Баһаров Дилмурат Нурахмәтоғли

 Намидики жумһурийәтлик дөләт академиялык уйғур музыкилиқ комедия театриниң мудир хизмитини орунлиғучи
     Дилмурат Баһаров 1975 жили 9 декабрьда Алмута вилайитигә қарашлиқ Яркәнт шәһиридә дунияға кәлгән. У Алмутидики П.Чайковский намидики музыка мәтивидә  фортепиано бөлүмидә оқуп билим алди.  Дилмурат оқуп жүргән жиллиридин башлап, уйғур театрида «Нава» фольклор ансамблида ишлиди.
1994 жылы консерваторияға оқушқа чүшүп, студент болғандин кейин Уйғур театрида  «САДА» намлиқ эстрадилиқ топ тәшкил қилинип, үч жил бойи әшу топниң музыкилиқ рәһбири болуп паалийәт жүргүзди. Яш композитор 2000 жили консерваторияни пүтәрди. 1999 жили Дилмурат Баһаров Жумһурийәтлик «Жас қанат» конкурсиға қатнишип, иккинчи орунни йеңип алди. Андин Венгрияда өткән «Медиа вейф» хәлиқара фестивалиға қатнишип, биринчи орунни егилиди. 1999 жили «Дәрвишләр» топиниң асасини салғанлар - Адил Жамбақиев, Әзиз Мәсимов һәм Дилмурат Баһаров болуп һесаплиниду.
«Дәрвишләр» дәсләпки қетим хәлиқара «Азия Даусы» конкурсиға қатнишип, Дилмурат «Әң яхши аранжировка үчүн» мукапитини йеңип алди. Бир жилдин кейин «Дәрвишләр» топи «Алтун диск» конкурсида «Жил йеңилиғи» номинацияси бойичә ғалип аталди, 2002 жили Түркийәдики «Мега хит» фестивалиниң меһмини сүпитидә қатнашти. (бу конкурсниң дәрижиси «Евровидение»дин кам әмәс.)

2002 жили Дилмурат Қазақстан Жумһурийити Композиторлар Иттипақиниң әзаси болуп сайланди. Мошу жиллар мабайнида Дилмурат Баһаров йүздин ошуқ нахшиларни, жүмлидин Нұрлан Абдуллин, Дәрвишләр, Дилназ Әхмәдиева, Бақыт Шадаева, Яшлиқ, «101» топи, Руслан Тохтахунов, Гүлнур Оразымбетова, Лана, Асылбек Еңсепов, Мақпал Исабекова, Болат Қусайынов, Диляра Ысқақова, Аян, «Саз отау» дуэти вә «Дәрвишләрниң» иштирақида чүширилгән "Воры поневоле или что лежит в сундуке" бәдиий фильмниң музыкисини язди.

2007 жили Дилмурат Баһаров «Дәрвишләр» топиниң продюсери болди. Д.Бахаров 2001-2007 жиллар арилиғида «Тұран» университетиниң сиртқи бөлүмидә «Ихтисат» бөлүмидә оқуп диплом алди.

 2022 жилниң 14 март күнидин башлап, Дилмурат Баһаров Қуддус Ғожамияров намидики жумһурийәтлик дөләт академиялык уйғур музыкилиқ комедия театриниң мудир хизмитини орунлиғучи болуп тайинланди.


Иҗтимаий торларда бизгә муштири болуң
театрдики һәммә мәрасимлардин хәвәрдар болуп туруңлар!
МӘНЗИЛГАҺИ:
Алмута шәһири, Наурызбай батыр кочиси, 83
ТЕЛЕФОН
ТЕАТР КАССИСИ