– Хатирҗәм болуң, улар башқа кәлмәйду. Баш режиссерлуқ лавазимни бүгүн бошитип беримән, мени башқа коллективқа йөткәветиңлар...».
Комитеттики ахирқи сөһбәт әйнә шу хил мәзмунда болди. Сергей Рубенович шу күнила: «Силәр билән биллә көп җапа тартқан вә нурғун утуқларға еришкән театрни ташлап кәтмәс едим. Бирақ бу әһвалда мән башқа ишләлмәймән. Силәр, бәлкимба, йеңи баш режиссер билән техиму чоң утуқларға еришисиләр...» дегән сөзләрни ейтип хошлишиду.
Шундақ қилип, Сергей Башоян Уйғур театридин, әйнә шундақ роһий зәрбигә учриған һалда, чоңқур әпсуслиниш билән кәтти... Шу кәткиничә, режиссер Уйғур театриға қайтип кәлмиди. Йеши сәксәндин алқиғанда, униңға дохтурлар альцгеймер диагнозини қойди. Шу сәвәплик у өйидин чиқип, пат-пат театрға келишни адәткә айландурувалған еди. У театрға келидиған йолни есидә яхши сақлавалғини билән, өйигә қайтип кетишни билмәй, гаңгирап олтирип қалатти. Шуңлашқиму һәр қетимда биз уни өйигә апирип қояттуқ. Режиссер 2010-жили пани дуния билән мәңгүгә видалашти...
Бүгүн театримизниң мирасгаһини режиссерниң портрети билән у сәһниләштүргән талай спектакльлардин чүширилгән сүрәтләр безәп турупту. Шундақ екән, Сергей Рубенович туғулғининиң 100 жиллиғи мунасивити билән, униң уйғур кәспий театр сәньити тәрәққияти йолидики бебаһа меһнәтлирини бүгүнки әвлатқа тонуштуруп, уларни ядиға селиш – бизниң борчимиз.