(Көрнәклик сәнъәткар Зәйнуллам Сетәковниң туғулғиниға – 90 жил)
Биз, инсанлар, музыкини немә үчүнду туғулушимиздинла яхши көримиз? Бөшүктики жиғлаватқан наресидә чеғида аниниң әлләй нахшисини аңлиши билән ширин уйқиға кетиду. Шуңа алимлар: «Музыка адәмләрниң қайғу-һәсритигә, хошаллиқ дәмлиригә қанат болиду. Музыка инсанни йетәкләйду, йәни сүкүттин – һаяҗанға, ялғузлуқтин үмүтварлиққа башлайду» дәп тәрипләйдекән. Мошу нуқтидин қариғанда, биз уйғурларниң дәрт-һәсритини, сөйгү-муһәббитини, арзу-арманлирини саз вә нәғмә-навалар арқилиқ әвлаттин-әвлатқа йәткүзүп кәлгән «Он икки муқам» шуниң мәңгү садаси әмәсму? У хәлқимизниң һаят тәризи, тили һәм жүрәк соқуши, әлвәттә. Шуниң үчүнму уйғур хәлқиниң музыкиси – пәқәт сәнъәтла болуп қалмастин, бәлки милләтниң өзигила хас һекайисидур. Музыкини дилниң тили, жүрәкниң тәрҗимани дәйдекәнмиз, композиторни аваз билән сөзләйдиған шаир, илһам билән нәпәс алидиған роһ десәк, һеч мубалиғә болмайду. Биз жүрәкни юмшитидиған, роһни тазилайдиған, һисни тәрбийиләйдиған музыка тиңшиғинимизда, шу музыкини иҗат қилған композиторға нисбәтән һөрмитимиз чәксиз ашиду. Әгәр елимиздики уйғур кәспий музыка саһасиниң асасини салған композитор Қуддус Ғоҗамияров болса, әшу устаздин тәлим алған композиторлар қатарида Икрам Мәсимов, Исмайилҗан Исаев, ака-ука Һебибуллам, Әбәйдуллам Сетәковларниң исимлирини тилға алимиз, халас. Әнди мошу композиторлар кәби кәспий билим егилимигән болсиму, лекин иҗат қилған әҗайип чирайлиқ нахшилири билән тамашибинларниң қәлбидин иллиқ орун алған Азитим Бурһанов, Селимахун Зәйналов, Зәйнуллам Сетәковни биз ишәшлик рәвиштә композитор сүпитидә етирап қилимиз. Чүнки уларниң уйғур кәспий музыка сәнъитиниң тәрәққиятиға қошқан бебаһа меһнәтлири нәқ шуниңға әрзийду.
Бийил туғулғиниға 90 жиллиқ сәнәси нишанлиниватқан Зәйнуллам Сетәков иҗат қилған әҗайип лирик нахшилар, саз-нәғмиләр, сюитилар, йүзлигән романслар композитор өзи яшиған дәвирниң чегарисидин алқип, адәмләрниң қәлбидә та мошу күнгичә яңрап келиватқининиң гувачиси болмақтимиз. Зәйнуллам ака қайнақ илһам билән қизғин иҗат қиливатқан бир пәйттә, йәни 2003-жили туюқсиз аримиздин кетип қалди. Мана шуниңдин бери композиторниң әсәрлиридин түзүлгән концертлар бирнәччә қетим сәһнимизни җанландурди.
Зәйнуллам ака 1935-жили ШУАРниң Ғулҗа шәһиридә дунияға кәлгән. Дадисиниң хаһиши билән Үрүмчи шәһиридә тиббий оқуш орнида тәлим алған у шу бир өткән әсирниң 60-жиллиридики «көч-көч» долқунида рәпиқиси Нурбүви Мәмәтовани йетәкләп, өз ана жутини, дост-ярәнлирини тәрк етип, Қазақстан дияридин пана издәп чиқип кәткән. Яқа жут, тонумайдиған адәмләр арисида бу яш әр-аял дәсләп гаңгирапла қалиду. Әйнә шундақ күнләрниң биридә улар шу жиллири Челәктә паалийәт елип бериватқан Уйғур театриға йолуқиду. Хәлиқ нахшилирини бабиға йәткүзүп ейтип бәргән әҗайип нәпис авазлиқ яш нахшичи Нурбүви Мәмәтовани театр рәһбәрлиги дәрру ишқа қобул қилиду. Өз новитидә, Зәйнуллам Сетәковму театр рәһбәрлиги, сазәндиләр алдида равапта саз-нәғмиләрни маһирлиқ билән иҗра қилип, синақтин утуқлуқ өтиду. Уйғур театриниң шу жиллардики баш режиссери С.Башоян қәдди-қамити келишкән, бойи егиз, қаңшабурунлуқ, қап-қара чачлири өзигә яришип турған бу жигитниң актерлуқ қабилийитиниму синап көриду. Шундақ қилип, Зәйнуллам ака Җалал Асимов вә Абдулһәй Садировниң «Анархан», Уильям Шекспирниң «Отелло», Абдулла Исматулла вә Сәнҗәр Тилланиң «Ғулҗа үстидә нур», Хамит Ғуламниң «Ташпалта ашиқ» вә башқа спектакльларда чоң-кичик рольларни утуқлуқ иҗра қилиду. Бир қизиқ йери, Зәйнуллам акиниң сәһнидики әшу һәрхил жанрдики яратқан образлири уни кино саһасиға елип келиду. Шу жиллири «Қазақфильм» киностудиясидә чүширилгән «Әҗдиһа жили», «Атаманниң завали», «Мәргәнләр» фильмлириға Шәкен Айманов, Асанәли Әшимов, Болотбек Шамшиев қатарлиқ атақлиқ режиссерлар Зәйнуллам Сетәковни тәклип қилиду. Мәзкүр киноларда у яратқан эпизодлуқ рольлар нәқ уйғурға хас миллийлиги билән пәриқлинип, миңлиған тамашибинлар актерға зор ихлас билдүриду. Әгәр Зәйнуллам ака өзиниң иҗадий паалийитини актер сүпитидә давамлаштурған болса, у Уйғур театри репертуарида талай образларни яратқан болар еди, бәлким. Лекин дайим иҗадий издиништә болуп, музыка саһасиға иштияқ бағлиған сәнъәткар, өзиниң билимини мукәммәлләштүрүш мәхситидә алди билән П.Чайковский намидики музыка училищесида тәһсил көрүп, кейинирәк консерваториядә алий билим елишқа муваппәқ болиду.
У жиллири театримизниң нахша-уссул ансамбли пат-патла гастрольларға атлинатти. Бу узун йоллар, мәшәқәтлик сәпәрләр бәк узақ муддәткә созулатти. Рошәнгүл Илахунова, Абдрим Әхмәди, Нурбүви Мәмәтова кәби даңлиқ нахшичилар, Һавахан Әзизова, Аминәм Йүсүпова қатарлиқ атақлиқ уссулчилар иштракидики концертларни Қазақстандин сирт Өзбәкстан, Қирғизстан, Түркмәнстан тамашибинлири тақәтсизлик билән күтәтти. Шу пәйтләрдә Зәйнуллам ака Нурбүви һәдиниң йенида һәмра болуп, улар биллә шу сәпәрләргә атлинатти. Талантлиқ һәм кәспий сазәндә-нахшичилардин тәркип тапқан ансамбльға 1968-жили Зәйнуллам акиниң тәкливи билән «Нава» дегән рәсмий нам берилди һәм, көп өтмәй, униңға өзи бәдиий рәһбәр болуп тайинланди. Әйнә шу чағда Зәйнуллам ака ансамбль репертуарини йеңи-йеңи лирик нахшилар, сазлар билән бейитишқа бәл бағлиди. Композиторниң иҗадида шу жиллири ШУАРдин кәлгән бир түркүм нахшичи-уссулчилар, сазәндиләр толиму чоң роль ойниди. Буниңдин илһамланған композитор, әң авал ансамбль репертуарини хәлиқ нахшилири, шундақла Икрам Мәсимов, Низамдун Кебиров, Исмайилҗан Исаев кәби кәсипдашлири һәм өзи иҗат қилған нахша-сазлар билән толуқтурди. Шундақла ансамбль нәгә бармисун, һәрхил милләт нахша-сазлиридин түзүлгән достлуқ программилирини тәйярлап, тамашибин көңлигә йол тепишқа бәл бағлиди.
Шу жиллири Зәйнуллам Сетәковниң «Анамға», «Дилдарим», «Алмута ахшими», «Яр вәсли» охшаш онлиған нахшиси лирикилиқ қудрити түпәйли сәнъәтсөйәр амма қәлбидин чоңқур орун елип, әл арисиға чапсан тарап кәтти. Чүнки композитор нахшиға мәтин таллашни, униңға лайиқ аһаңни бәстиләшни маһирлиқ билән өзләштүргән еди. Мәсилән, шаир Махмут Абдурахмановниң шеириға йезилған «Анамға» нахшиси ана ишқида өртинип, әзиз анисини бир көрүшкә зар болған пәрзәнт налиси болуп, жүрәкләрни тәвритәлиди. У нахша чегара атлап, чәт әлләрдики қериндашлиримизниңму дилидин мустәһкәм орун алди. Зәйнуллам ака өзи айрилишниң азавини тартқачқа, йәни туғулуп өскән ана жутидин, йеқинлиридин бевақит айрилиштәк бу паҗиәни нахша арқилиқ кәң аммиға толуқ йәткүзүп беришни билди. Шуниң үчүнму у атмиш жилдин бери сәһнимиздә ишәшлик яңрап кәлмәктә. Худди шундақла композитор Сейит Муһәммәт Қаший, Билал Назим, Хелил Һәмраев, Абдухалиқ Сәпирий, Җамалдин Розиев кәби қәләм саһиблириниң шеир-ғәзәллиригә музыка иҗат қилиш арқилиқ музыкиға болған зор иштияқини, кәспий маһаритини толуқ намайән қилалиди. Биз әл еғизидин пат-патла «Зәйнуллам Сетәков пәқәт Нурбүви Мәмәтова үчүнла нахша язған» дегән гәпләрни аңлаймиз. Лекин бу тамамән һәқиқәткә уйғун кәлмәйдиған пикир. Раст, композитор Нурбүви һәдә үчүн «Мунаҗәт», «Дутар пәйзи», «Ишқиңда», «Пирақиңда», «Гүлайим», «Оғлумға» охшаш бир түркүм нахшиларни иҗат қилди. Лекин пәқәт Зәйнуллам акила әмәс, бәлки шу жиллири Икрам Мәсимовму өзиниң «Кәтмәс болуп кәлдим бүгүн» кәби даңлиқ нахшисини пәқәт Нурбүви Мәмәтова үчүн язди әмәсму. Һәр икки композитор бу нахшилар пәқәт Нурбүви Мәмәтованиң йүксәк иҗрасида тамашибин дилини ойғиталайдиғинини яхши чүшинәтти. Бу һечким инкар қилалмайдиған һәқиқәт!
Зәйнуллам акиниң ансамбль тәркивидики башқа сәнъәткарлар үчүнму һәркимниң алаһидилигигә яриша нахшилар иҗат қилғинини унтумаслиғимиз керәк. Мәсилән, Абдукерим Ғәниевниң шеириға йезилған «Алмута ахшими» нахшиси Марат Мәмәтбақиевниң иҗрасида қандақ зилва яңриди! Марат ака у нахшини «Яшлиқ» ансамблида әҗайип ихлас билән хелә жиллар орунлап, тамашибинларниң техиму чоң һөрмәт-еһтирамиға еришти. Ташполат Намәтовниң шеириға йезилған «Үмүт юлтузум» намлиқ нахшини нәқ Нурәләм Қурванбақиева үчүнла язди. Нәтиҗидә бу лирикилиқ нахша Нурәләм һәдиниң иҗадидики әң ярқин сәһипә болуп қалди. Һәтта композитор «Кәлсәңчу яр» нахшисини ансамбльға әндила ишқа орунлашқан яш нахшичи Луиза Розахунова үчүн яратқанлиғини билимиз. Бу, әлвәттә, Зәйнуллам Сетәковниң тинмай издиниши арқилиқ рояпқа чиққан әсәрләр. Композиторниң «Әмгәк шатлиғи» намлиқ равапта орунланған сази талай жиллар өзиниң иҗрасида сәһниләрдә зил яңриди.
Һелиму есимдә, биз 1983-жили Уйғур театриға ишқа орунлашқинимизда, Зәйнуллам ака «Нава» ансамблиниң репертуариға илгири биз көрүп бақмиған йеңилиқ елип кирди. У болсиму, «Ғерип-Сәнәм» дастани бойичә сценарий йезип, сәһниләштүрди. Нурбүви Мәмәтова, Сәйдәкрәм Төләгәнов, Маһигүл Тохтахунова, Абдурешит Муһәммәтов, Толунай Әйсарова, Нурәләм Қурванбақиева охшаш даңлиқ нахшичиларниң иштракидики мәзкүр музыкилиқ қоюлум, тамашибин үчүн чоң соға болған еди. Әйнә шуниңдин кейин бу изгү башланма «Муқамлар кечи», «Муқамлар сири» намлиқ сәнъәт кечиликлири билән давамини тапти.
Композитор «Нава» ансамблиниң тәрәққияти үчүн интайин зор меһнәт қилиш билән биллә, Шайим Шаваевниң «Акам өйлиниду», Җамалдин Розиевниң «Тонуш кишиләр» намлиқ сәһнә әсәрлиригиму музыка иҗат қилди. Умумән, Зәйнуллам ака иҗат қилған «Уйғур қизлири», «Яркәнт сәними» қатарлиқ уссуллуқ музыкилар театримиз репертуаридин мунасип орун алған. Композиторниң техи сәһнә үзини көрмигән талай әсәрлири өз новитини күтмәктә.
Зәйнуллам Сетәков 1991-жили театримизниң иҗадий ишлар бойичә муавин мудири лавазимиға тайинланди. У мошу күнгичә пәқәтла «Нава» ансамблиға рәһбәрлик қилса, әндиликтә пүткүл театрниң иҗадий паалийитигә, тәшкилий ишлириға көпирәк вақит бөлидиған болди. Театрниң түрлүк гастрольлуқ сәпәрлирини уюштурди. «Нава» ансамбли билән Қазақстандин башқа Өзбәкстан, Қирғизстан, Түркмәнстан вә башқиму әлләрдики мухлислиримизниң мәнивий тәшналиғини қандурғач, башқа милләт тамашибинлириға сәнъитимиз дурданилирини тонуштурди. 1992-жили Зәйнуллам ака билән ХХҖниң ШУАРдики барлиқ вилайәтлирини дегидәк арилап чиқтуқ, Түркиягә болған иҗадий сәпәрләрдә биллә болдуқ.
Зәйнуллам акиниң тәбиитидин өзигә хас бир алаһидилиги – униң интайин кичикпейил һәм кәмтәрлиги еди. Униң һәрқандақ вәзийәттә бирәр хадим билән авазини көтирип, қизирип-бозирип вақирап сөзләшкинини көрмәптимиз. Һәрқандақ мәсилидә алдирақсанлиқ билән йәкүн чиқармайдиғанлиғини байқап, һәйран қалаттуқ. Биз, әтрапида жүргән кәсипдашлири, Зәйнуллам акиниң нәқ шу хисләтлирини өзимизгә үлгә тутуп, униңға охшиғумиз келәттию, лекин задила қамлаштуралматтуқ.
Мән бу мақаләмдә сәһнимизниң булбули болған Нурбүви Мәмәтованиң иҗадиға тохталмидим. Чүнки Нурбүви һәдиниң Уйғур театри сәһнисидики, умумән, сәнъитимиздики орни – өз алдиға бир дуния.
Зәйнуллам ака билән Нурбүви һәдә яш чағлирида тәғдирниң талай мурәккәп синақлириға дуч кәлсиму, уларни бәхитлик турмуш кәчүрди, дейишкә толуқ асас бар. Икки оғул пәрзәнт тепип, уларни вайиға йәткүзди. Лекин, әпсус, Зәйнуллам акиниң вапатидин кейин аридин бирнәччә жил өтүп, Нурбүви һәдә үчүн кәнҗә оғли Әбәйдулламдин айрилиш толиму еғир болди. Пәрзәнт көйүгидә аниниң жүриги моҗулди, қәдди пүкүлди. Әндиликтә Нурбүви һәдиму аримизда йоқ...
Бүгүнки күнлүктә кәң җамаәтчилик аилиниң тунҗа оғли Һебибулламни елимизгә тонулған кәспий композитор сүпитидә тонуйду. Нәвриләрму алий билимлик сәнъәткарлардин болуп йетилди. Һебибулламниң қизи Сәйярә «Нава» ансамблида нахшичи, оғли Лутпуллам концертмейстер болуп ишләватиду.
Зәйнуллам Сетәковниң Уйғур театридики қириқ жилдин ошуқ әмгәк паалийити мунасип баһалинип, һөкүмәт тәрипидин бирнәччә Пәхрий ярлиқ, медальлар билән тәғдирләнди. Һә, мухлислири болса, һаят чеғидила униң иҗадийитигә упримас һәйкәл орнитип болди. Инсан үчүн хәлиқниң чәксиз һөрмәт-еһтирамиға, алий мукапитиға еришиштин артуқ бәхит болмиса керәк.
Гүлбаһар НАСИРОВА,
Уйғур театри Әдәбият бөлүминиң башлиғи
https://uyguravazi.kazgazeta.kz