Новости Уйгурского театра

Уйғур театриниң баш балетмейстери тайинланди.

Қ.Ғожамияров намидики жумһурийәтлик дөләт академиялик уйғур музыкилиқ комедия театриниң Баш балетмейстери лавазимиға Зоһра Марат қизи Кәримова тайинланди. Исми хәлқимизгә яхши тонулған талантлиқ уссулчи, балетмейстер Зоһра Кәримова ижадий паалийитидә өзиниң жуқури маһарити арқилиқ театр репертуариниң тәрәққиятиға һәм уйғур уссул сәньитиниң риважлинишиға чоң үлүшини қошуп кәлмәктә. У ижра қилған «Рак» муқами (Г.Сайитова сәһниләштүргән), «Тәзә» (Х.Сидиқ сәһниләштүргән), «Деванә көңлүм» (З.Кәримова сәһниләштүргән), «Будда» (Г.Сайитова), «Жола сәними» (З.Кәримова), «Яру» (Һ.Әзизова), «Сигаһ» муқами (Һ.Әзиз) охшаш бир қатар классик уссуллардин пәқәтла елимиз әмәс, бәлки Өзбәкстан, Қирғизстан, Түркмәнстан, ШУАР, Россия, Венгрия, Түркийә, Финляндия, Америка, Англия, Швейцария кәби чәт әл тамашибинлириму һөзүр алған. 2006 жили Зоһра Кәримова мухлислириға «Ойған, миң өй!» намлиқ йәккә концертини һавалә қилди.