Искәндәров Әзизжан Һезиз оғли

«Мәдениет қайраткері» бәлгүси билән тәғдирләнди, режиссер
         Ә.Искәндәров 1983 жили Ташкәнт театр вә рәссамчилиқ институтиниң «Музыкилиқ драма актери» бөлүмини түгәткән. Актер Ж.Асимов, А.Садировниң «Анархан», Р.Батулланиң «Кәчүр мени, анижан», С.Балғабаевниң «Қиз жигирмигә толғанда», Қ.Мәңсүровниң «Өмәр Муһәммәдий», Иран-Ғайыпниң «Муқәддәс гуна», С.Әхмәтниң «Келинләр қозғилиңи», М.Кебиров, И.Жәлилов, Қ.Абдрасуловниң «Ипархан», У.Шекспирниң «Король Лир», «Иран-Ғайип, Ш.Шаваевниң «Қәшқәрийә» намлиқ сәһнә әсәрлиридә һәр хил образлар яратти.
 1994 жили С.Сейфуллин туғулғининиң 100 жиллиғиға беғишланған жумһурийәтлик театрлар фестивалида Әзизжан Искәндәров «Өмәр Муһәммәдий» драмисидики баш қәһриман образини яратқини үчүн Лауреат аталди. 1999 жили болса, Алмутида өткән «Ғасыр» фестивалида Уйғур театри «Ханума» музыкилиқ комедияси билән қатнашти. Баш қәһриман Князь ролидики Ә.Искәндәров фестиваль Лауреати аталди.

 Ә.Искәндәров 2004 жили Т.Жургенов намидики Қазақ Миллий Сәньәт академиясиниң «Режиссер» бөлүмини түгәтти. У режиссер сүпитидә А.Самсақовниң «Баянчур», Г.Насированиң «Назугум», Ә.Оразбековниң «Бир түп алма», Д.Исабековниң «Мурагерлер», Ә.Һаширийниң «Чарбағ», И.Зойирниң «Қәриз», Б.Муқайниң «Мәжнун жигитләр», А.Бавдиновниң «Қәшқәрдә мәшьәл», Һ.Гүлиевниң «Дәттикам» охшаш спектакльларни сәһниләштүрди.

       Ә.Искәндәров «Мәдениет қайраткері» бәлгүси билән тәғдирләнди.


Иҗтимаий торларда бизгә муштири болуң
театрдики һәммә мәрасимлардин хәвәрдар болуп туруңлар!
МӘНЗИЛГАҺИ:
Алмута шәһири, Наурызбай батыр кочиси, 83
ТЕЛЕФОН
ТЕАТР КАССИСИ