан тамашибинларниң арисида башқа милләт вәкиллириму көп.
Бүгүнки күндә һәрхил тамашиларға қизиқиш күчәйгән. Әлвәттә, һәркимниң таллиши өз ихтиярида. Лекин актерлар билән режиссерлар нәччә күнләп, һәтта айлап әмгәк қилип тәйярлиған қоюлумларни тамашибин келип көргәндә, уларниң әмгиги һәқиқий қәдир-қиммәткә егә болиду. Театр инсанни ойлашқа, гөзәлликни тонушқа, миллий вә умуминсаний қәдрийәтләрни қәдирләшкә дәвәт қилидиған дәргаһтур. Театрға кәлгән һәрбир тамашибин – сәнъитимизниң бүгүнки күндики җанкөйәри. Театрни қоллап-қувәтләшни пүткүл җәмийәтниң ортақ вәзиписи, дәп қараймән Биз илкимиздики «байлиқни» сақлап, уни келәчәк әвлатқа йәткүзүш үчүн һәммимиз бирликтә күч чиқиришимиз керәк.
Қисқиси, биз издиништин тохтимаймиз, әмгәк қилимиз, йеңи әсәрләр билән тамашибинни хошал қилишқа тиришимиз. Әң чоң арминимиз – хәлқимизниң қоллап-қувәтлиши, ишәнчиси вә алқиши. Чүнки тамашибин бар йәрдә театр яшайду, тамашибинниң алқиши бар йәрдә сәһнә адәмлириниң илһами өчмәйду.
– Сәмимий сөһбитиңларға рәхмәт!
Сөһбәтләшкән
Азнат ТАЛИПОВ,
«Uiğur avazi»
https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/tamashibini-bar-teatr-yashaydu