Новости Уйгурского театра
2024-05-23 14:50

Сәнъәткә һөрмәт — әлгә һөрмәт

Түнүгүн, йәни 21-баһар күни Дөләт рәһбири мәдәнийәт вә сәнъәт хадимлирини мукапатлаш мәрасимиға қатнашти.

Президент дәсләп тәнтәнә қатнашқучилирини Мәдәнийәт вә сәнъәт хадимлири күни билән тәбриклиди.

— Мәдәнийәт билән сәнъәт – җәмийәттики муһим саһа. Сәнъәт – милләтниң җени, мәдәнийәт болса – мәнивий тәсвири. Бу қош қәдрийәтни цивилизациямизниң асаси дейишкә болиду. Уни сақлап, бейитиш – ортақ пәрзимиз. Әбиш Кекилбайулы «Мәдәнийәт тарихи – инсанийәт тарихи» дегән. Хәлиқниң турмуш-һаятини униң сәнъитидин көрүшкә болиду, — деди Қ.Тоқаев.

Дөләт рәһбири мәдәнийәт билән сәнъәтни тәрәққий әткүзүш мәмликитимиз үчүн асасий әвзәллик болуп һесаплинидиғанлиғини қәйт қилди. Шуниң билән биллә милләт мәнавиятини йеңилаш ишиға мунасивәтлик чариләр қолға елиниватқанлиғини ейтти.

— Булту Мәдәний сәясәтниң 2029-жилғичә болған концепциясини қобул қилдуқ. Бүгүнки таңда мошу саһаниң инфрақурулумини һәртәрәплимә тәрәққий әткүзүшкә алаһидә әһмийәт берилиду. Пәқәт ахирқи үч жилда елимиздә 700дин ошуқ бена ремонт қилинип, 168 йеңи объект селинди. Мәдәнийәт вә сәнъәт мәһкимилирини җабдуқлаш дәриҗиси пәйдин-пәй яхшилиниватиду. Ахирқи оттуз жилда дәсләпки қетим профильлиқ оқуш орунлири вә дөләтлик концерт коллективлириға музыкилиқ әсваплар сетивелишқа бюджеттин мәбләғ бөлүнди, — деди Президент.

Қасым-Жомарт Тоқаев М.Әвезов намидики Қазақ миллий драма театриниң бенаси йеқинда толуқ қайта йеңилинидиғанлиғини қәйт қилди. Бу иш мәзкүр сәнъәт дәргаһиниң 100 жиллиқ тәвәллуди һарписида, йәни 2026-жили аяқлишиду.

— Булту, мениң Пәрманимға бенаән, елимиздики чоң мәдәнийәт дәргаһлириға «миллий» вә «академиялик» мәртивиси берилди. Бу қарар сәнъәт коллективлириниң иҗадий даирисини кәңәйтип, уларниң кәспий турғудин риваҗлинишиға йол ачидиғини сөзсиз. Бу йөнилиштики ишлар давамлишиду, — деди Президент.

Дөләт рәһбири елимиздики әң асасий үч мирасгаһқа миллий мәртивә берилидиғанлиғини тәкитлиди.

— Һазирқи заман тәливигә мувапиқ, мирасгаһ җәмийәт аң-сәвийәсини йеңилашқа тәсир қилидиған илғар институтқа айлиниши лазим. Шу арқилиқ яш әвлат тарихимиз билән әнъәнилиримизни кәң тонуштуруп, униңдин савақ елиши һаҗәт. Умумән, елимиздә тарихий-мәдәний мирасни сақлаш вә көпәйтиш мәхситидә кәңдаирилик һәм үзлүксиз ишлар жүргүзүлүватиду. Узақ жиллардин бери дәсләпки қетим йеқинда маддий әмәс мәдәний мирасниң Миллий тизими тилға алардиқ дәриҗидә кәңәйди. ЮНЕСКОниң маддий әмәс мираслар тизимида бизниң «салбаурын» вә «беташар» охшаш миллий әнъәнилиримизни киргүзүш мәсилиси муһакимә қилиниватиду, — деди Қ.Тоқаев.

Дөләт рәһбири мәдәнийәт вә сәнъәт адәмлири тарихий җәриянниң алдинқи сепидә жүрүп, шу арқилиқ миллитимизниң сүръәтдик тәрәққий етишигә тәсир қилидиғанлиғини қәйт қилди.

— Силәр өз иҗадийитиңлар арқилиқ хәлқимизниң әҗайип болмишиниң йеңи қирини ачисиләр. Гражданларниң бәрпакарлиқ иқтидарини ашурисиләр. Шуңлашқа дөләт иҗадийәт вәкиллириниң абройини ашуруш үчүн һаҗәт қарарларни қобул қилиду. Мәдәнийәт вә архив иши хадимлириниң мааши көпәйди. Мениң тапшурмам билән «Хәлиқ артисти», «Хәлиқ язғучиси» атиғи қайта берилишкә башлиди, — деди Президент.

Қасым-Жомарт Тоқаев хәлқимиз қабилийәтлик оғул-қизлирини дайим қәдирлигәнлигигә диққәт бөлүп, Астанадики Қазақ миллий сәнъәт университетиға Күләш Байсеитованиң намини бериш тоғрилиқ қарар қобул қилғанлиғини ейтти.

— Бу – атақлиқ нахшичиға көрситилгән зор һөрмәт һәм алаһидә сәнъити билән тарихта қалған шәхсләргә хәлиқниң һөрмитиниң бәлгүси. Буни тарихий адиллиқни әслигә кәлтүрүш дәп чүшиниш лазим. Чоң әвлатниң сәнъәттики йолини һазирқи яшлиримиз мунасип давамлаштуруп келиватиду. Мошу варислиқни сақлаш наһайити муһим, — деди Қасым-Жомарт Тоқаев.

Президент һазир нурғунлиған яш сәнъәткарлар алаһидә қабилийити билән пүткүл дунияни һәйран қалдуруватқанлиғини тәкитлиди. Бу турғудин қариғанда Димашниң әҗайип сәнъитигә қизиққан һәрхил мәмликәтләрниң гражданлириниң Қазақстанниң гимнини ейтип, көк байриғини йәпүлдитип жүрүватқанлиғини ейтти.

— Сәнъәт – тәрбийә васитиси. Мән Миллий қурултайниң олтиришида милләт келәчигигә ховуп пәйда қилидиған бәш кесәл тоғрилиқ ейтқан едим. Җәмийәтни мошу кесәлләрдин тазилашқа мәдәнийәт әрбаплири зор үлүш қошуватиду. Лудомания билән нәшихорлуқниң зийинини очуқ көрситидиған йеңи әсәрләр чиқиватиду. Бу – тоғра тәшәббус, — деди Президент.

Президентниң ейтишичә, мәдәнийәт саһасиниң вәкиллири хәлиқниң мәнивий қалқини болуши лазим. Шуңлашқа Дөләт рәһбири уларниң яш әвлатни бәрпакарлиққа, йеңилиқларға интилишни үгитишкә, үнүмлүк әмгәк қилишқа җәлип қилишқа паал қатнишидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди.

— Силәр мәдәнийәт билән сәнъәт йолида адил болуп, шиҗаәтлик әмгәк қиливатисиләр. Униңға пүткүл хәлиқ гува. Сәнъәт адими үчүн әң чоң мукапат – хәлиқниң һөрмити. Мән мәдәнийитимизни тәрәққий әткүзүшкә үлүш қошуватқан бир топ гражданларни мукапатлаш тоғрилиқ қарар қобул қилдим. Мәдәнийәт саһасида алаһидә орни бар 7 чоң коллектив тәвәллудлуқ басқучқа келиватиду. Шуңлашқа бүгүн асасән мошу мәһкимиләрниң хадимлириға алий мукапатлар тапшурушни тоғра көрдүм, — деди Қ.Тоқаев.

Шуниң билән биллә жиғинда Қурманғазы намидики Қазақ миллий әсваплар оркестриниң дирижери Жексен Айқын, А.Жубанов намидики қабилийәтлик балиларға беғишланған жумһурийәтлик қазақ мутәхәссисләндүрүлгән музыкилиқ мәктәп-интернатиниң чоң оқутқучиси Мурат Биенғалиев сөз сөзлиди.

Жиғинда Президент бир топ мәдәнийәт вә сәнъәт хадимлириға мукапатлар тапшурди. Җүмлидин, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән артисти Марат Мәмәтбақиев вә Қ.Ғожамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театри Әдәбият бөлүминиң рәһбири Гүлбаһар Насирова «Құрмет» ордени билән тәғдирләнди. Шундақла Уйғур театриниң режиссери Әзиз Искәндәровқа «Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби» атиғи берилди. Биз гезитханлар намидин мукапатқа сазавәр болған сәнъәткарлиримизни сәмимий тәбрикләп, иҗадий утуқ тиләймиз.

СҮРӘТТӘ: Уйғур театриниң мудири Д.Баһаров (солдин оңға), мукапат саһиблири Г.Насирова, Ә.Искәндәров вә М.Мәмәтбақиев

https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/51049