Тоқаев Алимжан Әхмәтжаноғли

Алимжан Тоқаев нурғун жиллар давамида уйғур театрида профсоюз комитетини башқурди. У «Мәдениет қайраткері» бәлгүсиниң саһиби.
 П.Чайковский намидики музыка училищесиниң «дирижирование» бөлүмини түгәткән. Андин Құрманғазы намидики Дөләт консерваториясиниң шу бөлүмидә тәһсил көргән. Кейинзә Россияниң пайтәхти Москва шәһиригә берип, икки жил давамида тәлим алғач, опера-симфониялик оркестрниң дирижери квалификациясиға сазавәр болди. 1972 жили Уйғур театриға хормейстер болуп ишқа қобул қилинди һәм бир қатар музыкилиқ сәһнә әсәрлиригә дирижерлуқ қилди.

 1981 жили Алимжан Әхмәтоғли уйғур театрида дирижер-аранжировщик хизмитигә тайинланди. Униң рәһбәрлигидики симфониялик оркестр «Нава» фольклор ансамбли билән һәмкарлиқта бир қатар концерт программилирини тәйярлап тамашибинға тәғдим қилди.
Тоқаев «Достлуқ сази», «Һошшәрә, артист!» намлиқ концерт программилирини тәйярлиди. Шундақла композитор «Чинтөмүр батур», «Шәнбә күни-тойға!», «Гиләмчиләр», «Өмчүк тори», «Махамбет» кәби музыкилиқ спектакльларни өзиниң әсәрлири билән безиди. Болупму, «Махамбет» фантасмагорияси арқилиқ у әжайип қайтиланмас лирика әсәрлирини жарий қилди.

Иҗтимаий торларда бизгә муштири болуң
театрдики һәммә мәрасимлардин хәвәрдар болуп туруңлар!
МӘНЗИЛГАҺИ:
Алмута шәһири, Наурызбай батыр кочиси, 83
ТЕЛЕФОН
ТЕАТР КАССИСИ